Дуня уйғур қурултийи мюнхенда муһим йиғин чақирди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.08.14
germaniye-yighin-rabiye.jpg Д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң лидери рабийә қадир ханим дуня уйғур қурултийиниң бир қисим рәһбәрлири билән йиғинда. 2017-Йили 11-авғуст, мюнхен.
RFA/Erkin Tarim

8-Айниң 11-күни дуня уйғур қурултийи рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң лидери рабийә қадир ханим, германийәниң мюнхен шәһиригә келип, дуня уйғур қурултийиниң бир қисим рәһбәрлири билән учришип музакирә елип берип, 11-айниң 10-күнидин 13-күнигичә германийәниң мюнхен шәһиридә чақирилидиған 6-нөвәтлик пәвқуладдә қурултайниң тәйярлиқ хизмити тоғрисида бәзи қарарларни мақуллиған.

8-Айниң 13-күни чүштин кейин, д у қ ниң баш штаби җайлашқан германийәниң мюнхен шәһиридики қурултай ишханисида уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, қурултай муавин рәиси пәрһат муһәммиди, баш катип долқун әйса, илһам тохти гурупписиниң рәиси әнвәрҗан, җамаәт әрбаби аблимит турсун, явропа шәрқий түркистан бирлики рәиси турғунҗан алавудун қатарлиқлар билән бирликтә баянат елан қилип, дуня уйғур қурултийи ичидики мәсилиләргә хатимә берилгәнликини җакарлиған.

Рабийә қадир ханим бу қетимқи германийә зияритиниң әң муһим сәвәблиридин бириниң, 11-айда чақирилидиған қурултайниң тәйярлиқ хизмитини қилиш икәнликини баян қилди.

Бу йил 5-айниң ахиридин бери дуня уйғур қурултийиниң ичидә ички кризис йүз бәргән иди. Рабийә қадир ханим мюнхендики учришиштин кейин ички кризисниң пүтүнләй йоқ болғанлиқини баян қилди.

Дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса әпәнди, 5-авғуст күни дуня уйғур қурултийи даимий комитети әзалириниң телефон йиғинида бәзи қарарлар елинғанлиқини, бу қарарлар тоғрисида техиму конкрет музакириләрни елип бериш үчүн дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң мюнхенға кәлгәнликини, буларниң әмәлийләшкәнликини оттуриға қойди.

Долқун әйса әпәнди икки күнлүк музакиридин кейин 13-чесла иҗтимаий таратқуларда изаһат характерлик бир ортақ баянат елан қилғанлиқини баян қилди.

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим дуня уйғур қурултийиниң 6-нөвәтлик вәкилләр қурултийиға тәйярлиқ қилиш үчүн бу қетим пүтүн явропа дөләтлирини айлинип чиқидиғанлиқини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.