Маргарета бавзе: “уйғурлар мәсилиси германийәдә рәсмий күнтәртипкә кәлди”
2018.11.14
Германийәдә хитайниң уйғур диярида қурған җаза лагерлири мәсилиси барғансери қизиқ темиға айланмақта.
9-Ноябир күни уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси германийә парламентида талаш-тартиш қилинғандин кейин, хитайниң берлиндики әлчиханиси 10-ноябир күни баянат елан қилған. Мәзкур баянатта германийәни “ички ишлиримизға арилашти, бу икки дөләтниң кәлгүси мунасивәтлири үчүн зиянлиқ” дегәндәк қаттиқ ибариләрни қолланған. Бу сәвәблик уйғурлар вә җаза лагерлири темиси германийә таратқулириниң диққәт нуқтисиға айланди.
Дуня уйғур қурултийиниң явропаға мәсул вәкили әсқәрҗан әпәнди бу һәқтә тохтилип, германийә һөкүмитиниң уйғур мәсилисигә болған иҗабий позитсийәсиниң давам қилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди. “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудин әпәндиму бу хусустики қарашлирини баян қилип өтти.
Германийә ташқи ишлар министири хайко маас алдинқи күни хитай зияритини башлаштин илгири мәтбуатларниң зияритини қобул қилғанда җаза лагерлири мәсилиси үстидә тохтилип, “биз буни қобул қилалмаймиз,” дегән иди. Буниң билән германийә таратқулири бу һәқтә техиму көп хәвәр беришкә башлиди. 12-Ноябирдин 14-ноябирғичә германийәдики көплигән даңлиқ ахбарат васитилири маасниң пикрини чөридигән һалда түрлүк темиларда мақалиләр, обзорлар елан қилишқа башлиди.
Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди мәтбуатлардики баянларға қарита бу бир һәптиниң германийәдә “уйғур һәптиси” болғанлиқини илгири сүрди. У германийәниң лагерлар мәсилисидики позитсийәсиниң наһайити кәскин болғанлиқини тилға алди һәмдә германийәдики даңлиқ сиясәтчи маргарита бавзе ханимниң “шәрқий түркистан миллий кеңиши” дә қилған сөзлири һәққидә тохталди.
Баварийә йешиллар партийәсиниң сабиқ рәиси, нөвәттә германийә парламентиниң әзаси болған маргарета бавзи ханим 10-ноябир мюнхенда чақирилған “шәрқий түркистан миллий кеңиши” йиғиниға қәдәм тәшрип қилғанда германийә һөкүмитиниң уйғурлар вә җаза лагирлири мәсилисигә болған позитсийәси һәққидә тохталған иди.
У йиғинда қилған сөзидә мундақ деди: “пәйшәнбә күни германийә парламенти йешиллар партийәсиниң тәклипи билән уйғурлар мәсилиси тоғрисида мәхсус йиғин чақирди. Парламентниң бу йиғиниға һакимийәттә тәсири болған 7 партийәниң 6 си қатнашти. Һәр бир партийәдин 2-3 киши нутуқ сөзләп, уйғурлар вә җаза лагерлири мәсилисини оттуриға қойди һәмдә җаза лагерлирини дәрһал тақашни тәкитлиди. Шу күни чүштин кейин хитайниң берлиндики баш әлчиси маңа телефон қилип, уйғурлар мәсилисини парламентниң күнтәртипидин чиқириветишимни тәләп қилди. Һалбуки, мениң буниңға вақтим йәтмиди.”
Маргарета бавзе ханим “хитай әлчисиниң тәлипини рәт қилдим” дегән сөзниң орниға “вақтим йәтмиди” дегән кинайини ишлитип, йиғин әһлиниң алқишиға еришти вә уларни күлдүрди.
