Хитай даирилириниң уйғур ешинча әмгәк күчлирини назарәт қилишни системилаштурғанлиқи мәлум
2016.02.11
Хитай һөкүмитиниң уйғур ишсиз деһқан яшларни, йеза ешинча әмгәк күчлири сүпитидә сиртларға йөткәп ишқа орунлаштуруш сиясити 10 йилдин артуқ давам қилди. “йеза ешинча әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш сиясити” ниң 2015-йилидин башлап йәнә күчәйгәнлики илгири сүрүлмәктә.
Уйғур аптоном районлуқ адәм байлиқи вә иҗтимаий параванлиқ идариси өткән ай йиғин ечип “ичкири өлкиләргә түркүмләп йөткәп ишқа орунлаштуруш хизмитиниң салмиқини ашуруп, ичкири өлкиләрдә мулазимәт хизмәт понкити тәсис қилиш һәм тәшкиллик әмгәкчи чиқиришқа илһам бериш сияситини йолға қоюш арқилиқ, йезилардики артуқ әмгәк күчлириниң ичкири өлкиләрдә ишқа орунлишишиға илһам берилиду” дәп көрситилди.
Хитай һөкүмитиниң мәтбуатлирида мәзкур сиясәтниң ишсиз уйғур яшлириниң киримини үзлүксиз ашуруп, җаһан көрүп көзини ечишқа, һәр җәһәттин қабилийитини өстүрүшкә түрткә болуватиду, дәп хәвәрләр елан қилиниватқан бир пәйттә, чағандики муқимлиқ баһанисидә хитай ичкири өлкисидики мәлум бир завуттин ишини тохтитип юрти ақсуға қайтишқа мәҗбур болған бир яш зияритимизни қобул қилип, юртиға қайтип кәлгәндин кейинки күндә йоқлима қилиш, сиясий нахша- усул номурлирини тәйярлашқа охшаш сиясий бесим вә назарәт қилиш түзүмлиридин бизар болғанлиқини билдүрди. У, шундақла гәрчә хитай ичкири өлкилиридә уйғур елидикидәк һәддидин ашқан башқуруш түзүмлири болмиғачқа бир қәдәр әркин болсиму бәрибир уйғур елидики хитай һөкүмәт даирилириниң орнатқан назарәт қилип башқуруш системисиниң торидин қутулалмайдиғанлиқини билдүрди.
Уйғур яшниң билдүрүшичә, хитайда ишләмчиләр интайин көп болсиму әмма уларниң ишқа орунлишиш йөткилиши нисбәтән әркин, чүнки улар пәқәт “баш иштаб, завут, деһқан ишләмчи” дин ибарәт аддий шәкилдики башқуруш ишләпчиқириш тиҗарәт әндизисини йолға қойған, әмма уйғур ишләмчиләрни ишқа орунлаштуруш вә башқурушта муәййән көзитиш, контрол қилиш әндизиси системилаштурулған болуп “әмгәк күчи байлиқи идариси алақә ишханиси, асасий қатлам җамаәт хәвпсизлик тармақлири, йеза -кәнт муқимлиқ ишханиси, завут яки карханилардин ибарәт органлар дәриҗә, қатлам бойичә басқучлуқ торсиман башқуруш усулини қоллинидикән. Шуңа мәйли қачан қайси вақитта болсун уйғур яшлири қайси өлкә вә җайға бармисун назарәттә икән.
Ақсу айкөл йезилиқ һөкүмәтниң тармиқидики ешинча әмгәк күчлирини ишқа орунлаштуруш ишханисиниң хадими түнүгүн бу һәқтә сориған соалимизға хитай ичкири өлкилиридә ишләмчилик қиливатқан уйғур яшлирини туюқсиз қайтуруп келишниң сәвәбини деһқан ишләмчиләрниң хитай тили вә кәспий җәһәттин тәрбийиләш дәп көрсәткән болсиму, әмилйәттә буниң чағандики муқимлиқ тәдбири икәнликини йошуруп қалалмиған иди.
Гәрчә даириләр уйғур деһқанларниң кириминиң йилдин-йилға ешип бериватқанлиқи һәққидә тәшвиқат һәтта доклатларни елан қилип келиватқан болсиму, бу уйғур яшниң ейтишичә, уйғур деһқанларниң иш пурситигә еришиши тәс болғандин сирт әмгәк һәққиму әрзан шундақла һөкүмәтниң қатмал вә адаләтсиз башқуруш назарәт қилиш системиси уларға иқтисадий, сиясий бесим болмақта икән.
Бу яшниң билдүрүшичә гәрчә йөткәп ишқа орунлаштуруш һәр җайда бар бир тәдбир болсиму әмәлийәттә, уйғур яшлири үчүн ейтқанда һаҗити йоқ, чүнки һазир һәммә кәнт йезиларғичә ичкири өлкиләрниң қурған завут карханилири ечилмақта, әмма даириләр бу иш орунлириға йәрликтин бир қанчә уйғур яшни вәкиллик ишқа орунлаштурғини билән асаслиқ иш орниға хитай нопусини көпләп йөткәп кәлмәктә икән.
Уйғур аптоном районлуқ адәм байлиқи вә иҗтимаий параванлиқ идарисиниң торидики мәлуматларда көрситилишичә аптоном район бойичә йөткәп ишқа орунлаштурушқа тегишлик йеза артуқ әмгәк күчидин йәнә 2 милйон 190 миң киши бар икән. Ешинча әмгәк күчлири атиливатқан йезилардики бу уйғур яшлири болса асасән болупму 80 -, 90-йиллардин кейин туғулған, терийдиған йери йоқ, кирими йоқ, ишқа орунлишиши тәс болған яшлардин ибарәт.
Илгири бу һәқтә пикир баян қилған, штаби америкидики пуқралар күчи тәшкилатиниң рәиси доктор яң җийәнли әпәндиму, “хитай һөкүмитиниң уйғур яшлирини ешича әмгәк күчи сүпитидә тил вә мәдәнийитиму охшимайдиған хитай өлкиләргә йөткиши, уларниң киримини ашурушни мәқсәт қилған әмәс, әмәлийәттә уларни өз җайида ишқа орунлаштуруш тамамән мумкин әмма хитай һөкүмитиниң мәқсити уйғурларни тарқақлаштуруп муқимсизлиқ амиллирини мәнбәдин түгитип, уйғурларни хитай өлкилиридә ғайәт зор хитай нопус долқуниға ғәрқ қиливетиш, уйғур дияриға техиму көп хитай нопосини йөткәш. Шундақ қилғандила хитай коммунист һөкүмити уйғур диярини мәңгүлүк бесип яталаймән дәп ойлайду” дегән қарашлирини оттуриға қойған иди.