Йәнә бир путбол чолпини әрпат абләкрәмниң лагерда икәнлики мәлум
2019.01.08
Ғулҗида өсмүр чеғидин тартипла путбол чолпанлириниң биригә айланған, талантлиқ кәспий путболчи әрпат абләкрәмниңму өткән йили 3-айдин буян лагерда икәнлики униң түркийәдики йеқин туғқанлири арқилиқ дәлилләнди. Әрпат, ерпан һезимдин кейин путболчилиқ саһәсидин лагерға елип кетилгәнлики мәлум болған иккинчи кәспий путболчи һесаблиниду.
Әрпат абләкрәм кәспий путболчи болуп, униң йешил мәйдандики орни варата, у, бу йил 25 яшқа киргән болуп, 1994-йили 2-айниң 10-күни туғулған. Әрпат абләкрәмниң юрти ғулҗа болуп, у ғулҗа шәһиридики дөңмәһәллидә олтурушлуқ иди. Иҗтимаий таратқуларда униң 2018-йили 3-айдин башлап хитайниң җаза лагериға елип кетилгәнлики илгири сүрүлмәктә.
Әрпатниң җаза лагерда икәнлики һәққидә фәйисбок қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда учур тарқатқан муйәссәр ханим, бизгә өзиниң әрәпатниң нәврә һәдиси икәнликини билдүрүп, әрпат һәққидә өзи билидиған мәлуматларни йәткүзди:
Уйғур яш путбол мәстанилириниң уйғурчә торларға чаплиған әрпатқа мунасивәтлик бәзи учурлардин мәлум болушичә, әрпат 7 йешидин башлапла путбол ойнашқа башлиған, башланғуч мәктәпкә киргәндин кейин ғулҗа шәһәрлик 16-башланғуч мәктәпниң путбол командисиға әза болған.
У, 10 йешида, йәни 2004-йили, ғулҗидин таллинип шәндуңда өткүзүлгән хитай мәмликәтлик “үмид лоңқиси” яш-өсмүрләр путбол мусабиқисигә қатнашқан, шуниңдин башлап, мәктәп командилирида варата болуп, түрлүк мусабиқиләрдә өз талантини җари қилдурған, униңдин сирт, или юлтузи командиси, ғулҗа чолпан командиси, ғулҗа шәһәрлик 1-команда, ғулҗа қариғай командиси, шәндуң луниң тәйшән путбол мәктипи кулуби қатарлиқ кәспий путбол командилири вә кулубларда топ ойниған.
Әрпатниң команда вә кулублар билән қатнашқан мусабиқилири төвәндикичә:
- 2004-Йили, шәндуңда өткүзүлгән “үмид лоңқиси” мәмликәтлик яш-өсмүрләр путбол мусабиқиси,
- 2010-Йили өткүзүлгән 12-қетимлиқ уйғур аптоном районлуқ тәнтәрбийә йиғини путбол мусабиқиси, 2012-йили, шәндуңда өткүзүлгән дөләтлик яш-өсмүрләр путбол бирләшмә мусабиқиси (у17 гурупписи),
- 2012-Йилидики “турпан пәттарәслиһәлик йеза-игилик лоңқиси путбол мусабиқиси”, 12-қетимлиқ “иттипақ лоңқиси” путбол мусабиқиси, турпан җуңго көчмә хәвәрлишиш лоңқиси” шуниңдәк 2013-йили үрүмчидә өткүзүлгән аптоном районлуқ 2013-йиллиқ яш-өсмүрләр путбол бирләшмә мусабиқиси қатарлиқлардур.
Әрпатниң нәврә һәдиси, һазир истанбулда яшаватқан муйәссәр ханим инисиниң пәқәт яхши бир путболчи болуш ғайиси барлиқини, униң һечқандақ бир җинайити болмисиму, хитай һөкүмити барлиқ уйғур даңдар вә талантлиқ кишилирини қара қоюқ солаватқан бир шараитта униму түркийәдики туғқанлири билән алақилишип турғанлиқини баһанә қилип җаза лагериға елип кәткән болуши мумкинликини оттуриға қойди.
Анализчиларниң қаришичә, уйғур миллитидин һәр саһәдә йетишип чиққан бигунаһ инсанларниң көпләп тутулғанлиқи арқиму арқа ашкарилинип, бу учурлар хитайниң райондики тәқибләш системисиниң нуқтилиқ вә нишанлиқ һалда барғансери уйғурлар җәмийитидики йетәкчи күч һесабланған, уйғурларниң мәвҗутлуқини дуняға намаян қилип туруватқан уйғур сәрхиллириға мәркәзлишиватқанлиқини көрсәтмәктикән.
Йеқиндин буян иҗтимаий таратқуларда тарқалған учурларда тутқун қилинған яки лагерларға елип кетилгән уйғур зиялийлири саниниң йүздин ешип кәткәнлики мәлум болуш билән биргә, тутқунға учриған сәрхилләр қатарида һәтта тәнһәрикәт чолпанлириниңму барлиқи ашкариланған иди. Йәни көзгә көрүнгән путбол чолпини, “суниң путбол кулуби” ниң нуқтилиқ әзаси ерфан һезимниң бултур 2 -айниң ахири командиниң қишлиқ дәм елиш һәптисидә ата-анисини көрүш үчүн юрти дөрбилҗингә барғанда тутқун қилинип лагерға қамалғанлиқи дәлилләнгән иди.
Йеқинқи йилларда көзгә техиму көрүнүватқан или юлтузи командисиниң талантлиқ варатаси әрпатниң җаза лагерида икәнликидин хәвәр тапқан, һазир америкида яшаватқан, әмма илгири уйғур елидә көзгә көрүнгән кәспий путбол тиренери болған җүрәт заһир әпәнди өзиниң миңбир мушәққәттә йетишип чиққан йәнә бир путбол чолпининиң лагерға сәвәбсиз елип кетилгәнликидин биарам болуватқанлиқини билдүрди. Җүрәт заһир әпәнди: “бу лагерға елип кетилгәнлики мәлум болған пулболчилиримизниң иккинчиси, әсли сиясәткә четилмайдиған бир мустәқил кәспий саһә болған тәнһәрикәт саһәсидиму уйғурлардин чиққан талантлиқ чолпанларниң, хитай һөкүмитиниң арқиму-арқа зиянкәшликлиригә учриши уйғурлар үчүнла әмәс путбол саһәси үчүнму чоң йоқитиш” деди.