Ғулҗа шәһири йеңийәр йезисидики бир йиғивелиш лагериға аит йеңи пакитлар ашкариланди

Мухбиримиз сада
2018.12.24
lager-ichki-korunushi-ghulja-bitter.jpg Ғулҗидики йиғивелиш лагериниң ички көрүнүши. 2018-Йили 12-ноябир.
BITTER WINTER

Уйғур дияридики лагерлар хитай һөкүмити тәрипидин изчил ташқи дунядин йошурун тутулуп келиватқан болсиму, хәлқара таратқуларниң бу мәсилигә җиддий муамилә қилиши сәвәблик лагерларға аит дәлил-испатлар һәрхил усуллар билән мәйданға чиқишқа башлиди. “зимистан тори” уйғур дияридики лагерларниң ички мәнзирисини толуқ ечип бериштә муһим рол ойнаватқан хәлқаралиқ тор таратқулириниң биридур.

Өткән мәзгилләрдә “зимистан тори” ғулҗа шәһиридики бир қисим йиғивелиш лагерлириға мунасивәтлик хәвәр вә син көрүнүшләрни тарқитип, ғәрб ахбаратини уйғур дияридики лагерлар һәққидә бир қәдәр мукәммәл болған пакит билән тәмин әткән иди. Йеқинда ғулҗа шәһири йеңийәр йезисидики йиғивелиш лагериниң хизмәтчи хадимлири вә тәрбийәләнгүчилири чоқум әмәл қилишқа тегишлик қаидә-низамлар тәпсилий тонуштурулған бир син көрүнүши мәзкур тор арқилиқ йәнә бир қетим дуняға ашкариланди.

Мәзкур син көрүнүштә тонуштурулған тутуп туруш лагери техи толуқ ишқа кириштүрүлмигән болуп, “зимистан тори” ниң мухбири чоң залға дөвиләп қоюлған лагер ичидики тамларға есиш үчүн тәйярланған қаидә-низам тахтисини толуқ сүрәткә еливалған. Мухбирниң чүшәндүрүшлиридин мәлум болушичә, бу гәрчә мәзкур лагерға қарита чиқирилған түзүмләр болсиму, җамаәт хәвпсизлики хадимлири буниң ичидики бәзилириниң түрмә башқуруш низами билән охшаш икәнликини билдүргән.

Мухбир әң аввал лагер аманлиқ бөлүминиң көрсәтмисини чүшәндүрүп чиққан. Униңда дейилгән асаслиқ мәзмун “аманлиқ бөлүми ‛бәштин мудапиәлиниш‚ хизмәт тәлипигә бинаән қораллиқ сақчи, җамаәт хәвпсизлик хадими вә аманлиқ хадимлирини топлап, лагер ичиниң бихәтәрлик вә аманлиқ хизмитини яхши ишләш” болған. Мухбир юқириқи мәзмунға асасән әгәр йеңийәр йезисидики бу лагер һәқиқәтән нормал бир “техника тәрбийәләш мәктипи” болидиған болса, мәктәпниң күндилик бихәтәрликини сақлаш үчүн пәқәт бирла аманлиқ сақлаш хадиминиң йетәрлик болидиғанлиқини йәкүнләп чиққан.

Арқидинла тонуштурулғини тутқунларниң аилә әзалири билән елип беридиған телефон алақисигә қаритилған бәлгилимә болған. Униңда “тутқунларниң аилисигә телефон қилиштин бурун чоқум хизмәтчи хадимларниң рухситини елиши керәклики; һәр бир қетим пәқәт бирла туғқиниға телефон қилиши; сөзлишиш вақти бәш минутниң ичидә болуши; хизмәтчи хадимлар өзи биваситә телефон номурини бесип бериши вә назарәт қилиши; тутқунлар сөзлишиш җәрянида мәхпий ибариләрни ишләтмәслики; юқириқи түзүмләргә хилаплиқ қилғучиларниң бир айдин алтә айғичә аилисигә телефон қилиш салаһийитиниң елип ташлинидиғанлиқи” қатарлиқ мәзмунлар өз ичигә елинған.

Тутқунларниң “һәрикәт өлчими” 26 түрлүк бәлгилимини өз-ичигә алған. Буниң ичидә 23-мадда әң диққәтни тартқан болуп, тутқунларға алаһидә сақчи вә қораллиқ сақчиларни көргәндә “офитсер”, ярдәмчи хадимларни көргәндә “мәшқавул” дәп чақириши тәләп қилинған. Бу өлчәмму охшашла түрмидики җаза өтәватқанларниң “һәрикәт өлчими” билән йеқинлишип қалған.

Хитай һөкүмити уйғур тилини асаслиқ тил-йезиқ сүпитидә қоллинип кәлгән уйғурларни дөләт тили, йәни хитай тилини ана тили сүпитидә қоллинишқа зорлаватқанлиқи мәлум. Шуниңдәк йеңийәр йезисидики бу лагердиму хитай тили оқутқучилириға айрим бәлгилимә чиқирилған болуп, уйғур тилида сөзләйдиғанлар чоқум хитай тилини өгиниши тәләп қилинған. Униңдин башқа һәрбир синипниң синип мәсуллири тутқунларни чоқум идийәви вә сиясий җәһәттә “меңә юйдуруши” лазимлиқи бәлгиләнгән.

