“һалал” бәлгилириниң чәклиниши һәмдә “һалал”лиқниң сиясийлишиши (1)

Мухбиримиз әзиз
2017.08.11
halal-belgilirining-olchimi-belgilime.jpg Һалал бәлгилириниң өлчими һәққидики бәлгилимә.
Social Media

Хитай даирилири йеқинда бәлгилимә чиқирип буниңдин кейин уйғурлар дияридики йемәклик мәһсулатлириға “һалал” бәлгисини есишқа болмайдиғанлиқини бәлгилиди. Йәрлик даириләр болса буниң алақидар һөҗҗәтләрниң роһи бойичә чиқирилған бәлгилимә икәнликини тәкитлиди. Бу һәқтики әһвалларни игиләш җәрянида үрүмчи шәһиридики бирнәччә чоң сода дукининиң хоҗайинлири бу йеңи сиясәтләрниң аллиқачан әмәлийлишип болғанлиқини ейтти.

Түрлүк учур мәнбәлири хитай даирилири уйғурлар диярида “әсәбийликкә қарши туруш” намида иҗра қиливатқан тәдбирләрниң бири уйғурларниң диний етиқади билән зич мунасивәтлик болған мәзмунларни йоқитиш яки суслаштурушқа мәркәзлишиватқанлиқини көрсәтмәктә. 

Буниңдин бирнәччә йиллар илгири уйғурлардики “һалал” лиқ чүшәнчисигә қаритилған һәрикәтләрниң әң йеқинқи нәтиҗиси сүпитидә йеқинда тарқитилған “мусулманчә йемәклик бәлгилириниң өлчими” ни көрситиш мумкин. 

Өткән бирнәччә һәптә мабәйнидә һәрқайси иҗтимаий таратқуларда кәң тарқалған бу һәқтики йеңи бәлгилимә, қаримай шәһәрлик милләтләр вә дин ишлири комитетиниң намидин тарқитилған. Мәзкур йеңи бәлгилимә бойичә уйғурлар дияридики мусулманлар үчүн ишләнгән мәһсулатларға 1-авғусттин башлап “мусулманчә” дегән уйғурчә хәт вә хитайчә “清真” дегән хәттин башқа мусулманчә йемәклик бәлгиси селиш мәни қилинидикән. Бу бәлгилимидә көрситилишичә, мәсчитниң шәкли, ай-юлтуз, кәлимә шаһадәт яки әрәбчә “һалал” дегән хәт яки шуларға охшап қалидиған бәлгиләрни йемәклик қепиға йезишқа болмайдикән.

Биз бу әһвалларниң тәпсилатини игиләп беқиш үчүн, алди билән қаримай шәһәрлик ислам дини җәмийити билән алақиләштуқ. Телефонни алған хизмәтчи хадим ислам җәмийитиниң буниң билән алақиси йоқлуқини, буниң адәттә аптоном районлуқ милләт вә дин ишлири комитетиниң башқурушида болидиғанлиқини ейтти.

Шуниң билән биз, аптоном районлуқ милләт вә дин ишлири комитетиға телефон берип, бу йеңи бәлгилимә һәққидә әһвал игилидуқ. Буниң билән бу хил бәлгиләрниң әстайидиллиқ билән муһакимә қилиштин кейин таллап чиқилғанлиқини, буниңдики муһим бир мәқсәтниң “мусулманчә” яки “һалал” бәлгисиниң уйғурлар ишлитиватқан нурғунлиған турмуш буюмлириға бесилишини чәкләш икәнликини ейтти. 

Гәрчә бу хадим бу йеңи бәлгилимини иҗра қилиштики әң муһим нуқта һәққидә сөз қилиштин еһтият қилған болсиму, бу һәқтә тарқитилған тәшвиқат вәрәқисидики муну қурлар буниңға аит учурлар билән тәмин етиду. Мусулманчә йемәкликләр оралмисиниң сиртиға “һалал” дегән хәтни йезишқа болмайдиғанлиқиниң сәвәби хитай даирилири тарқатқан тәшвиқат вәрәқисидә мундақ баян қилиниду: “‛ш у а р мусулманчә йемәкликләрни башқуруш низами‚ дики бәлгилимиләр, алақидар қанун-бәлгилимиләр һәмдә аптоном районлуқ миллий ишлар комитети, аптоном районлуқ сода-санаәтни башқуруш идариси қатарлиқ органларниң тавар оралмиси вә тәшвиқат хизмәтлиридә ‛һалал‚ мәсилисини биряқлиқ қилиш һәққидики һөҗҗитиниң роһи бойичә иҗтимаий муқимлиқни қоғдаш вә узун мәзгиллик бихәтәрлик хизмитигә йүксәк дәриҗидә әһмийәт бериш йүзисидин таварларниң ташқи оралма қаплиридики вә еланлардики ‛һалал‚ бәлгисигә даир мәзмунларни мәхсус тәртипкә селиш тәләп қилиниду. Тәкшүрүп байқалғанлири бирдәк йоқитилиду.”

