Д у қ хитай даирилириниң ичкиридин тәтилгә қайтқан уйғур оқуғучиларни тәқиб қилиш буйруқини тәнқид қилди
2013.06.12

“5 -июл вәқәси” ниң 4 йиллиқ хатирә күнигә йәнә 3 һәптидәк вақит қалди. Бу вәқәниң йиллиқ хатирә күни дәл рамзан ейиниң кириш һарписиға тоғра келиду. Вақит җәһәттики бу хил тоғра келип қелиш хитай даирилирини җиддийләштүрүп қойған.
Даириләр һәр йили рамзан ейида вә 5-июл мәзгилидә уйғурларни контрол қилишни күчәйтип кәлгән болсиму, бу йил йәрлик органларни ичкиридин тәтилгә қайтип кәлгән уйғур оқуғучиларни тәқиб қилишни күчәйтиш һәққидә агаһландурған. Буниң билән йәрлик даириләр ичкиридә оқуйдиған оқуғучиларни контрол қилиш тоғрулуқ бәзи бәлгилимиләрни чиқарған.
Д у қ хитай даирилириниң бәлгилимә чиқирип, ичкиридә оқуйдиған уйғур оқуғучиларниң тәтилдә чоқум юртиға қайтип келишини тәләп қилғанлиқи, тәтилдә қайтип кәлгән оқуғучиларни тәқиб қилип, уларниң паалийитигә чәклимә қойғанлиқини кишилик һоқуққа қилинған еғир бузғунчилиқ, дәп тәнқид қилди.
Д у қ баянатчиси дилшат ришитниң илгири сүрүшичә, бу бәлгилимә уйғур оқуғучилириниң тәтилни хатирҗәм вә хушал-хурам өткүзүшигә бузғунчилиқ қилипла қалмай, уларға роһий бесим пәйда қилиду.
Д у қ ниң ашкарилишичә, уйғур аптоном райони даирилири җәнубтики вилайәт, наһийиләргә йолйоруқ берип, ичкиридә оқуйдиған уйғур оқуғучиларниң бу йил тәтилдә чоқум юртиға қайтип келишини, йәрлик орунлар уларни тизимға елип, уларниң паалийитини тәқиб қилишни, һәр җүмә күни “бөлгүнчиликкә қарши вәтәнпәрвәрлик сиясий өгинишкә уюштуруш” ни тәләп қилған.
Даириләр йәнә, йәрлик мәмурий вә аманлиқ органлириниң диний тәқибләшни күчәйтип, уларниң роза тутуши вә җүмә намизиға беришиға имканийәт бәрмәсликни, маарип тармақлириниң оқуғучиларни һәр җүмә күни йоқлима қилип, бурун оқуған мәктипидә һәр хил паалийәтләргә орунлаштурушни буйруған.
Дилшат ришит, хитайниң даирилирини оқуғучиларниң язлиқ тәтилни хатирҗәм өткүзүшкә бузғунчилиқ қилиштәк бу хил контрол вә тәқибләш һәрикитини бикар қилип, уларниң язлиқ тәтилни хатирҗәм өткүзүшигә йол қоюшқа, хәлқара җәмийәтни болса уйғур или вәзийитигә көңүл бөлүшкә чақирди.
Хитай даирилириниң уйғур елидә, хусусән җәнубтики наһийә, вилайәтләрдә уйғурларниң паалийитини чәкләп вә тәқиб қилип келиватқиниға узун йил болған болсиму, бирақ бу уларниң ичкиридә оқуйдиған уйғур оқуғучиларға чәклимә қоюш тоғрулуқ бәлгилимә чиқарғанлиқиниң тунҗи қетим ахбарат васитилиригә ашкарилинишидур.
Бирақ, вәзийәттин хәвәр бәзи кишиләрниң билдүрүшичә, қәшқәр, хотән, ақсу қатарлиқ вилайәтләрдә язлиқ яки қишлиқ тәтилни юртида өткүзүшкә кәлгән уйғур оқуғучиларниң йезилиқ сақчи понкити яки кәнт аманлиқ ишханисиға келип тизимға алдуруп, һәптидә 2-3 қетим “вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси вә һөкүмәтниң аз санлиқ милләтләр сиясити тоғрисидики өгинишкә қатнишишни тәләп қилиш түзүми” бир, икки йил аввал йолға қоюлған.
Хотән пиялма йезилиқ сақчи понкитиниң бир хадими, мәзкур йезидин сиртқа чиқидиған вә сиртқа чиқип кәлгән һәр қандақ кишиниң сақчи понкитиға келип, тизимға алдуридиғанлиқини билдүрди.
Биз йәнә қәшқәрниң яркәнт наһийиси зәмин йезилиқ сақчи понкити вә маарип тармиқиға телефон қилип, мәзкур бәлгилиминиң уларда иҗра қилиниш әһвалини соридуқ. Зәмин йезилиқ сақчи понкитиниң хадими бундақ бәлгилимә барлиқини инкар қилмиған болсиму, бирақ у буниң назук мәсилә икәнликини илгири сүрүп, соалимизға җаваб беришни рәт қилди.
Дилшат ришитниң илгири сүрүшичә, хитай даирилириниң язлиқ тәтил паалийитини тәқиб қилишни күчәйтиши “7-июл вәқәси” ниң 4 йиллиқ хатирә күни рамзанға тоғра елип қалғанлиқи билән мунасивәтлик болупла қалмай, ичкиридә оқуйдиған оқуғучиларниң учур вә әркинлик еңи күчлүк икәнликидин әндишә қиливатқанлиқи биләнму мунасивәтлик.
Хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзгән сиясити хәлқара кишилик һоқуқ, диний әркинлик тәшкилатлириниң изчил тәнқидигә учрап кәлгән.
Америка дөләт ишлар министирлиқи, америка әркинлик сарийи вә хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қатарлиқ орган вә тәшкилатларниң йеқинда елан қилған диний әркинлик вә кишилик һоқуқ доклатлирида, хитайниң террорлуқни баһанә қилип, уйғурларниң кишилик һоқуқ вә диний әркинликигә бузғунчилиқ қиливатқанлиқи илгири сүрүлгән.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ бәзи аммиви җәмийәтләр, америка авам палата әзаси кристофир симис қатарлиқ сиясий шәхсләр, америка президенти обаманиң хитай рәиси ши җинпиң билән 7 вә 8-июн күнлири калифорнийәдә өткүзгән сөһбитидә кишилик һоқуқ мәсилисини, хусусән уйғурларниң кишилик һоқуқиға бузғунчилиқ қилиш мәсилисини оттуриға қоюшни тәләп қилған.