Байинғолин оттура сотниң баш сотчиси ғалип төмүрниң тутқунда икәнлики ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.12.25
yepiq-terbiyelesh-korla-turme.jpg Икки нәпәр хитай сақчисиниң “тәрбийәләш мәркизи” ниң алдида турған көрүнүши. 2017-Йили 2-ноябир, корла.
AP Photo/Ng Han Guan

Йеқинда корла вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бири корлида давам қиливатқан аталмиш “икки йүзлимичи” ләргә зәрбә бериш долқуниниң йеқинқи айларда сиясий-қанун саһәсидики уйғур кадир вә әмәлдарларға мәркәзләшкәнликини мәлум қилған иди. Мухбиримизниң бу һәқтики ениқлашлири давамида байинғолин областлиқ оттура сот мәһкимисиниң баш сотчиси ғалип төмүрниң 6 айдин бери тутқунда икәнлики ашкариланди.

Бу һәқтә радийомизға кәлгән инкаста корлида бир түркүм сақчи, сотчи вә тәптиш хадимлириниң тутқун қилинғанлиқи, буниңға уларниң бәзилириниң нөвәттики қаттиқ бир тәрәп қилиш һәрикитигә актип маслашмиғанлиқи сәвәб болған болса, йәнә бәзилиригә буниңдин 10-15 йил аввалқи сиясий делоларни бир тәрәп қилишта йәңгил һөкүм чиқирип қойғанлиқиниң сәвәб болғанлиқи илгири сүрүлгән. Өткән һәптә телефонимизни қобул қилған корлида сиясий-қанун саһәсидә хизмәт қиливатқан бир хадим байинғолин оттура сот мәһкимисидин бирқанчә кишиниң тутқунда икәнлики, булардин бириниң ғалип исимлик баш сотчи икәнликини ашкарилиди.

Биз баш сотчи ғалипниң фамилиси вә тутулуш сәвәби һәққидә мәлумат елиш үчүн корла шәһәрлик вә байинғолин областлиқ сот мәһкимилиригә телефон қилдуқ. Алақидар хадимларниң бәзилири өзлириниң ғалип билән бир бөлүмдә әмәсликини илгири сүрүп, соалимизға җаваб бериштин өзини қачурса; йәнә бәзилири ғалипниң немә сәвәбтин тутулғанлиқидин хәвири йоқлуқини ейтти.

Радийомизға кәлгән инкаста йеқинқи икки йилда корлида тутқунлар саниниң көплүки сәвәбидин бир түркүм кишиләргә сот ечилмастинла һөкүм чиқирилғанлиқи; тәйяр бесилған һөкүмнамиләргә мәһкумниң исми йезилипла сотчиларға берилгәнлики вә сотчиларниң тез имза қоюши тәләп қилинғанлиқи баян қилинған. Инкаста йәнә бәзи сотчилар бундақ қилишниң дөләтниң образиға зиянлиқ икәнликини тилға алғанлиқи үчүн гуманлиқ кишигә айланған болса, йәнә бәзиләр алдидики сот һөкүмлирини оқуп чиқип имза қойғанлиқи, йәни имзаниң кечиккәнлики вә мушу сәвәбтин буларниңму “икки йүзлимичилик” гумани билән тутулғанлиқи илгири сүрүлгән.

Биз корлида тутулған аталмиш “икки йүзлимичи” ләр арисида ғалип исимлик бириниң бар йоқлуқини сориғинимизда, хадимлардин бири буниң бир дөләт мәхпийәтлики икәнликини илгири сүрүп, җаваб беришни рәт қилди. Йәнә бир хадимдин ғалипниң қайси делоға имза қоюшни рәт қилғанлиқи вә яки қайси делоға имза қоюшни кечиктүргәнликини сориғинимизда, у бу һәқтә оттура сот сиясий башқармисиниңла җаваб берәләйдиғанлиқини ейтти. Бу һәқтә униңдин изчил мәлумат тәләп қилғинимизда, у өзиниң бу һәқтә мәлумат бериш мәҗбурийитиниң йоқлуқини ейтти.

Байинғолин оттура сот мәһкимиси сиясий башқармисиниң бир хадимидин оттура соттин тутқун қилинған баш сотчиниң исминиң немә икәнликини сориғинимизда у бу тутқунниң исминиң ғалип икәнликини ашкарилиди. Биз униңдин ғалипниң толуқ исмини сориғинимизда у “ғалип төмүр” дәп җаваб бәрди. Әмма у ғалипниң немә үчүн вә қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқини сориғинимизда у өзиниң йеңидин ишқа чүшкәнликини сәвәб қилип көрситип, бу һәқтә тәпсилий мәлумати йоқлуқини ейтти.

Тутқундики баш сотчи ғалип төмүрниң корлидики мәлум бир орунда хизмәт қилидиған бир дости алақидар кишиләрдин аңлиғанлириға асасән ғалип 10 йил бурун үстидин һөкүм чиқарған вә 3 йиллиқ кесилгән бир мәһкумниң җаза муддитини түгәткәндин кейин тәкрар йәнә бир қетим аталмиш “җинайәт” өткүзгәнлики, бу әһвалниң ғалип төмүрниң тутулушиға баһанә қилинғанлиқини билдүрди. Әмма у йәнә ғалип төмүрниң тутулушиға буниңдин башқиму баһаниләрниң болуши мумкинликини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.