Урсула ханим: хитайниң һәрбий хираҗитидин хәлқни бастуруш хираҗити көп

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.01.22
Ursula-Gauthier-ursula-gotiyir-geydir-1.jpg Уйғурлар тоғрисида язған мақалиси хәлқара мәтбуатларда елан қилинған, фирансийәлик мухбир урсула готийир ханим хитайдин қоғлинишниң алдида хитайдики туралғусида хизмәт қиливатқан көрүнүш. 2015-Йили 26-декабир, бейҗиң.
AFP

Фирансийә дөләтлик радио истансиси мухбир урсула ханим билән уйғурлар һәққидә мәхсус бир саәтлик сөһбәт программиси елип барған. Программиға урсула ханимдин башқа йәнә хитайдики милләтләр мәсилиси тәтқиқатчилиридинму икки нәпири қатнашқан.

Фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимитниң билдүрүшичә, бир саәтлик әтигәнлик радио сөһбәт программисида мухбир урсула ханим алди билән өзиниң хитай һөкүмитиниң тәнқидигә учраш әһвали вә уйғурлар тоғрисида елан қилған мақалиси һәққидә тохталған.

Униң ейтишичә, радио сөһбәт программисида урсула ханим уйғурларниң мәдәнийити вә тарихий тоғрисидиму тәпсилий тохтилип өткән.

Әркин аблимитниң дейишичә, сөһбәт программиси давамида мухбир урсула ханим хитайниң һәрбий хираҗәткә аҗратқан иқтисадидин хәлқни бастуруш вә уларниң меңисини ююш үчүн аҗратқан иқтисадий хираҗитиниң көплүкини илгири сүргән.

Мухбир урсула ханимниң мәзкур радио программисидин кейин зияритимизни қобул қилған узун йиллар хитайда оқуш вә тәтқиқат ишлири билән шуғулланған фирансийәлик хитай ишлири тәтқиқатчи кодерик ханим бу һәқтә өзиниң қарашлирини баян қилди.

У:“урсула ханим хитайда 16 йиллиқ хизмәт тәҗрибисигә игә мухбирлиримиздин бири. У ишләватқан журналму фирансийәдики нопузлуқ журналлардин бири. ‛биз урсула ханим паҗиәсидин немиләрни биливелишимиз керәк?‚ дегәндә, хитайда әркинлик үчүн сөз қилған һәрқандақ инсан җинайәтчи һесаблиниду. Хитай сияситиниң маһийитини дуняға ашкарилайдиған ‛б б с‚, ‛ню-йорк вақти гезити‚ дегәндәк таратқуларниң һәммиси хитай үчүн дүшмән болиду” деди.

У, йәнә: “әмәлийәтни сөзлигән чәтәлликләрниң тәқдири хитайда бу хил ақивәтләргә дучар болуватқан йәрдә, шәрқий түркистанда һәқни сөзлигән уйғурларниң тәқдири немә болмақчи?” дәп сөзини ахирлаштурди.

Радио программисидин кейин, фирансийәдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси дәйни зияритимизни қобул қилип:“мухбир урсула ханим мәсилиси билән тәң уйғур мәсилиси фирансийәдә кәң аңлитиливатиду. Фирансийә һөкүмити хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисиниң нәқәдәр начарлиқини буниңдин толуқ чүшинивелиши вә буниңға көңүл бөлүши керәк” деди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.