Лагерға ташланған чәтәл пуқраси: гүлбаһар җелилова лагерда көргән қара күнләр (3)

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.01.09
gulbahar-jelilova-guwahliq.jpg Қазақистанлиқ уйғур гүлбаһар җелилова җаза лагерида көргәнлири тоғрилиқ гуваһлиқ бәрмәктә.
Social Media

Қазақистанлиқ уйғур гүлбаһар җелилова соланған лагердики камирида 14 вә 17 яшлиқ қурамиға йәтмигән яш қизларму ятқан.

Уйғур дияридики хитайниң җаза лагеридин тирик чиқалиған санақлиқ шаһитларниң бири болған қазақистанлиқ уйғур аял гүлбаһар җелилованиң сөзләп беришичә, у хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинип үрүмчи 3-түрмисидә өткүзгән 15 айлиқ камер һаятида инсан тәсәввуриға сиғмайдиған хорлуқларни баштин көчүргән. Униң мәһкумлуқ һаятида үрүмчидики 3-түрмидә өткүзгән вақти бир қәдәр узун, тартқан азаблири толиму ечинишлиқ болған.

Үрүмчидики-3 түрмә әсли әр җинайәтчиләрни қамайдиған түрмә болуп, тутқун қилинған уйғурларниң көплүкидин болса керәк, даириләр бу түрмини аялларни қамайдиған лагер орнидиму ишләткән. Гүлбаһарниң тәсвирләп беришичә, у егизлики 6 метир, кәңлики 3 метир, узунлуқи 7 метирчә келидиған, һәммә йери семонт вә төмүрдин ясалған бу зулмәтлик камерида 40 тин артуқ өзигә охшаш бигунаһ уйғур аяллар билән ятқан. Уларниң чоңиниң йеши 80 гә тақашқан болса, кичиклири арисида һәтта 14 яш вә 17 яштики оқуғучи қизларму бар икән. Улар түрлүк гуманлар билән қара қоюқ қамалғанлар болуп, техи бала болушиға қаримай қаттиқ сорақ вә еғир зулумларға учрайдикән. Бундақ чағларда балисиниң йешидики бу қизларниң тартқан азаблириға чидимиған гүлбаһар “қийнисаңларму мени қийнаңлар, бу балиларни қоюп бериңлар. . .” дәп гундипайларға йелинған чағлириму болған икән.

Һазирғичә зулмәтлик җаза лагеридин қутулуп чиқалиғанлар санақлиқ. Һазирғичә радийомизға уйғур дияридики лагерларниң ички йүзи һәққидә гуваһлиқ бәргән өмәр бәкали вә меһригүл турсунлар өзлири ятқан лагерларниң шараитлири һәққидә тәпсилий учур бәргән иди. Улар йәнә хитайниң тутқундикиләргә намәлум бир дуғ су ичкузгәнлики һәққидә муһим учур бәргән иди. 15 Ай хитайдики җаза лагерида йетип чиққан гүлбаһарму даирилириниң тутқундикиләргә қәрәллик һалда шу хил дуғ суни ичкүзгәнликини вә бу сәвәблик тутқундики аялларниң нормал һейизиниң кесилгәнлики, һәтта яш қизларниңму шундақ болғанлиқини билдүрди.

Гүлбаһар ханим йәнә өзи ятқан камерда бәзиләр сораққа елип чиқип кетилгәндин кейин каллисидин адашқан һалда киргәнликигә, еғир кесәл болушиға қаримай тутқунларниң һечқандақ давалиниш пурситигә еришәлмигәнликигә шаһит болғанлиқини аңлатти.

Гүлбаһарниң сөзләп беришичә, у қамалған 15 ай җәрянида 2-вә 3-түрмиләрдә ятқандин сирт, йәнә түрминиң мәркизигә җайлашқан дохтурханисиға 3 қетим апирилип, илгири-ахир 2 айға йеқин вақитни шу йәрдә өткүзгән икән. У бу җәрянда дохтурханида бәзи кесәл тутқунларни “ухлитиш” қа елип чиқип кетилип, уларниң иккинчи қайтип кирмигәнликигә шаһит болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.