Мюнхенда д у қ иҗраийә комитетиниң 2-нөвәтлик йиғини өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.11.07
duq-ijraiye-2-yighini-1.jpg

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң 2-нөвәтлик йиғинидин көрүнүш. 2018-Йили 7-ноябир, мюнхен. RFA/Ekrem

duq-ijraiye-2-yighini--2.jpg

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң 2-нөвәтлик йиғинидин көрүнүш. 2018-Йили 7-ноябир, мюнхен. RFA/Ekrem

duq-ijraiye-2-yighini-3.jpg

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң 2-нөвәтлик йиғинидин көрүнүш. 2018-Йили 7-ноябир, мюнхен. RFA/Ekrem

duq-ijraiye-2-yighini-5.jpg

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң 2-нөвәтлик йиғинидин көрүнүш. 2018-Йили 7-ноябир, мюнхен. RFA/Ekrem

11-Айниң 7-күни германийәниң мюнхен шәһиридә дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң 2-нөвәтлик йиғини өткүзүлди.

11-Айниң 6-күни җәнвәдики б д т баш штаби алдида елип берилған хәлқаралиқ зор намайиштин қайтип кәлгән қурултай рәһбәрлири бүгүн мюнхенда ички йиғинини башлиди.

11-Айниң 7-күни германийәниң мюнхен шәһиридә башланған д у қ 2-нөвәтлик иҗраийә комитетиниң кеңәйтилгән йиғиниға явропа, асия, америка, австралийәдин ибарәт 4 қитәдики 22 дөләттин кәлгән 40 нәпәр уйғур сиясий паалийәтчиси қатнашти.

Йиғинға қурултай иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат әпәнди риясәтчилик қилди. Қурултай рәиси долқун әйса әпәнди ечилиш нутқи сөзлиди. Йиғинда алди билән д у қ ниң 6-нөвәтлик пәвқуладдә вәкилләр қурултийидин кейинки бир йилда елип барған паалийәтлириниң хуласиси филим шәклидә оттуриға қоюлуп, тәҗрибә-савақлар йәкүнләнди. Йерим саәтлик син филими арқилиқ тонуштурулған бу паалийәтләр йиғин әһлиниң юқири баһасиға еришти.

Д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат әпәнди бу қетимқи иҗраийә комитети йиғини һәққидә тохталғанда йиғинниң тәртиплик, сәвийәлик вә әһмийәтлик бир йиғин болғанлиқини тилға алди.

Бу қетимқи йиғинда д у қ муһаҗирлар ишлири бөлүминиң мәсули мәмәт тохти әпәнди муһаҗирәттики уйғур мусапирлириға ярдәм бериш үчүн бу бир йилда д у қ йетәкчиликидә 300 миң долларға йеқин пул йиғилғанлиқи вә бу пулниң түрлүк саһәләрдики уйғурларниң қоли арқилиқ мәхпий һалда мүшкүлат ичидә қалған уйғур мусапирлириға йәткүзүлгәнликини тилға алди. Қурултай тәтқиқат мәркизиниң мәсули әнвәр әһмәт әпәндиму уйғур мусапирлириға қилинған ярдәмләр һәққидә тохталди. Қурултай ички ишлар комитетиниң мәсули һамутхан көктүрк әпәндиму бир йиллиқ хизмәтлири тоғрисида доклатлар тәқдим қилди.

Бу қетимқи йиғинда д у қ тәркибидики 19 комитетниң мудирлири алдинқи бир йилда елип барған паалийәтлири тоғрисида мәлумат бәрди. Д у қ ниң баш тәптиши абликим идрис әпәнди иҗабий вә сәлбий мәсилиләр тоғрисида хуласә сөзи қилди. Қурултайниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди д у қ ниң қисқиғинә бир йил ичидә хәлқара сиясий сәһниләрдә яратқан нәтиҗилиригә қарита хитайниң түрлүк шәкилләрдики һуҗумлири тоғрисида тохталди.

Америкидин келип бу қетимқи йиғинға көзәткүчи сүпитидә қатнашқан доктор әркин сидиқ әпәнди нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилғанда д у қ ниң бу бир йил ичидә елип барған паалийәтлиридин тәсирләнгәнликини тилға алди. Америкидики уйғур зиялийси доктор ришат аббас әпәндиму бу қетимқи йиғиндин алған тәсиратлири тоғрисида тохталди.

Қазақистандин келип бу йиғинға қатнашқан уйғур мойсипитлиридин қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди йиғинниң нәтиҗилик вә тәсирлик өткәнликини әскәртти.

Бу қетимқи иҗраийә комитети йиғини бир күн өткүзүлидиған болуп, әтидин башлап мюнхен шәһиридә “шәрқий түркистан миллий кеңиши” йиғини, “уйғур яшлириниң хәлқаралиқ учришиши” йиғини, “истиқлал марши мукапати” ни тарқитиш мурасими вә “2 җумһурийәтни хатириләш паалийити” өткүзүлидикән. Бу паалийәтләргә 300 гә йеқин уйғурларниң қәдәм тәшрип қилидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.