Хитай университетлиридики идеологийә күриши чәтәлләрдики паалийәтчиләрниң җиддий диққитини қозғиди
2016.12.16
Йеқинда хитайдики алий билим юртлирида идеологийә саһәсидики күрәш қайтидин җанланған. Мәлум болушичә, хитай өлкилиридә бу һәрикәт “университетларда ғәрб идеологийисиниң ямришиға қарши туруш”, “ демократийә байриқини көтүрүвелип дөләт һакимийитини ағдурушқа урунуш хаһишиға зәрбә бериш” намида елип берилған болса, уйғур дияридики алий билим юртлирида “бөлгүнчиликкә вә диний радикаллиққа қарши туруш” намида оқутқучи, оқуғучилар сиясий өгинишләргә уюштурулған. Хитайдики алий билим юртлирида давамлишиватқан бу хил идеологийә күриши чәтәлләрдики паалийәтчиләрниң җиддий диққитини қозғиди.
Радиомиз зияритини қобул қилған хитай вәзийити анализчилири вә уйғур паалийәтчилириниң қаришичә, даириләр қозғиған бу хил һәрикәтләр хитай пуқралириниң пикир әркинликини техиму боғуп, хитай дөлитиниң қайтидин 60-, 70-йиллардики мәдәнийәт зор инқилаби дәвригә чекиниватқанлиқини көрситидикән.
Бу мәвсүмлүк оқуш аяқлишиш һарписида, хитайдики университетларда йәнә бир қетимлиқ сиясий өгиниш долқуни қозғалғанлиқи хитайниң һөкүмәт таратқулиридин мәлум болмақта. Хитай хәлқ ториниң хәвәр қилишичә, 7-, 8-декабир күнлири хитай пайтәхти бейҗиңда мәмликәтлик алий мәктәпләрниң сиясий хизмәт йиғини чақирилған болуп, йиғинда хитай рәиси ши җинпиң сөз қилип, алий билим юртлирида сиясий тәлим тәрбийини күчәйтишни тәкитлигән. Хитайниң һөкүмәт таратқулири вә университетларниң мәктәп торлиридики хәвәрлиридин мәлум болушичә, нөвәттә хитайдики университетларда қишлиқ тәтилдин илгирики сиясий өгиништә хитай рәиси ши җинпиңниң 7-декабир сөзиниң роһини өгиниш орунлаштурулған.
Хитай һөкүмәт хәвәрлиридин мәлум болушичә, қишлиқ тәтилдин илгири университетларда мәхсус орунлаштурулған сиясий өгинишләрдә, хитай рәиси ши җинпиңниң 7-декабирдики сөзини өгиниш билән бирликтә йәнә, бу йил 8-айда хитай маарип министирлиқи тәрипидин тарқитилған алий мәктәпләрдә ғәрб қиммәт қариши ипадиләнгән идеологийиниң ямришиниң алдини елиш” уқтурушиға аит конкрет һөҗҗәт-материялларни өгиниш вә оқутқучи, оқуғучилар ипадә билдүрүш паалийәтлири елип берилған.
Уйғур дияридики алий билим юртлирида “бөлгүнчиликкә вә диний радикаллиққа қарши туруш” намида оқутқучи-оқуғучилар сиясий өгинишләргә уюштурулған.
Үрүмчидики университетларниң мәктәп тор бекитидики хәвәрләрдин игилишимизчә, үрүмчидики шинҗаң университети, пидагогика университети, йеза игилик университети қатарлиқларда 12-, 13-декабир күнлири сәпәрвәрлик йиғини ечилип, оқутқучи, оқуғучилар хитай рәиси ши җинпиңниң 7-декабир сөзини өгинишкә вә маарип министирлиқиниң “алий мәктәпләрдики идеологийә саһәсидики хизмәт” намлиқ һөҗҗәтләрни өгинишкә орунлаштурулған.
Үрүмчидики мәлум университеттин өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилған бир оқутқучи, өз мәктипидики әһвални баян қилип, “һәр һәптиниң чаршәнбә күни чүштин кейинки сиясий өгинишимиз йәнила илгирики йиллардикидәк давамлашмақта. Һәтта йәниму күчәйтилди десәм болиду. Чүнки, һазир бу мәвсүмлүк дәрсләр аяқлишип, бәзи дәрсләрдин синақлар елинишқа башлиди. Әмма оқутқучилар охшашла алдираш болуп кәттуқ. Чаршәнбилик өгиништә рәисимиз ши җинпиңниң 7-декабир алий мәктәп хизмәт йиғинида қилған муһим сөзини өгиниш билән бирликтә бу йил маарип министирлиқи тәрипидин рәсмий елан қилинған “университетларда ғәрб қиммәт қариши ипадиләнгән идеологийиниң ямришиниң алдини елиш” һәққидики һөҗҗәтни районимизниң миллий алаһидиликигә бирләштүрүп, “миллий бөлгүнчилик вә диний радикаллиқ идийисиниң ямришиға қарши туруш” шоари астида өгиниватимиз. Қишлиқ тәтилгә аз қалди, дәрслиримиз азайди, әмма оқутқучилар һазир сиясий өгинишләр билән алдираш өтиватимиз” деди.
