Германийәлик исламшунас хитайниң уйғурларға қаратқан диний бастуруш сияситини тәнқид қилди (1)
2018.12.12
“дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” елан қилинғанлиқиниң 70 йиллиқи мунасивити билән уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан миллий вә диний зулумлар тоғрисида биз германийәниң бейроет университети илаһийәтшунаслиқ факултетиниң яш профессори, доктор паула шродер ханим билән сөһбәт өткүздуқ.
1999-Йили түбинген университетиға кирип илаһийәтшунаслиқ вә пәлсәпә кәсиплиридә оқуған паула шродер шу йилила берлин һөрийәт университетиға йөткилип, түркологийә, илаһийәтшунаслиқ вә етнологийә кәсиплиридә оқуйду. Оқуш җәрянида уйғур тили вә мәдәнийитигә алаһидә қизиқип, уйғур дияриға берип уйғур тилини мәхсус өгиниду. Қәшқәр, атуш, йәркән вә хотәнләргә берип хәлқ ичидә әмәлий өгиниш вә нәзәрийивий билимлирини әмәлий билимләргә тәтбиқлаш елип бариду. Магистирлиқ оқушини уйғурларниң әрваһ чүшәнчиси һәққидики мақалиси билән мувәппәқийәтлик ахирлаштуруп, 2005-йилидин 2008-йилиғичә германийәниң әң мәшһур университетлириниң бири болған һәйделберг университетида “исламда паклиқ қаидә-йосунлири” дегән темидики тәтқиқат түригә мәсул болуп ишләйду. 2010-Йили бу университетта “ислам дининиң сүний мәзһипидики һалал озуқлиниш һәққидики ениқлимилар үстидә тәтқиқат” дегән темидики диссертатсийәси билән исламшунаслиқ бойичә докторлуқ илмий унванини алиду. 2013-Йилиғичә “диний адәтләр: германийә вә түркийәдә сүний мәзһипидики қаидә-йосун җамаәтчилики” намлиқ тәтқиқат темисини мувәппәқийәтлик тамамлайду. 2013-Йили германийә бейроет университети илаһийәтшунаслиқ факултетиниң бүгүнки ислам мәдәнийити кәспигә профессорлуққа тәклип қилиниду вә бу саһәдә германийәдики әң яш профессорға айлиниду.
Соал: һөрмәтлик профессор паула шродер ханим, сизгә мәлум, бүгүн дуня кишилик һоқуқ ишлири үчүн алаһидә бир күн. Йәни “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” елан қилинғанлиқиниң 70-йили. Аридин шунчә узун йил өткән болсиму, кишилик һоқуқни һәқиқий мәниси билән қәдирләш вә омумлаштуруш иши оңушлуқ болмайватиду. Һәтта әксичә кишилик һоқуқ дуняниң нурғун йәрлиридә йәнила дәхли-тәрузға учраватиду. Бүгүн сиз билән музакирә қилмақчи болған темимизму, инсанниң әқәллий һәқлири ичидики диний әркинликкә тәвә болған бир қисим мәзмунлар. Сизгә мәлум, өткән икки йилдин көпрәк вақиттин бери әйни вақитта сиз алаһидә көңүл бөлүп тәтқиқ қилған уйғурлар вә уларниң диний өрп-адәтлири, қаидә-йосунлири тарихта мисли көрүлмигән вәйранчилиққа дуч келиватиду. Сиз тәтқиқатиңизда һазирқи заман уйғур ислам етиқадидики сирлиқ һәм чүшиниш қийин көрүнидиған бир назук темини, йәни диний қаидә-йосунларни тәтқиқ қилдиңиз вә нәтиҗилириңизни дуня җамаәтчиликиниң диққитигә сундиңиз. Әйни вақитта сиз немә сәвәбтин мушундақ қийин бир темини тәтқиқ қилиш қарариға кәлгән идиңиз?
