Хитайниң әнқәрәдики “дөләт байрими зияпити” гә бир нәччила уйғур оқуғучи қатнашқан
2017.09.29
Хитай әнқәрәдә өткүзгән бу йиллиқ “дөләт байрими зияпити” гә қанашқан уйғур оқуғучи сани йиллардикигә қариғанда зор дәриҗидә кемәйгән. Зияпәт әнқәрәдики бир меһманханида 28-сентәбир өткүзүлгән. Мәзкур зияпәткә иштирак қилған оқуғучларниң ейтишичә, бу йилқи зияпәткә қатнашқан уйғур оқуғучиларниң сани бир нәччигиму йәтмәйдикән. Буниңдики сәвәб нәдә?
Хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сиясити чекидин ашқан бүгүнки күндә, хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 67 йиллиқи мунасивити билән хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиханиси уюштурған зияпәткә түркийәниң һәр қайси шәһәрлиридә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң иштирак қилиши уйғурлар арисида ғулғула пәйда қилди.
Исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур оқуғучи бизгә бу һәқтә мәлумат бәрди.
Мухбир: хитай әлчиханисиниң бу паалийитигә хели көп уйғур оқуғучи қатнаштиму?
Уйғур оқуғучи: уйғур оқуғучилар бәк көп әмәс. Мәндин башқа йәнә 4-5 оқуғучи бар иди. Бурун көп оқуғучи қатнашқан бу қетим бәк көп әмәс.
Мухбир: истанбул вә башқа шәһәрләрдин кәлгән оқуғучиларму бармиди?
Оқуғучи: һәә, истанбулдин кәлгән бир қанчә оқуғучи бар иди.
Мухбир: силәр хитай әлчиликиниң бу паалийитигә немә мәқсәт билән қатнаштиңлар? ата-аниңизни юртиңизда сиясий өгинишкә чақириветиптиму?
Уйғур оқуғучи: бизниң юртта ундақ ишлар йоқ икән. Бизни әлчиликтин келип ярдәм қилиңлар дәп чақириптикән бардуқ.
Мухбир: хитай әлчилики силәргә оқуш пули бериватамду?
Уйғур оқуғучи: яқ. Бизгә оқуш пули яки һечқандақ немә бәрмәйду. Түркийәдики уйғур оқуғучилар уюшмиси топи бар, бир ишлар болса бизгә уқтуруш қилиду, хитайдин кәлгән оқуғучиларға көңүл бөлдуқ, дәп. Мундақ паалийәт болса ярдәм қилиңлар, дәп чақирип китабларни тарқатқузуп қилиду. Биз берип қатнишип кәлдуқ, башқа гәпләрму қилмиди шу.
Мухбир: хитай уйғурларни бастуруватса, бу йәрдә силәрни чақирип меһман қилса, буниң сәвәби немә? уқуп бақай дегәнтим.
Уйғур оқуғучи: биз оқуш пүттүрүп вәтәнгә қайтидиған болғачқа, биз хитай хәлқ җумһурийитиниң пуқраси болғандикин, чақирса бармисақ у йәргә қайтсақ, чақирсақму кәлмиди, дәп бир немә қиламду, таза биләлмидуқ. Биз юртимизға қайтидиған болғачқа тәклип қилса қандақму “бармаймиз” дейәләймиз дәйсиз.
Биз бу һәқтики санлиқ мәлуматларни дәлилләш үчүн түркийәдики уйғур оқуғучилар уюшмиси топиниң мәсуллири вә хитай әлчиханиси билән алақә қилған болсақму, соаллиримизға җаваб беридиған адәм чиқмиди.
Нам-шәрипини ашкарилашни халимиған йәнә бир уйғур оқуғучиниң билдүрүшичиму, бу йиллиқ мәзкур “зияпәт” кә қатнашқан уйғур урғучиларниң сани өткән йилдикидин көрүнәрлик азайған болуп, онғиму йәтмәйдикән.
Ундақта, хитайниң бу йилқи дөләт байрими зияпитигә өткән йиллардикигә қариғанда аз уйғурниң беришидики сәвәб немә? уйғур оқуғучиларниң бундақ зияпәтләргә беришиға мутәхәссисләр қандақ қарайду? түркийәдики бәзи уйғурларниң көрүнүштә хитайниң һазирқи бесим сияситигә қарши туруватқандәк көрүнсиму, хитайниң бу хил паалийәтлиридин қалмай қатнишишидики сәвәб немә?
Түркийә истратегийилик чүшәнчә институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди, уйғур оқуғучилар аз қатнишишиниң сәвәбиниң йеқинқи 1-2 йил ичидә хитайниң бесиминиң 67 йилдин бери көрүлүп бақмиған шәкилдә күчийип кәткәнликидин болған болуши керәкликини баян қилди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди булардин сирт кейинки йилларда хитайниң уйғурларға, тибәтләргә елип бериватқан бесим сияситидин түпәйли хитайниң хәлқарадики образиниң техиму яманлашқанлиқини шуңа бу йилқи дөләт байрими зияпитигә аз уйғурниң қатнашқанлиқини илгири сүрди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди уйғур оқуғучиларниң ишиниң бәкла қейин икәнликини, уларниң сиясий вә иқтисадий бесим астида болғачқа хитай чақирған паалийәткә қатнашсам маңа бир зиян кәлмисә дәп ойлап қатнашқан болуши мумкинликини баян қилди.
Бизниң бу һәқтики зияритимизни қобул қилған әдирнәдики әдирнә университетида докторлуқ оқуватқан өмәр җамал әпәнди хитай һөкүмитиниң түрк һөкүмитигә биз уйғурларға бесим ишләтмәйватимиз, дегән сигнални бериш үчүн уйғур оқуғучиларни тәклип қилғанлиқини баян қилди.
Өмәр җамал әпәнди хитай әлчиликиниң өзини тәклип қилмиғанлиқини бир қисим уйғур оқуғучиларниң чарисизлиқтин бу хил паалийәтләргә қатнишиватқанлиқини баян қилди.
Игилишимизчә, түркийәдә яшаватқан бәзи уйғурлар түркләрниң алдида хитайни тиллап, хитай зияпәткә чақирса қатнашмақта.
Доктор әркин әкрәм әпәнди бу хил әһвални чүшәндүрүп мундақ деди: “хәлқара мунасивәттә ‛ситокһолм сендироми‚ йәни ‛урған хоҗайини яхши көрүш‚ дегән бир уқум бар. Хитайниң зулуми узун йиллардин бери давамлишиватқан болғачқа, бәзи уйғурлар хитайниң бу бесимиға көнүп қалған гәп. Хитайда бесим болсиғу мәйли чәтәлдиму хитайниң бесимидин қорқуп хитай билән йеқинлишиш бир психологийилик мәсилә, аң сәвийиниң төвәнлики, дәп ойлаймән. Чүнки зулум вә бесимға қарши авазимизни чиқиришимиз керәк. Бу уйғурлар чәтәлдики уйғур җамаитиниң бесимиға учримиса буларниң сани көпийиши мумкин. Бу уйғурлар келәчәктә тоғра йолни тапиду, дәп ойлаймән.”
Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда, хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси 1992-йилидин тартип һәр йили дөләт байрими зияпитигә уйғур оқуғучиларни тәклип қилған. Пәқәт бултурқи зияпәткила истанбул, коня қатарлиқ җайларда оқуватқан уйғур оқуғучилар аптобуслар билән елип келингән иди.
Мәзкур зияпәткә қатнашқан уйғур оқуғучиларниң сани күнсайин көпийип барған болсиму, бу йил тунҗи қетим азайғанлиқи мәлум.