Д у қ “шәрқий түркистан һәмкарлиқ мунбири” қуруш үчүн һәрикәт қилмақта
2019.02.21
“шәрқий түркистан һәмкарлиқ мунбири” түрк вә башқа исламий тәшкилатларниң җаза лагерлириға қарши баш шитаби болидикән.
Дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлири 19-февралдин етибарән мәркизи германийәдә болған бир қисим түрк тәшкилатлириниң баш шитабини зиярәт қилип, “шәрқий түркистан һәмкарлиқ мунбири” қурушниң тәйярлиқ хизмәтлирини башлиған.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди башчилиқидики бир гуруппа вәкилләр 19-феврал күни көлн шәһиридики “явропа түрк демократлар бирлики” қатарлиқ тәшкилатларни зиярәт қилғандин кейин, 20-феврал күни йәнә “низами аләм” қатарлиқ тәшкилатларниң мәркизини зиярәт қилип, хитайниң уйғур диярида тәсис қилған җаза лагерлириға қарши пүтүн дуня миқясида ортақ һәрикәт елип беришни мәқсәт қилған “шәрқий түркистан һәмкарлиқ мунбири” қуруш ишида улар билән пикир бирлики шәкилләндүргән.
Германийәниң стутгарт шәһиридин зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәнди явропада көплигән тармақ тәшкилатлири болған, өзлирини “алпәрәнләр” дәп атайдиған “низами аләм” тәшкилатиниң әслидә муһсин язучиоғли қурған түркийәдики “бүйүк бирлик партийәси” ниң бир тармиқи икәнликини, мәрһум муһсин язучиоғлиниң өз заманида уйғур дәвасини актип қоллиған бир парламент әзаси болғанлиқини әсләп өтти.
Қурултай рәиси билән биргә бу сөһбәтләргә дахил болған д у қ диний ишлар комитетиниң мудири, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәнди бу қетимқи зиярәт һәққидә тохталғанда уйғурларни қоллаш, уйғурларға ярдәм беришни нишан қилған “шәрқий түркистан һәмкарлиқ мунбири” қурушниң асасий мәқсәт икәнликини тилға алди.
Қурултай фондиниң мудири абдуҗелил әмәт әпәнди сөзидә явропадики барлиқ исламий тәшкилатларни қозғап, хитайниң ирқий қирғинчилиқлириға ортақ тақабил туруш, җаза лагерлирини тақитиш үчүн д у қ ниң җиддий һәрикәт башлиғанлиқини, буниң үчүн “шәрқий түркистан һәмкарлиқ мунбири” ниң асасини турғузуватқанлиқини әскәртти.
Долқун әйса әпәнди бу қетимқи зиярәтниң әһмийәтлик болғанлиқини тилға алди. Турғунҗан алавудун әпәнди болса “низами аләм” тәшкилати рәһбәрлириниң шәрқий түркистан дәвасини давамлиқ изчил қоллайдиғанлиқини, алдимиздики айларда д у қ билән һәмкарлишип көлими зор паалийәтләрни бирликтә елип баридиғанлиқини билдүргәнликини тәкитлиди.
Бундин бирқанчә һәптиләр илгири д у қ рәиси әнглийәдики “биританийә ислам мәдәнийәт мәркизи” қатарлиқ әрәб тәшкилатлириниң баш шитабини зиярәт қилип, “шәрқий түркистан һәмкарлиқ мунбири” қуруш мәсилисини музакирә қилған иди. Игилишимизчә, хитайниң җаза лагерлириға вә шундақла хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулум сиясәтлиригә қарши қурулғуси бу мунбәргә шәрқий-җәнубий асиядики мусулман тәшкилатлири, явропа, америка һәм австралийәдики түрк, әрәб вә башқа исламий тәшкилатлар әза болидикән. Бу мунбәргә әза болған тәшкилатлар пүтүн дуня миқясида бирла вақитта хитайға қарши зор көләмлик паалийәтләр елип баридикән.