Германийәлик исламшунас паула шроде ханим хитайниң уйғурларға қаратқан диний бастуруш сияситини тәнқид қилди (2)
2018.12.13
Мухбир: сиз уйғурларни яхши тонуйсиз. Сиз бу хәлқниң тили вә мәдәнийитини пишшиқ өгәндиңиз. Буниң үчүн уйғур дияридики шәһәр вә йезиларда нәччә айлап шу уйғурлар билән бирликтә яшидиңиз. Динниң бу милләт үчүн қайси дәриҗидә муһим икәнликини тонуп йәткән берисиз. Уйғурлар үчүн диний етиқадниң роли һәққидә бир аз тохтилип өткән болсиңиз.
Профессор паула шроде: әлвәттә, динниң қәйәрдә башлинип, өрп-адәтләрниң қайси йәргичә давамлишидиғанлиқини ениқ ейтип бериш қийин бир иш. Мән әйни вақитта наһайити көп уйғурлар билән учрашқан идим. Мән учратқанларниң ичидә нурғунлири вақти вақтида ибадәт қилишқа алаһидә етибар берип кәтмигәнләр иди. Әмма уларниң һәммиси өзлириниң мәлум бир әхлақ өлчими болушини муһим дәп биләтти. Бу хил әхлақ мусулманчә дәп қаралған вә иҗтимаий һаятта бирликтә яшаш үчүн еһтияҗлиқ дәп билинәтти. Буниң аилә вә әвладлар арисидики өзара җавабкарлиқ мунасивәтлири билән қоюқ алақиси бар. Мана бу тәрәпләр уйғур кимликиниң роли алаһидә тәкитлинидиған вә улар үчүн наһайити муһим дәп қаралған җәрянлардин ибарәт.
Һәқиқәтән, дәл бу нуқтида йәни һаятлиқниң хәтәрдин айрилалмайдиғанлиқи, йәни мән тәтқиқатимда орун бәргинимдәк-өлүм-йетим ишлиридур. Бундақ әһвалда ислам наһайити муһим рол ойнайду. Бу арқилиқ ислам дини йәнә мәнә җәһәттики даирисини ениқ көрситип бериду. Шуниң үчүн, мейит ююш, мейит намизи чүшүрүш ишлири әлвәттә ваз кечилмәйдиған ишлардур. Шу сәвәбтин уйғурларниң қолидики ашундақ пурсәтләр йоқ қиливетилгинидә уларниң қандақ қилидиғанлиқини тәсәввур қилишниң өзиму мениңчә толиму қийин тема. Динға ишинишниң пәрқлиқ тәрәплири болиду. Бәзиләр гәрчә сирттин қаримаққа анчә мусулмандәк көрүнмисиму, әмма дин уларниң һаятида чоңқур йилтиз тартқан болиду. Диний етиқад уларниң өзлирини бир инсан дәп қараш-қаримаслиқи шундақла өзини җәмийәтниң бир парчиси дәп қараш-қаримаслиқини муәййәнләштүридиған алаһидә бир амил болуп қалиду.
Мухбир: сиз пәқәт исламшунас яки илаһийәтшунасла әмәс, бәлки йәнә бир етнологийә тәтқиқатчисисиз. Сиз юқириқи һәрқайси саһәләрни өзара бирләштүрүш арқилиқ бир йеңи тәтқиқат усули яраттиңиз. Тәтқиқатлириңизда йәнә юқириқилардин башқа сотсийологийәлик тәтқиқатқиму алаһидә орун берилиштин башқа йәнә нәзәрийәвий вә әмәлий тәтқиқат усуллири толиму маһирлиқ билән бирләштүрүлгән. Бу йәрдә мән сизниң достиңиз шундақла оқуғучилиқ вақитлириңиздики бир устазиңиз профессор раһилә давут һәққидә сораймән. Хәлқарада тонулған етнологийә алимлиридин раһилә давут өз хәлқи уйғурлар арисида етнологийәлик тәтқиқатлар елип барғанлиқи үчүн қолға елинди вә бир йилдин көпрәк вақиттин бери из-дерәксиз йоқап кәтти. Сиз буниңға қандақ қарайсиз?
