Д у қ рәиси долқун әйса японийә таратқулириниң тәшвиқат нишани болмақта

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.11.21
dolqun-eysa-yaponiye-axbarat-yighini-4.jpg Японийәдики бәзи ахбарат васитилири вә кишилик һоқуқ җәмийәтлириниң уюштуруши билән өткүзүлгән уйғурлар мәсилисигә қизиққучи япон хәлқигә “шәрқий түркистанниң нөвәттики вәзийити тоғрисида мәлумат бериш” паалийитидин көрүнүш. 2018-Йили 20-ноябир, токйо.
RFA/Ekrem

Японийә ахбарат васитилириниң диққити уйғурлар мәсилисигә мәркәзләшмәктә.

19-Ноябир японийә зияритини башлиған дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди 20-ноябир японийә дөләтлик ахбарат кулубида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийитидин мәлумат бәргән. Буниң билән японийәдики көплигән даңлиқ ахбарат васитилири икки күндин буян долқун әйсаниң пикирлирини чөридигән һалда уйғурлар мәсилисини кәң тәшвиқ қилишқа башлиған.

Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси, д у қ ниң японийәдики вәкили илһам мәһмут әпәндиниң билдүрүшичә, 20-ноябир кәчтә йәнә японийәдики бәзи ахбарат васитилири вә кишилик һоқуқ җәмийәтлириниң уюштуруши билән уйғурлар мәсилисигә қизиққучи япон хәлқигә “шәрқий түркистанниң нөвәттики вәзийити тоғрисида мәлумат бериш” паалийити болуп өткән. Паалийәткә көп санда киши қатнашқан вә уйғурлар тоғрисида түрлүк соалларни сорашқан. Бу паалийәтниң хәвири иҗтимаий таратқуларда кәң тәшвиқ қилинған.

Бүгүн, йәни 21-ноябир күни долқун әйса әпәнди йәнә японийәдики мәшһур таратқуларниң зиярәтлирини қобул қилип, уйғурлар мәсилиси, җүмлидин җаза лагерлири мәсилисини әтраплиқ аңлатқан. Илһам мәһмут әпәнди бу һәқтә тохталғанда японийә сиясәтчилири вә обзорчилири қизиқидиған бүгүнки бу телевизийә программисиниң японийәдә күчлүк инкас қозғаш мумкинликини тилға алди.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, бүгүн йәнә японийә хәлқигә уйғурлар мәсилисини аңлитиш үчүн мәхсус доклат бериш йиғини уюштурулған. Йиғинда японийә хәлқиниң сәпәрвәрликкә келип японийә һөкүмитини уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисигә көңүл бөлүшкә қисташ тәләп қилинған.

Д у қ рәисиниң бу 2 күн ичидики паалийәтлири японийә ахбарат васитилири вә ғәрб мәтбуатлирида кәң тарқилипла қалмай, түрлүк иҗтимаий таратқуларда диққәт чәккүчи бир тема сүпитидә тәшвиқ қилинишқа башлиған.

Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң японийә зиярити тоғрисида тохталғанда японийәниң уйғур дәваси үчүн наһайити муһимлиқини вә японийә һакимийәт қатлимида җаза лагерлири мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүшниң зөрүрийәтлирини тилға алди.

Д у қ рәиси алдимиздики күнләрдә японийәдә йәнә бәзи муһим сиясий һәм иҗтимаий паалийәтләрни елип баридикән. японийәниң муһим дөләт әрбаблири билән айрим учришип, уйғурлар вә җаза лагерлири мәсилисиниң японийәдиму қизиқ нуқтиға айлиниши үчүн күч сәрп қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.