Голландийә уйғур бирликидә йеңи рәһбәрләр вәзипигә тәйинләнди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2013.12.16
gollandiye-uyghur-saylam-2.jpg gollandiye-uyghur-saylam-2.jpg
Photo: RFA

15‏-Декабир голландийә уйғур бирликиниң йеғин залида сайлам паалийити өткүзүлүп, йеңи рәһбәрләр вәзипигә тәйинләнди. Улар хелидин бери тор йүзидә елан берип мәзкур тәшкилаттики хизмәтләрни үстигә елишни халайдиғанларниң өзлирини тегишлик вәзипиләргә намзат қилип көрсәтсә болидиғанлиқини билдүргән иди.

Мәзкур чақириққа асасән баш рәисликкә өзлирини тәвсийә қилған үч намзаттин иккиси, йәни бәхтияр насир вә зәйнидин турсун әпәндиләр “абдусалам нияз әпәндиниң рәис болушини мувапиқ” дәп қарайдиғанлиқини билдүрүп, намзатлиқтин ваз кәчкәнликини елан қилди.

Шуниң билән абдусалам нияз әпәнди голландийә уйғур бирлики тәшкилатиниң баш рәиси болди. Турсунҗан әмәт әпәнди муавин рәис, елшат ислам әпәнди баш катип болди. Униңдин башқа тәшвиқат, малийә вә мупәттиш қатарлиқ саһәләргиму мувапиқ, дәп қаралған шәхсләр сайлинип чиқти. Көпчилик бирдәк қол көтүрүп бу сайламда вәзипә тапшурувалған пидакарларниң һиммитини тәбриклиди.

Паалийәткә дуня уйғур қурултийиниң японийәдә турушлуқ муавин рәиси илһам мәхмут әпәнди, германийәдә турушлуқ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди вә диний ишлар рәиси турғунҗан алавудун әпәнди қатарлиқлар алаһидә тәклип билән келип, назарәтчилик вә йетәкчилик салаһийитидә қатнашти. Униңдин башқа голландийә түрк федератсийәсиниң амстердам бөлүмидә турушлуқ вәкили мурат гедик әпәндиләрму кәлди.

Паалийәт шу йәр вақти 14 дә башлинип, 16 дә ахирлашти. Паалийәттә йәнә голландийә уйғур бирликиниң қурулғандин буянқи нәтиҗилири муәййәнләштүрүлди вә йеңидин вәзипигә тәйинләнгән мәсуллири бундин кейинки тиришчанлиқлири билән дәва ишлириға төһпә қошидиғанлиқини билдүрди.

Баш рәисликкә сайланған абдусалам нияз әпәнди сөз қилип: вәтән ичи-сиртида йүз бәргән барлиқ вәқәләрни голландийә һөкүмитидики мунасивәтлик орунларға йәткүзүш вә голландийәдики уйғурларниң иттипақлиқи үчүн һәссә қошимән, деди.

Паалийәттә йәнә йеңидин вәзипигә тәйинләнгән мәсуллардин башқа, дуня уйғур қурултийиниң вәкиллири, явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң вәкиллири вә башқа актипларму сөз қилди. Кейин көпчилик бирликтә хатирә рәсимгә чүшти вә бу қетимлиқ вәзипигә тәйинләнгән яшларға мәдәт беридиғанлиқини билдүрүп, айлиқ ярдәм сәпәрвәрликигә аваз қошти.

Паалийәт ахирлашқандин кейин, бир қисим вәтәндашлар дуня уйғур қурултийиниң вәкиллиригә һәмраһ болуп, явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитини зиярәт қилиш үчүн йүрүп кәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.