Голландийә уйғур бирлики вәкиллири парламент әзаси харрий фан боммел билән көрүшти
2015.03.11
Голландийә уйғур бирлики тәшкилатиниң вәкиллири 9-март дүшәнбә күни голландийәниң пайтәхти дәнһах шәһиридә голландийә с п партийисиниң мәсуллири билән учрашти.
Парламент бинасида өткүзүлгән сөһбәтниң мәзмуни уйғурлар дуч келиватқан мәсилиләргә мәркәзләшкән болуп, зияритимизни қобул қилған голландийә уйғур бирликиниң вәкиллири паалийәт һәққидә мәлумат бәрди.
Голландийә уйғур бирликиниң муавин рәиси бәхтияр насир әпәндиниң билдүрүшичә, улар с п партийисиниң парламент әзаси харрий фан боммел қатарлиқ вәкиллири билән көрүшүп, өткән йили йүз бәргән қанлиқ вәқәләр һәққидә материяллар сунған вә бундин кейинки уйғур дәвасиниң тәрәққияти һәққидә мәслиһәтләшкән. Турсунҗан әпәндиниң ейтишичә, парламент әзаси харрий фан боммелға сунулған материялларда 2014-йилидин һазирға қәдәр йүз бәргән вәқәләр, шуларниң ичидики йәкән қирғинчилиқи һәққидики мәлуматлар, дуня уйғур қурултийи тәйярлиған 2014-йиллиқ доклатлар йәр алған.
Голландийә уйғур бирликиниң рәиси садиқҗан сәләй әпәнди, парламент әзаси харрий фан боммел әпәндигә, өткән йилларда уйғур давасиниң тәрәққияти үчүн көп күч чиқарғанлиқини билдүрүп өткәндин кейин, бу қетимлиқ учришишта 2014-йил ичидә йүз бәргән вәқәләрниң өткән йиллардикидинму еғир болғанлиқини баян қилған һәмдә рабийә қадир ханимниң оғли абликим билән илһам тохти әпәндиләрниң хәлқаралиқ қануний йоллар билән азад қилиниши һәққидиму тәклип сунған.
Садиқҗан сәләй әпәндиниң ейтишичә, харрий фан боммел әпәнди тапшуруп алған доклатларни голландийә парламенти билән явропа парламентида оттуриға қойидиғанлиқини билдүргән вә уйғур дәвасиниң тәрәққиятиға пайдилиқ тәклипләрни бәргән. Униң билдүрүшичә йәнә, голландийәдики илтиҗа ишлири рәт қилиниватқан уйғурларға берилгән қарарниң тоғра болмай келиватқанлиқи һәққидиму доклат сунулған.
Парламент әзаси харрий фан боммел әпәнди илгири “ уйғурларға ярдәм бериш гурупписи” ни қуруп чиққан вә униңға өзи баш болуп көплигән хизмәтләрни қилған иди. У һазир голландийә с п партийисиниң ғоллуқ рәһбири, голландийә ташқи ишлар министирлиқи вә явропа бирликиниң сөзчиси қатарлиқ вәзипиләрни өтимәктә. У, уйғурларға ярдәм берип келиватқан бирдинбир парламент әзасидур.