Мәзкур лагердики оқутқучиларму һөкүмәт бекитип бәргән мәсулийәтләрдин қечип қутулалмиған. Уларниң асаслиқ мәҗбурийити “марксизм, ленинизм вә мав зедоңниң идийәсини тиришип өгинип, партийәниң асасий линийәсидә чиң туруш; тәрбийәләнгүчиләргә пролетариятлиқ кишилик турмуш қаришини сиңдүрүш” тәләп қилинидикән.

Юқириқилардин башқа адәмни техиму һәйран қалдуридиғини “параңлишиш вә сирдишиш түзүми” болған. Униңда дейилгини “ашқунлуққа қарши туруш” ни параң мәзмуниға сиңдүрүш; параңлишиш вә сирдишиш арқилиқ тәрбийәләнгүчиләрниң идийәсини һәр тәрәптин толуқ чүшинип, қаратмилиққа вә еғишишчанлиққа игә учур вә мәлуматларни топлаш қатарлиқлар икән. Анализчилар тәһлил қилип, буниң асаслиқи аталмиш “тәрбийәләнгүчиләр” ниң каллисидики йошурун идийәләрни силиқ-сипайилик билән ениқлап, уларға мунасивәтлик тәдбир қоллинишниң бир йоли икәнликини илгири сүрмәктә.

17-Декабир “мустәқиллиқ тори” да “хитайниң уйғурларға қаратқан ‛қайта тәрбийә мәркәзлири‚ әмәлийәттә ‛тутуп туруш лагерлири‚ билән охшаш” сәрләвһилик бир парчә мақалә елан қилинған. Мақалә хәлқара кәчүрүм тәшкилати тәрипидин йезилған.

Мақалидә җаза лагериға тутулғанларниң күндә партийәни вә хитай рәиси ши җинпиңни мәдһийәләйдиған нахшиларни оқушқа, ислам динидин ваз кечип, компартийәгә садиқ болушқа, ислам динида һарам болған чошқа гөши вә испиртлиқ ичимликләрни ичишкә зорлинидиғанлиқи тәпсилий чүшәндүрүлгән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай бөлүми директори софий ричардсон ханим уйғурларниң тутқун қилиниши һәққидә “мустәқиллиқ тори” ға сөз қилип, “уйғурларниң хитайдин чиқип кетәлмәслики вә тутқун қилинишиниң өзила хитай һөкүмитиниң ташқи дунядин йошуруватқан бир нәрсисиниң барлиқини толуқ испатлап берәләйду,” дегән.

Мақалидә хитай һөкүмитиниң лагерларниң мәвҗутлуқини башта етирап қилған болса, кейин униңға аталмиш “кәспий техника тәрбийәләш мәктипи” дәп изаһат бәргәнлики шундақла хәлқараниң бу мәсилигә тәдбирсиз турувалғанлиқиму тилға елинған. Мақалидә йәнә софий ричардсон ханимниң бу мәсилигә бәргән инкасиғиму алаһидә орун берилгән. У сөзидә “әгәр дунядики һәрқандақ бир һөкүмәт милйондәк мусулман аһалини соливалған болса, биз чоқум буниң б д т хәвпсизлик кеңишиниң музакирә темиси болғанлиқини яки хәлқаралиқ тәкшүрүш елип берилғанлиқини күткән болаттуқ. Һалбуки, бундақ һәрикәтләр хитайға кәлгәндила әмәлгә ашмайдиғандәк қилиду,” дегән.
Юқарда ейтип өтүлгән “зимистан тори” ға охшаш хәлқара ахбарат вастилирида елан қилиниватқан лагирлар һәққидики хәвәр адәмниң һәқиқәтән әндишисини қозғаватқанлиқи мәлум. Америка аләм қатниши идарисиниң оптика инженери, доктор әркин сидиқ әпәндиму бу һәқтә пикир баян қилип өтти.

У мундақ деди: “хәлқара таратқуларда чиқиватқан хәвәрләр вә сүний һәмраһтин тартилған сүрәтләрдин хитайниң лагерларни давамлиқ кеңәйтиватқанлиқини көрүвалғили болиду. Бу интайин қорқунчлиқ әһвал. Бизниң көп сандики қериндашлиримизниң җени һазир хәтәр астида, биз имкан бар хәлқара җәмийәтни бу вәзийәт үчүн һәрикәт қоллинишқа чақириш арқилиқ уларни қутулдуришимиз керәк.”

Бәзи анализчиларниң билдүрүшичә, “зимистан тори” тарқатқан лагер һәққидики дәлил-испатлиқ син көрүнүши “мустәқиллиқ тори” елан қилған мәзкур мақалиниң образлиқ чүшәндүрмиси икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.