Фирансийә мәтбуатлири мухбир урсула мәсилиси билән тәң бай вәқәсини аңлатмақта
2015.12.25

Бейҗиңда турушлуқ фирансийә мухбири урсула готйр фирансийә “лобис” журнилида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик “хитайниң һуҗумидин кейинки һәмкарлиқ чақириқи йошурун мәқсәткә игә” мавзулуқ мақалиси билән хитай һөкүмитиниң тәнқидлишигә учриған. У һәтта, хитай ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин чақиртилип “хата хәвәр бәргәнликини етирап қилиш” қа мәҗбурланған.
Болупму, фирансийә мәтбуатлири урсула ханимниң хитай һөкүмити тәрипидин тәһдиткә учрап чеградин чиқириветилиш хәвпигә дуч келиватқанлиқи тоғрисидики хәвәр 22-декабир “ню-йорк вақти” гезитидә елан қилинғандин кейин фирансийә мәтбуатлири бу һәқтә түрлүк мулаһизә мақалилирини елан қилған, бу һәқтә көплигән бәс-муназириләр оттуриға қоюлуп, бир қисим кишиләр хитай һөкүмитиниң бу һәрикитигә нисбәтән күчлүк наразилиқини билдүргән.
Зияритимизни қобул қилған фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимит, бир-икки күндин буян фирансийә мәтбуатлирида урсула ханимниң уйғурлар һәққидә мақалә елан қилғанлиқи сәвәбидин хитайдин һәйдилиш алдида туруватқанлиқи тоғрисидики хәвәрләр тарқалғандин кейин, бир қисим фирансийә мәтбуатлири “хитай һөкүмити немә үчүн мухбир урсулани чеградин чиқириветишни ойлишиду? униң гунаһи зади немә?” дегәндәк темиларда көплигән мулаһизә мақалилири елан қилинғанлиқи тоғрисида тохталди.
Униң ейтишичә, фирансийә мәтбуатлири мухбир урсула ханимниң хитай һөкүмитиниң ғәзипини кәлтүргән мәзкур мақалиси һәққидиму бир қисим учурларни тарқатқан болуп, униңда асаслиқи ақсу бай наһийәсидә йүз бәргән 18-сентәбир көмүрканға һуҗум қилиш вәқәсигә даир мәлуматлар вә уйғур районниң һазирқи вәзийитигә аит тәпсилий хәвәрләр берилгән.
У сөзидә, бир қисим фирансузлар һөкүмәткә бу иш сәвәбидин хитайға дәрһал наразилиқ билдүрүш керәклики тоғрисида тәклипләрни сунған болсиму, бирақ фирансийә һөкүмити хитай билән болған дипломатик мунасивитини көздә тутқан һалда соғуқ қанлиқ билән иш көрүп сүкүт ичидә туруватқанлиқини илгири сүрди.
Сөһбитимиз җәрянида әркин аблимит мухбир урсула ханим мәсилисиниң хәлқара мәтбуатларниң диққитини чекиши уйғур мәсилисини фирансийә җәмийитидә аңлитишқа техиму көп пайдилиқ икәнликини әскәртти.
Фирансийә мәтбуатлири вә “ню-йорк вақит” гезитидики мухбир урсула ханим һәққидики хәвәрләрдин хәвәрдар болған, токйодики кишилик һоқуқ паалийәтчиси рина ханим зияритимизни қобул қилип: “мән урсула ханимдин һәқиқәтән пәхирлинимән. У хитайниң уйғур районидики ақсу бай наһийәсидә йүз бәргән вәқәниң маһийитини хәлқара җәмийәткә дадиллиқ билән ашкарилиди. Биз униң тәһдиткә учрашлиридин уйғур районидики уйғурларниң кишилик һоқуқлириниң қанчилик дәриҗидә бастурулуватқанлиқини һес қилалаймиз” деди.
Тәйвәндә паалийәт елип бериватқан тәйвән уйғур җәмийитиниң рәиси нузугум мухбир урсула ханим һәққидики хәвәрләр тоғрисида тохтилип: “тәйвән мәтбуатлирида бу һәқтә хәвәр йоқ. Чүнки һазир тәйвәндә сайлам өткүзүлүш алдида туруватиду. Шуңа мәтбуатлар сайлам тәшвиқати билән алдираш. Хитайдики уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләр районида сақлиниватқан вә үзлүксиз йүз бериватқан вәқәләр тоғрисида кимики һәқиқәтни яқлап мақалә вә хәвәр елан қилса, шүбһисизки, бундақ журналист вә мухбирлар хитай компартийәсиниң дүшминигә айлиниду. Хитайда урсулаға охшаш мухбирларға тәһдит селиш вә уларни чеградин қоғлап чиқириш адәттики бир иш. Хитайдики уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрниң бастурулуш әһвалини тил билән тәсвирләп түгәткили болмайду” деди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.