Профессор шродер ханим: әслидә бу саһәдә тәтқиқат елип бериш пиланим башқа тәтқиқатчиларниң, йәни бурунла шинҗаңда илмий тәтқиқат елип барған устазларниң дәрсини аңлаш җәрянида вуҗудқа кәлгән иди. Буларниң ичидә маңа әң тәсир көрсәткини илдеко беллер-ханниң тәтқиқат нәтиҗилири болған иди. Мән униң әсәрлиридә йәрлик қаидә-йосунларниң өлүм билән бир бағлиниши барлиқини тонуп йәткәнидим. Бу хил мунасивәт ислам дини даирисидә чүшинилидиғанлиқини, охшаш бир вақитта йәнә йәрлик қаидә-йосунларниң алаһидә бир хил ипадилиниш шәкли иди. Мушу идийә билән мән у йәргә бардим вә қәдәмму қәдәм көзитиш вә нурғунлиған уйғурлар билән бу тема һәққидә пикир алмаштуруш пурсәтлиригә еришиш арқилиқ өлүм билән болған мунасивәтниң һаяттики уйғурлар үчүн қандақ бир мәнә ипадиләйдиғанлиқини вә бир алаһидә чоң чүшинишниң бир қисми икәнликини техиму чоңқур чүшәндим. Бу хил мунасивәтниң һаят вә өлгән инсанниң қандақ болидиғанлиқи көрситип беридиғанлиқи билдим. Тәтқиқат җәрянида бу теминиң муһим вә қизиқарлиқ тема икәнликини техиму һес қилдим. Бу арқилиқ кичик бир магистирлиқ мақалиси мәйданға кәлди.
Мухбир: рәһмәт сизгә. Сиз билисиз, икки үч йилдин бери уйғурларниң күндилик диний вә иҗтимаий һаятидики юқириқидәк қаидә-йосунлар һөкүмәт тәрипидин хата, әхмиқанилиқниң ипадилири дәп қариливатиду. Һәтта хәлқниң бундақ өрп-адәтләргә ишәнмәслики тәләп қилинипла қалмай, бәлки бу мәзмунда сөзлишишму қаттиқ чәклиниватиду. Сизниңчә, бу хил муамилә нормал тәбиий бир диний қарашниң нәтиҗисиму?
Профессор шродер ханим: әгәр бундақ бир муамилә һәқиқәтән нормал бир әһвал болидиған болса пәқәтла шу һаләттә нормал болидуки, у вақитта һөкүмәт бир гуруппа инсанниң инсаний кимликиниң әң назук йеригә һуҗум қилидиған бир логикисини тоғра дәп қариған болуши керәк. Бу йәрдики әмәлийәттә вәйран қилинғини бир инсанниң йәнә бир инсанға болған нормал муамилисидур. Инсанниң аләмдин өткән йеқинлириниң әрваһиға көңүл бөлүши, әрваһлар роһиниң тинчлиқ ичидә туруватқанлиқини билмәкчи болуши, инсан өзи аләмдин өткәндин кейинму пәрзәнтлириниң өзиниң әрваһиға көңүл бөлүшини үмид қилиши бу динға етиқад қилидиған бир инсанниң нормал тәпәккур усулидур. Бу хил еһтияҗниң һуҗумға вә вәйранчилиққа учриши әмәлийәттә инсанниң кимлик қурулмисиниң әң назук қисимлирини йоқ қилиштәк толиму чекидин ашқан зораванлиқтур. Әгәр бир киши аләмдин өткән йеқинлирини өзи тоғра дәп қариғинидәк шәкилдә йәрликидә қоялмиса, һәтта дәл әксичә йеқинлириниң җәситини өзиниң йәрликигә қоюшиға рухсәт қилинмиса, мениңчә бу һөкүмәт йолға қойған инсан қелипидин чиққан бир зораванлиқниң ипадилинишидин башқа нәрсә әмәс.
