Д у қ явропа парламентида “җаза лагерлири” ға қарши паалийитини башлиди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.01.08
Ilhan-kuchuk-dolqun-enwerjan.jpg Д у қ рәиси долқун әйса(солда) вә “илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан(оңда) әпәндиләр явропа парламенти әзаси, “уйғур достлуқ гурупписи” рәһбәрлиридин илһан күчүк әпәнди билән. 2019-Йили 8-январ, бирюссел, белгийә.
RFA/Ekrem

Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса хитай һөкүмитиниң бир қисим дөләтләрниң әлчилирини хәлқарада “җаза лагерлири”, “йиғивелиш лагерлири” дәп әйиблиниватқан уйғур дияридики лагерларниң бир қисмини зиярәт қилдуруп, өзлириниң қилмишлирини ақлаш тәшвиқатини күчәйтиватқан пәйттә явропа парламентида хитайниң “җаза лагерлири” ға қарши паалийәтлирини башлиди.

Мюнхендин 7-январ йолға чиққан долқун әйса әпәнди бүгүн, йәни 8-январ күни явропа парламенти әзалири билән көрүшүшни вә явропа иттипақи ташқи ишлар министирлиқидики зиярәтлирини рәсмий башлиған.

Д у қ рәисиниң явропа иттипақи зияритидә “илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан әпәндиму һәмраһ болған болуп, у хитай түрмисидики уйғур өктичи зиялийси илһам тохтини “нобел тинчлиқ мукапати” вә “сахароф мукапати” ға намзат көрситиш паалийәтлирини қанат яйдуруш мәқситидә явропа парламентида тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини баян қилди.

Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити өткән йили 12-айниң 28-күнидин 30-күнигичә 12 дөләтниң бейҗиңда турушлуқ әлчилирини уйғур дияридики “қайта тәрбийәләш мәркизи” ни зиярәт қилдуруп, бу тәрбийәләш мәркәзлириниң ғәрб күчлири ейтқандәк “җаза лагерлири” әмәсликини испатлашқа урунған. У сөзидә, явропа парламенти әзалирини бу мәсилигә сәгәк муамилә қилишқа агаһландурғанлиқини тилға алди.

Мәлум болушичә, өткән йили 8-айниң 10-күни б д т да өткүзүлгән ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетиниң 96-нөвәтлик йиғинида, б д т хадимлири: “биз хитай даирилиридин уйғур дияридики қайта тәрбийәләш мәркәзлирини зиярәт қилишни тәкрар тәләп қилған болсақму, буниңға җаваб алалмидуқ” дәп очуқ оттуриға қойған иди. Охшаш тәләпни явропа иттипақи ташқи ишлар министирлиқи кишилик һоқуқ кеңиши һәмдә германийә парламенти кишилик һоқуқ кеңишиму оттуриға қойған. Әмма хитай даирилири рәт қилған яки җаваб бәргили унимиған. Өткән йили ноябирда йәнә ғәрб демократик әллириниң бейҗиңдики 15 нәпәр әлчиси уйғур аптоном райониниң партком секретари чен чуәнгоға мәктуп йоллап, уйғур дияри вәзийитидин мәлумат сориғандиму, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуа чүнйиң сөз қилип, чәтәл әлчилирини хитайниң ички ишлириға арилашмаслиқни тәләп қилған.

Германийә авазиниң 8-январдики хәвиридә көрситилишичә, хитай һөкүмити бу қетим б д т хадимлирини яки җаза лагерлирини зиярәт қилишни тәләп қилған ғәрб демократик дөләтлириниң әлчилирини әмәс, бәлки русийә, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан, афғанистан, һиндистан, пакистан, малайсия, һиндонезийә, тайланд вә кувәйттин ибарәт 12 дөләтниң әлчилирини аталмиш “қайта тәрбийәләш мәркизи” ни зиярәт қилдурған.

Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда, хитайниң “дуняни алдаш үчүн оюн ойнаватқанлиқи” ни тилға алди. Д у қ баянатчиси дилшат ришитму охшаш көзқарашни тәкитлиди.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, у явропа парламентидики бир һәптилик зиярәтлири җәрянида бир қисим парламент әзалири вә “уйғур достлуқ гурупписи” хадимлири билән хитайниң җаза лагерлириға қарши 2019-йиллиқ паалийәт пиланлирини музакирә қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.