Профессор паула шроде: бундақ бир хәвәргә адәмниң ишәнгүси кәлмәйду. Әслидә чоқум қолға елишқа тегишлик бир сәвәб ениқ болған болса иди яки бир гунаһ садир қилған болса иди, униң тутулушини тәсәввур қилғили болатти. Башқиларму униң немә сәвәбтин тутулғанлиқини билгән болатти. Бундақ бир мәлумат болғандила башқилар вәқәниң җәрянини көзитәләйтти. Қолға елиниш сәвәбини биләләйтти. Әпсуски, һечкимниң хәвири болмастин, униң из-дерәксиз ғайиб болуши һәқиқәтән қобул қилғили болмайдиған бир иш. Бундақ бир ишта әлвәттә чәтәлләрдики тәтқиқатчилар наразилиқ билдүрүши вә өзлириниң инсанпәрвәрликини ипадилиши вә бундақ бир әһвалниң адәттики бир иш әмәсликини көрситиши керәк. Мән 2004 йили у йәрдики вақтимда раһилә давут билән учрашқан идим. Биз узундин узунға сөһбәтләшкән идуқ. У маңа тәтқиқатим вә уни йеқиндин тонушум үчүн әһмийәтлик болған наһайити көп нәрсиләр һәққидә сөзләп бәргән иди. Худди башқа хәвәрләрдә йезилғинидәк, раһилә давут толиму достанә вә очуқ-йоруқ, өз хизмитини толиму яхши көридиған тәтқиқатчи иди. Раһилә давуттәк тонулған алимлардин башқа, мән дала тәкшүрүш хизмитим җәрянида йәнә наһайити уйғурлар билән тонушқан идим. Мән сөзлишиш вә өгиниш пурситигә игә уйғурларниң һәммиси мениң тәтқиқатимниң бир қисми иди. Мана әмди мән билидиған шунчә көп вә муһим кишиләрниң қамилип, уларниң нормал һаятини давамлаштурушиға йол қоюлмиғанлиқи вә рәһимсизләрчә муамилигә учраватқанлиқи мени бәкму азаблайду.
Мухбир: юқирида сиз тилға елип өткиниңиздәк, раһилә давуттин башқа йәнә нурғунлиған һәр саһә алимлиримиз аилисидин, хизмитидин вә хәлқидин айриветилди. Һәтта уларниң бир қисми өлүмгә һөкүм қилинди. Әлвәттә, бундақ қабилийәтлик кишиләрни өзлириниң тәтқиқат саһәлиридин йилларчә узақта қоюш уйғурлар вә дуня уйғур тәтқиқати үчүн чоң йоқитиштур. Бу алимларниң топлиған билимлирини хәлққә вә җамаәтчиликигә йәткүзүп берәлиши үчүн дуняниң һәрқайси җайлиридики тәтқиқатчилар қандақ чариләрни қоллиниши керәк?