Мухбир: сиз китабиңизниң кириш сөз қисмида мундақ дәп язған идиңиз: “мән бу тәтқиқатим арқилиқ өз вәтини шәрқий түркистанда бесим астида яшаватқан милләтләр вә мени өз мәдәнийитини техиму яхши чүшинишкә йетәклигән нурғунлиған уйғур достлиримға болған һесдашлиқимни ипадиләймән. Чәтәл җамаәтчиликиниң буларға техиму көп көңүл бөлүшини вә һәр җәһәттин ярдәм беришини чин қәлбимдин үмид қилимән.” сизниңчә, чәтәл дөләтлириниң уйғурлар учраватқан инсан һәқлири мәсилилиригә көңүл бөлүши күнимиздә йетәрлик болуватамду?
Профессор шродер ханим: һазирға нисбәтән ейтқанда, уйғур земинидики әһваллар өткән бир икки йил ичидә техиму еғирлишип кәтти. Буниң нәтиҗисидә уйғур дияридики вәзийәтниң техиму диққәт қозғиғанлиқи кишини хушал қилиду. Әмма йәнә бир тәрәптин йетәрлик әмәс. Чүнки әслидә бундақ диққәт қилиш техиму көп бесим пәйда қилалиса вә бу бесим нәтиҗисигә бир қисим яхшилинишлар болған болса яхши болатти. Мән юқириқи қурларни язғинимға 10 йилдин көпрәк вақит болдиғу дәймән. Мән у вақитта мән 2004-йили игә болған қарашлиримни асас қилған идим. У вақитларни һазирға селиштуридиған болсақ толиму яхши бир вақит иди. Һәтта шу вақиттиму мән инсанларниң толиму бичарә һаләттә һаят кәчүрүватқанлиқини, хитай-уйғур мунасивәтлириниң қопаллишиватқанлиқини һес қилғанидим. Чүнки уйғурлар өзлириниң һөрмәт қилинмайватқанлиқини, өзи халиғандәк тинчлиқ ичидә һаятини яшиялмайватқанлиқини, башқиларға дәхли-тәруз йәткүзмәстин өзи тоғра көргән һаләттә яшиялмайватқанлиқини һес қилишатти. Шу вақитта мән өзүм шаһит болған вә аңлиған ишлардин бири оқуғучиларниң роза тутушиниң чәклиниши шундақла университетта диний қаидә-йосунларға йол қоюлмаслиқи иди. Диний һаятини яшаш сиясәт билән бағланған қандақтур чекидин ашқан бир иш әмәс, бәлки кишиниң өзигә хас шәхсий қаидә-йосунидур. Мән 2004-йили шу қурларни язғинимда, юқириқидәк әһвалларниң бәлким хитайдәк бир дөләттә, йәни қаримаққа тәрәққий қиливатқан, демократийә вә әркинлик өзиниң тоғра йөнилишигә қарап тәрәққий қиливатқан бир дөләттә йүз бериватқанлиқини, көрүнгининиң әксичә әһвал барлиқини дуня җамаәтчилики билмәй қалмисун дәп ойлиғанидим. Күнимиздә бундақ әһвалла ашкара көрүнүп турупту. Чүнки әһвал кишиниң ишәнгүси кәлмигүдәк дәриҗидә ечинарлиқ. Һазир пүтүн дуня миқясида диққитимизни тартиватқан хәвәрләр, йәни америкидики тонулған ахбарат қаналлирида, германийәдики күндилик гезитләрдә арқа-арқидин орун еливатқан учурлар бар. Әмма булар һәқиқәтән бир бесим пәйда қилалиғудәк дәриҗидә әмәс. Бу йәрдә йәнә иқтисадий күч муһим болуватиду. Биз болсақ пәқәт бу хил әһвални йорутуп, әһвални рәсмий тема сүпитидә тутуп турушқа тиришалаймиз. Мәсилини һәл қилиш җавабкарлиқини һәқиқәтән бир ишни вуҗудқа чиқиралайдиғанлар үстигә елиши керәк.
(Давами бар)