Шаир әхмәтҗан османниң японийә сәпири әһмийәтлик паалийәтләр билән өтти
2016.10.24
Мәлум болушичә, атақлиқ уйғур шаири вә шәрқий түркистан сүргүн һөкүмитиниң җумһур рәиси әхмәтҗан осман әпәнди алаһидә тәклип билән японийәгә берип, муһим учришишлар вә сөһбәтләрдә болған.
Бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилған шаир әхмәтҗан осман әпәнди японийәдики 5-қетимлиқ зияритини йиғинчақлап сөзләп бәрди.
У, 12-өктәбир чаршәнбә күни шәрқий түркистан сүргүн һөкүмитиниң президенти салаһийити билән “исә бүйүк илаһ сарийи” да зиярәттә болған. 13-Өктәбир пәйшәнбә күни сәһәрдә, японийә парламент бинасида японийә парламентлири билән көрүшкән вә японийәдики мәшһур үч чоң гезитниң бири болған “санкәй гезити” ниң зияритини қобул қилған. Шу күни чүштин кийин, японийәдики һакимийәт йүргүзүватқан “әркин демократлар партийиси” ниң мәркизи бинасида, “японийә уйғур достлуқ гурупписи” ниң рәиси парламент әзаси фурия кеҗи билән шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмити тоғрилиқ сөһбәтләшкән. 16-Өктәбир җүмә күни шәрқий түркистан сүргүн һөкүмитиниң пиланлишида, “хитайдики ядро тәһдити” намлиқ йеғинда муһим қарар вә баянатлар елан қилған.
Мәлум болушичә, шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмитиниң президенти әхмәтҗан осман, баш министир исмаил чеңгиз вә һәмраһлириниң бу қетимлиқ зиярити пәвқуладдә һөрмәт вә икрам билән өткән. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған исмаил чеңгиз әпәнди, әхмәтҗан осман әпәндиниң японийәдики тәсириниң зорайғанлиқиға вә шәрқий түркистан дәвасиниң қоллашқа еришиватқанлиқиға шаһит болғанлиқини билдүрди.
Әһвалдин тәпсилий хәвәрдар, японийәдики актип паалийәтчи вә шәрқий түркистан дәвачиси муқәддәс ханим, әхмәтҗан осман әпәндиниң 5-қетимлиқ зияритини муһим икки нуқтиға йиғинчақлаш билән биргә, һәр бир паалийәтниң тәпсилати тоғрилиқ сөзләп бәрди.
Муқәддәс ханимниң ейтишичә, әхмәтҗан осман әпәнди башлиқ шәрқий түркистан сүргүн һөкүмитиниң вәкиллири алаһидә һөрмәт билән күтүвелинған. японийә парламентида юқири дәриҗилик шәхсләр билән көрүшкән, “санкәй гезити” вә “осака радийоси” ниң зияритини қобул қилған, тәклипкә бинаән йиғинға қатнашқан вә “хитайдики атом тәһтиди” намлиқ йиғин уюштурған.
Алақидар хәвәрләргә көрә, 16-өктәбир өткүзүлгән “хитайдики атом тәһтиди” тоғрисида мәлумат бериш йеғиниға, әнглийәдин әнивәр тохти әпәнди, америкидин етан гетман әпәнди вә қирғизистандин миҗит һүсәйиноф әпәндиләр келип, паалийәт иштиракчилириға муһим доклатларни тәқдим қилған.