Профессор паула шроде: бундақ әһвалда башқа дөләтләрдики тәтқиқатчилар юқириқидәк ақивәткә дучар болған тәтқиқатчиларға қолидин келишичә инсанпәрвәрлик ярдимини бериши вә һесдашлиқини билдүрүши керәк. Әркин тәтқиқат елип бериш мумкин болмайватқан нурғун дөләтләр бар. У дөләтләрдә сиясий җәһәттин хәтәрлик дәп қаралған алимлар қолға елинған. Бундақ бир зораванлиқни қобул қилиш әлвәттә мумкин әмәс. Бундақ зораванлиқтики мәқсәт инсанларниң нормал турмуш ритимини бузуп, бесим астида тутуш вә шундақ бесим астидики мәвҗутлуқини қобул қилип яшашқа мәҗбурлаштин башқа нәрсә әмәс. Бу арқилиқ йәтмәкчи болған мәқсәт хәлқ өзидә бар дәп қариған күчни зәипләштүрүш вә һәтта аҗиз дәп етирап қилдуруш, нәтиҗидә вәйран қилиштур. Һәрқайси дөләтләрдики әмәлий әһвалларни қайси дәриҗидә билиш-билмәсликтин қәтий нәзәр, дуняниң һәрқайси җайлиридики тәтқиқатчилар бундақ зулумларға болған наразилиқини ениқ ипадилиши зөрүр. Чоң типтики хәлқаралиқ илмий йиғинларда вақти-вақтида дуняниң қайси йеридә, қайси дөләттә юқириқидәк әһвалларниң йүз бериватқанлиқи җамаәтчиликниң есигә селип турулуши керәк. Хитай илмий тәтқиқат һәмкарлиқ ишлирида дуняда муһим орун тутидиған бир дөләт. Шуниң үчүн у дөләттики инсан һәқлиригә дәхли-тәруз йәткүзүш қилмишлирини һәргизму көрмәскә селишқа болмайду. Биз пәқәт инсан һәқлири хизмәтлиримизни кичик һәм аҗиз дөләтләрдила ишләп қалмастин, бәлки дәл хитайға охшаш чоң дөләтләрдики мәсилиләрниму ениқлап, җамаәтчиликниң диққитигә сунуш вә күчлүк наразилиқимизни билдүрүшимиз керәк. Йәнә бир тәрәптин, техиму көп санни тәшкил қилған анчә атиқи чиқмиған һәтта тонулмиған адәмләрму унтулуп қалмаслиқи керәк. Улар аилә тавабиатлиридин мәҗбурий айриветилип, өйлири бузуветилгән, ай вә йилларни қараңғу лагерларда өткүзүватқан, һәтта кейинчә адәттикидәк нормал яшиялишиниң мумкин икәнлики яки әмәслики ениқ болмиған бу кишиләрни һәргизму унтуп қелишқа болмайду. Күнимиздә уйғурлар арисида тонулған-тонулмиған һәммила адәм охшаш тәқдиргә дучар қилинди. Биз буларниң һәммисигә охшаш инсанпәрвәрликимизни көрситишимиз керәк.
Мухбир: сиз ислам дининиг сүний мәзһипидики һалал озуқлиниш нәзәрийәлири һәққидә тәтқиқат елип бардиңиз. Бу уйғур мусулманлар үчүнму муһим бир мәзмун. Бир мусулманни мәҗбурий һалда “һарам” бир нәрсә йейишкә мәҗбурлаш, худди уйғур мусулманларни чошқа гөши йейишкә қисталғинидәк, мусулманларниң етиқади вә етиқад қаришиға қайси дәриҗидә тәсир көрситиду?
Профессор паула шроде: шундақ, бу йәрдә бир инсан өзи толиму хата дәп қариған бир ишни қилишқа мәҗбурлиниду. Мән уйғур дияридики вақтимда дәл мушундақ әһвалларғиму диққәт қилғанидим. Башқа бир нәрсә йейиш уйғурлар билән хитайларни пәрқләндүрүш, йәни мусулман билән мусулман болмиғанларни айришта һалал вә һарам йемәкликләр, пакиз вә мәйнәт нәрсиләр билән озуқлиниш, йәни чошқа гөши билән озуқлиниш вә озуқланмаслиқ уйғурларниң җәмийитидики кимликини ениқлишида алаһидә символлуқ мәнигә игә. Бу хил символлуқ мәнә толиму әстайидиллиқ билән қарилидиған, шуниң билән бир вақитта йәнә чошқиниң мәйнәт икәнликигә охшаш наһайити көп чүшәнчиләр билән бағланған бир назук тема. Әгәр уйғурлар өз һаятлиқ паалийәтлирини наһайити чоңқур йилтиз тартқан җәмийәт қаришиға қарши бир иш қилишқа мәҗбурлаш, әмәлийәттә уларни ашу күчлүк җәмийәт түзүлмисидин йирақлаштуруш, уларни башқа бир хил адәм қилип өзгәртиш мәқситидә қилинған ишлардур. Бизниң бу күнләрдә көриватқинимизму дәл мушундақ әһвалдур. Бундақ қилмишларға мәҗбурлаш уйғурларниң әң назук кимлик қаришиға дәхли-тәруз йәткүзгәнликтур.