Магарета бавзе ханим йәнә мундақ дәйду: “бүгүн 10-ноябир хитай әлчисиниң елхетини тапшурувалдим. Хәттә ‛шинҗаңда аталмиш кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йоқ‚ дәп йезилған икән. Хитайниң кишилик һоқуқ ибариси алдиға ‛аталмиш‚ дегән сөзни ишлитишидинла уларниң кишилик һоқуққа нәқәдәр һөрмәт қилмайдиғанлиқи чиқип туриду. Хитай бу хетидә германийә һөкүмитигә қаттиқ наразилиқ билдүрүп ‛бу иш икки дөләт мунасивитигә қаттиқ тәсир көрситиду‚ дегән һәмдә демократик бир парламентниң ички ишлириға қол созған. Мән һазир һакимийәт бешида болған христиан сотсиял партийәси вә христиан демократлар партийәсидики достлирим билән сөзлишип, очуқ-ашкара һалда хитайниң бу хил йолсиз наразилиқи вә германийә парламентиға қарита тәһдитлирини кәскин рәт қилиш һәққидә пикир бирлики һасил қилдим. Хитай һөкүмити адәттә ғәрбликләрни ‛ички ишлиримизға арилашти‚ дәп наразилиқ билдүриду. Әмәлийәттә улар өзлири демократик усулларда барлиққа кәлгән бир парламентниң ички ишлириға арилашмақта. Германийә парламенти һечқандақ бир сиртқи күчниң тәсири яки тәһдитини қобул қилидиған орун әмәс. Германийә парламентиниң өз пиринсипи һәм мәйдани бар. Һәрқандақ бир дөләтниң арилишиға йол қоймайду һәм сүкүт қилмайду. Биз уйғурлар мәсилисидә өз ирадимизни очуқ вә мустәһкәм баян қилимиз.”
Маргарета бавзе ханим йәнә мундақ дәйду: “уйғурларға һессидашлиқ қилғиним, уйғурларниң сепида турғиним үчүн хитайниң маңа бесим вә тәһдит қилиши әлвәттә биринчи қетимлиқ иш әмәс. Мән бундин кейин уйғурлар мәсилисигә һазирқидинму бәкрәк көңүл бөлимән. Хитайниң маңа тәһдит ишлитиши, наразилиқ билдүрүши мениң тоғра йолда болғанлиқимниң, қиливатқан ишлиримниң һәқлиқ икәнликиниң бир дәлилидур. Мән бундин кейинму уйғурлар охшаш езилгән милләтләр билән бир сәптә турушни изчил давамлаштуримән. Хитай һакимийити шуни билип қалсунки, улар маңа қанчилик тәһдит салғансери мән уйғурларға шунчә йеқинлишимән вә уларниң дәвасиға шунчә игә чиқимән.”
Маргарета ханимниң уйғурларға үмид беғишлиған сөзлиридин бири - “уйғурлар мәсилиси, җүмлидин җаза лагерлири мәсилиси германийәдә рәсмий күнтәртипкә кәлди” дегән кәлимисидин ибарәт болди. У мундақ дәйду: “мән уйғурларниң вәзийити вә лагерлар мәсилиси тоғрисида парламентқа көп қетим илтимас сунған болсамму, һакимийәт бешидики партийәләрниң бу мәсилигә бу қәдәр җиддий вә әтраплиқ диққәт қилидиғанлиқини күтмигән идим. Ойлимиған йәрдин 6 чоң партийәниң һәммиси бу мәсилигә җиддий көңүл бөлди вә актип аваз қошти. Һәқиқәтәнму күтмигән бир нәтиҗә оттуриға чиқти. Парламент мәхсус вақит аҗритип уйғурлар вә җаза лагерлири мәсилисини музакиригә қойди. Йәни уйғурлар мәсилиси, җүмлидин җаза лагерлири мәсилиси германийәдә рәсмий күнтәртипкә кәлди. Бу уйғурлар үчүн бир яхши башлиниш һәмдә яхши бир нәтиҗиниң бишаритидур.”
У сөзидә йәнә уйғурниң миллий күрәшә сепидә һәрикәт қиливатқан уйғурларға хитаб қилип мундақ деди: “мән силәрниң бу күрәшни изчил давамлаштурушуңларни, үмидлик болушуңларни вә қәт´ий болушуңларни үмид қилмән. Әлвәттә, асан әмәс, силәрниң уруқ-туғқанлириңлар, қәвми-қериндашлириңлар хитайниң қолида, улар еғир азаб ичидә туруватиду, инсан әқли қобул қилмайдиған зулумларға учраватиду. Шуни унутмаңларки, хәлқиңларниң силәргә еһтияҗи бар, силәрниң демократик дөләтләрдә елип бериватқан күрәшлириңлар хәлқиңларға үмид беғишлайду. Силәр ирадәңлардин ваз кәчмигән, күрәшлириңларни давам қилған муддәт ичидә мән һәрвақит силәрниң йениглардин йәр алимән.”
Маргарета ханимниң баянлириға күчлүк алқишлар яғдурулди. Уйғур җамаити орунлиридин туруп узунғичә чаваклар челишти. “илһам тохти гурупписи” ниң рәиси әнвәрҗан әпәнди уйғурларға вакалитән рәһмәт билдүрди вә гүл тәқдим қилди. Ахирида йиғин әһли униңдин түрлүк соалларни сорап тегишлик җавапларға игә болди.