“уйғуристан азадлиқ тәшкилати” һәмкарлишишни күчәйтиш үчүн голландийәдә зиярәттә болди
2014.12.09
6-Декабир шәнбә германийәдин кәлгән “уйғуристан азадлиқ тәшкилати” ниң мәсуллиридин османҗан турсун әпәнди, абдуреһимҗан абдурәшид әпәнди вә алимҗан әпәнди қатарлиқ 6 кишилик һәйәт, вәтән-хәлқиниң сиясий истиқбали һәққидә өз-ара чүшиниш вә һәмкарлишишни илгири сүрүш үчүн голландийәдә зиярәттә болди.
Голландийә уйғур бирлики тәшкилатидин садиқҗан сәләй әпәнди меһманларни қарши елиш сөзи қилип, тәшкилатлар ара иттипақлиқни илгири сүрүшниң муһимлиқини тәкитлиди.
Бәхтияр насир әпәнди 2009-йилдин буян голландийә уйғур бирлики тәшкилатиниң голландийәдә елип берилған ғәлибилик паалийәтлиридин қисқичә изаһат берип меһманларни сөзгә тәклип қилди.
“уйғуристан азадлиқ тәшкилати” ниң рәиси османҗан турсун әпәнди салам вә рәһмәттин кейин сөз қилип, бу қетимқи зияритиниң мәқсити һәққидә тохталғандин кейин, тәшкилатлар ара иттипақлиқ вә һәмкарлиқни күчәйтишниң бүгүнки тәқәззалирини баян қилди.
Униң қаришичә, бүгүн дуня хәлқи арисида уйғурлар вә уларниң вәтининиң тонулуши мәлум бир басқучни тамамлиған болуп, нөвәттә бесишқа тегишлик қәдәмниң уйғурларға һесдашлиқ қилишини қолға кәлтүрүш вә уни муәййән бир қиммәткә айландурушта бәкрәк гәвдиләнмәктә икән.
Көпчилик өз-ара ғизалиниш вә һәм-сөһбәттә болуш билән биргә хатирә рәсимгә чүшүп, кәлгүси достлуқниң техиму күчийишини үмид қилидиғанлиқини билдүргәндин кейин, бир-биригә аманлиқ тиләп тарқилишти.
Зияритимизни қобул қилған османҗан турсун әпәнди бу қетимлиқ зияритиниң явропа миқясида давам қилидиғанлиқини, түрлүк сәвәбләр билән голландийәниң тунҗи бекәт болғанлиқини билдүрди вә голландийәдики қериндашлириға салам йоллиди.
Садиқҗан сәләй әпәнди бу зиярәтниң иҗабий қиммитигә әһмийәт билән қарайдиғанлиқини билдүрди.
Германийәдики “уйғуристан азадлиқ тәшкилати” дин кәлгән мәсуллар әтиси йәни 7-декабир явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә зиярәттә болуп, мәзкур җәмийәтниң айлиқ сөһбәт паалийитигә иштирак қилди вә у йәрдиму йерим кечигичә вәтәндашлири билән әркин сөһбәттә болди.
Меһманлар 8-декабир голландийидики бир қисим шәхсләрниң өйлиригә зиярәттә болғандин башқа, түркий қериндашлириниңму тәклиплик зиярәтлиридә болуп қайтишти.
Шуниң билән 6-7- вә 8-декабир голландийәдики уйғурлар үчүн әһмийәтлик вә мәнилик өткән күнләр болди.