Байинғолин областлиқ тәптиш мәһкимисиниң муавин башлиқи һеким қадирниңму тутқунда икәнлики ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.12.12
lager-urumchi-turpan-reuters.jpg Үрүмчи билән турпанниң арилиқиға селинған “тәрбийәләш лагери” ниң сиртқи көрүнүши. 2018-Йили 4-сентәбир.
REUTERS

Мәлум болушичә, аталмиш “кәспий тәрбийә” нами астида давам қиливатқан уйғурларға қарита кәң-көләмлик тутқун долқунида йеқинқи 6 айдин бери тутқун нишани сиясий-қанун саһәсидики рәһбирий кадирларға йүзләнгән. Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрниң паш қилишичә, йеқинқи бирнәччә ай ичидә корлида сиясий-қанун саһәсидики уйғур рәһбири кадирлардин байинғолин областлиқ тәптиш мәһкимисиниң муавин башлиқи һеким қадир қатарлиқ аз дегәндә 4 киши тутқун қилинған.

Уйғур районида йеқинқи икки йилда юқури пәллигә чиққан кәң-көләмлик тутқун вә зәрбә зәрбә долқунида уйғур җәмийитиниң йетәкчи қатлимидин әң дәсләптә диний затлар, арқидин сода-карханичилар, униңдин кейин тонулған зиялилар тутқун қилинған болса, йеқинқи айлардин бери нишан сиясий-қанун саһәсидики уйғур рәһбири кадирларға қарап йүзләнгән. Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрниң баян қилишичә, хитай даирилири өзлири билән йиллардин бери, һәтта дәврләрдин бир сәп, бир мәйданда туруп ишләп кәлгән бу әмәлдарларни икки йилдин буянқи сиясий долқунда актип болмаслиқ вә яки сиясий мәйданини ениқ вә кәскин тонда ипадилмәслик сәвәбидинла тутқун қилған. Корлида сиясий-қанун саһәсидә хизмәт қиливатқан бир хадим корлида сиясий-қанун саһәсидә тутқун қилинғанларниң саниниң “хели бар” икәнликини ашкарилиди. У корлида көзгә көрүнәрлик әмәл тутқанлардинла сот вә тәптиш мәһкимисидин аз дегәндә 4 киши барлиқини паш қилди. Униң баян қилишичә, байинғолин обласлиқ тәптиш мәһкимисиниң башлиқи һеким қадир буниңдин икки ай аввал тутқун қилинған икән.

Өткән йили зияртимизни қобул қилған вә корлидики лагерлар һәққидә муһим мәлуматларни бәргән бир сабиқ “милләтләр иттипақлиқи үлгиси” корлида сиясий-қанун саһәсидики уйғур рәһбирий кадирларға қарита тутқунниң бу йилниң бешидила башланғанлиқини тилға алған иди. Униң дейишичә, шәһәрлик қатнаш идарисиниң әмәлдарлиридин бири йил бешида бир қетим тутулуп қоюп берилгән. Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрниң баян қилишичә, сиясий қанун саһәсидики бәзи әмәлдарларниң тутқун қилинишиға униң 10 һәтта 15 йил илгирики бәзи делолиларда һөкүмни йәңгил чиқирип қойғанлиқи, аталмиш “үч хил күч” ләргә юмшаққоллуқ қилғанлиқи сәвәп болған икән. Йәнә бәзлириниң тутқун қилинишиға болса аилә вә иҗтимаий мунасивтиму сәвәп болған икән. Мәзкур сиясий-қанун хадиминиң паш қилишичә, байинғолин обласлиқ тәптиш мәһкимисиниң муавин башлиқи һеким қадирниң тутқун қилинишиға униң үрүмчидики аптонум районлуқ орманчилиқ назаритириниң тутқундики сабиқ назири мәмәт абдулла билән болған туғқандарчилиқ мунасивтиму бир сәвәп болған икән. Дейилишичә, тутқун һеким қадир тутқун мәмәт абдулланиң аялиниң иниси болғанлиқи вә униң билән илгирики вақитларда қилған телефон алақиси сәвәплик тутулған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.