Биз мусулманчә йемәклик бәлгилири һәққидики бу чәклиминиң хитайдики мусулманлар бир қәдәр мәркәзлик олтурақлашқан ниңшя вә гәнсу қатарлиқ җайларда қандақ болуватқанлиқи һәққидә, ниңшя хуйзу аптоном районлуқ диний ишлар идарисигә телефон қилғинимизда, хизмәтчи хадим өзиниң бундақ ишлардин хәвәрсиз икәнликини, бу һәқтики мәсилиләрни өзлири билән әмәс, бәлки шу уқтурушни тарқатқан өлкә яки аптоном район даирилири билән алақилишишимиз лазимлиқини ейтти. 

Шуниңдин кейин биз, торларда еқип йүргән уқтурушни тарқатқан қаримай шәһәрлик милләт-дин ишлири комитети билән алақиләштуқ һәмдә бу мәсилә һәққидә әһвал игилидуқ. Мәсул хадим бу йеңи бәлгилимиләрниң һәқиқәтәнму аптоном районлуқ милләт-дин ишлири комитетиниң буйруқи бойичә тарқитилғанлиқини билдүрди. 

Алақидар һөҗҗәтләр бу йеңи бәлгилиминиң пүтүн уйғурлар диярида иҗра қилинидиғанлиқидин бешарәт бериватқан болғачқа, биз мәркизий шәһәр үрүмчидики бирнәччә чоң магизинлар билән алақиләштуқ. Йеңи шәһәр районидики “әл-әмин” талла базириниң хоҗайини мусулманчә йемәкликләр һәққидики уқтурушниң өзлиригиму кәлгәнликини, шу уқтуруш бойичә дукандики йемәкликләргә бесилған барлиқ мусулманчә бәлгиләрниң алмаштуруветилгәнликини, шуниңдәк һазир ай-юлтуз яки мәсчитләрниң бәлгиси болған мусулманчә йемәкликниң йоқлуқини ейтти. 

Хәлқ мәйдани әтрапидики йәнә бир талла базириниң хоҗайиниму мушуниңға охшапрақ кетидиған гәпләрни қилди. Униң ейтишичә, буниңдин бирәр айлар илгирики вақитлардин башлапла мусулманчә йемәкликләрни ишләпчиқиридиған завутлар йеңи бәлгилимидики нусхида “мусулманчә” дегән бәлгини чаплашни башлап болупту. 

“шинҗаң университети” тәвәсидики йәнә бир дукан хоҗайини өз дукинида гөш сетилмайдиғанлиқини, кона бәлгиләрдики мусулманчә йемәкликләрни тезрәк қолдин чиқириветиш үчүн баһасини чүшүрүп сетиватқанлиқини ейтқач, һазир “сәзгүр” бәлгә чапланған һечқандақ мусулманчә йемәкликниң қалмиғанлиқини ейтти.

Яңзиҗяң йолидики “явюән талла базири” да ишләватқан хизмәтчи хадим өзлириниң дукинида мусулманчә йемәкликләрдин техи йерим саәт илгири елип келингән “халидә” болкилири барлиқини, униң үстидә алақидар бәлгилимидики “мусулманчә” дегән хитайчә икки хәтниң барлиқини ейтти.

‏- “мусулманчә” дәп бәлгә қоюлған малларниң һәммисини завутқа қайтурувәттуқ, һазир уларниң орнида пәқәт ашундақ "мусулманчә" дегән хәтләр чапланмиғанлирини тизип қойдуқ.

- Силәрниң дуканда асаслиқи қандақ мусулманчә йемәкликләр сетилиду?

- Мусулманчә йемәклик десиңиз, биздә һазирчә пәқәт болкила бар. Униңға “мусулманчә” дәп йезилған.

- Ундақта униң қепиға қайси бәлгә чапланған?

- Оралма қапқа демәкчимусиз?

- Шундақ, шундақ.

- Адәттә уларға “мусулманчә” дегән хәтләр уйғурчә вә хәнзучә йезилидиғу. Һәй балилар, аву “халидә” болкисидин бирни әпкелиңлар. Қайсисила болса болувериду. Қени, мән қарап бақай: “шинҗаң халидә чәклик ширкити” дәпту, бу “халидә болкиси” да “мусулманчә” дегән бәлгә йоқ охшимамду.... яқ, баркән, баркән. “чиңҗен” (мусулманчә) дегән икки хәтниң үстигә уйғурчә хәтләр бесилипту. 

-Һелиқидәк әрәбчә “һалал” дегән хәт бармикән?

- яқ. Ундақ хәт йоқ икән. Бари пәқәт шу “чиңҗен” дегән хәтниң үстигә йезилған уйғурчә хәт шу. Мән уни оқуялмиғандикин, униң немә дегән гәп икәнликини билмидим. 

- Бопту, мақул әмисә. Рәһмәт сизгә.

- Әрзимәйду.

Зияритимиз җәрянида, һазир үрүмчидики чоң дуканларниң һечқайсисида йеңидин елан қилинған мусулманчә йемәклик бәлгилиригә хилап келидиған бәлгә бесилған йемәкликләрниң қалмиғанлиқи, бу тәдбирниң тездин уйғурлар дияридики һәрқайси шәһәр вә наһийиләргә кеңийиш алдида туруватқанлиқи мәлум болди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.