Хитайдики алий билим юртлирида йеқиндин буян қайтидин әвҗ еливатқан сиясий өгиниш долқуни чәтәлләрдики хитай вәзийәт анализчилири вә уйғур паалийәтчилири, зиялийлириниң җиддий диққитини қозғиди.
Чәтәлләрдики хитай вәзийити көзәткүчилиридин нюйорк шәһәр университетиниң сиясий пәнләр профиссори, вәзийәт анализчиси шя миң әпәнди вә илгири шихәнзидики оқутқучилар тәрбийиләш инистититотида оқутқучилиқ қилған, нөвәттә америка уйғур бирликиниң рәислик вәзиписини өтәватқан сиясий вәзийәт анализчиси уйғур паалийәтчиси елшат һәсән әпәндиләр хитай университетлирида елип бериливатқан сиясий өгиниш долқуни һәққидә өз қарашлирини баян қилди.
Профессор шамиң әпәнди мундақ деди: “бу йил кириши билән хитай университетлирида қайтидин сиясий өгиниш шамили қозғалди. Илгири университетларда сиясий сапани тәкитләш, уйғур аптоном райони вә тибәт аптоном райони қатарлиқ аз санлиқ милләтләр районида қаттиқ тәкитлинидиғанлиқи һәққидә хәвәр анализларни көрәттуқ. Әмма, хитайниң йеңи нөвәтлик рәиси ши җинпиң тәхткә чиққандин буян, пүткүл хитай өлкилиридики университетлардиму “ғәрб қиммәт қаришиниң ямришиниң алдини елиш” намида сиясий өгиниш йәни миңә ююш һәрикити елип бериливатиду. Һазирқи университетларда илмий әмгәк әмәс, бәлки сиясий тәлим тәрбийини тәкитләш шамилиниң бу қәдәр күчийиши ши җинпиң дәвридә хитайда демократийә вә пикир әркинликиниң әң қаттиқ контрол қилишқа учраватқанлиқиниң ипадиси.”
Америка уйғур бирликиниң рәиси елшат һәсән әпәнди 7-декабир бейҗиңда ечилған “алий мәктәпләрниң сиясий хизмәт йиғиниға хитай рәиси ши җинпиңниң қатнишиши вә униң йиғинда алий мәктәпләрдә сиясий өгинишни чиң тутушни тәкитлиши һәққидә тохтилип, бу әһвалниң ши җинпиң һөкүмитиниң өз һакимийитидин әнсирәш сәвәбидин елип бериватқан алий билим игилири арисида ғәрб демократик идийисиниң йәниму кеңийишидин сақлиниш тактикиси икәнликини билдүрди.
Елшат әпәнди баянида хитай өлкә, шәһәрлиридики университетларда елип берииватқан сиясий өгинишләр билән уйғур дияридики университетлардики сиясий өгинишләрдә тәкитлинидиған мәзмунлардики пәрқ һәққидиму тохталди.
Елшат әпәнди баянида, уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләр олтурақлашқан районлардики алий билим юртлирида йәнә “миллий бөлгүнчилик, дөләтни парчилаш вә диний әсәбийлик идийилиригә зәрбә бериш, милләтләр иттипақлиқини тәкитләш” дигән мәзмунларниң асасий өгиниш нишани қилинидиғанлиқини тәкитләп, бу әһвалниң ши җинпиң һөкүмитиниң өз һакимийитигә болған наразилиқ кәйпиятиниң күчийишидин әнсирәш билән бирликтә, уйғур, тибәт районлириниң хитайдин бөлүнүп чиқип кетишидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқиниң ипадиси икәнликини билдүрди.
Елшат әпәнди сөзиниң ахирида, нөвәттики омумий хитай вәзийити һәққидиму тохтилип, университетларда барғанчә күчәйтиливатқан сиясий тәлим тәрбийә шамилиниң, өткән әсирниң 60-, 70-йиллиридики мәдәнийәт зор инқилаби дәвридики солчил вәзийәтни әслитидиғанлиқини нөвәттә алий билим юртлиридиму сиясий тәшвиқатларниң тәкитлиниши, сиясий өгиниш намида оқутқучиларниң өзини тәкшүрүшкә мәҗбурлиниши қатарлиқ вәзийәтниң бир түркүм университет оқутқучилирини илмий тәтқиқат муһити барғанчә суслашқан университетлардин вә өзи сөйүп таллиған дәрс мунбиридин ваз кечишкә мәҗбур қиливатқанлиқини билдүрди.