Орманчилиқ назаритиниң сабиқ назири мәмәт абдулланиң “иккийүзлимичилик” сәвәбидин тутқунда икәнлики дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.12.06
ormanchiliq-nazariti-sabiq-naziri-memet-abdulla.jpg Уйғур аптоном районлуқ орманчилиқ назаритиниң сабиқ назири мәмәт абдулла әпәнди.
Oqurmen teminligen

Уйғур районида бултурдин башланған аталмиш “иккийүзлимичиләргә қарши һәрикәт” долқунида уйғур аптоном районлуқ орманчилиқ назаритиниң сабиқ назири мәмәт абдулланиң бултур 5-айда тутқун қилинғанлиқи җәмийәт хәвәрлиридә тарқилип йүргән иди. Мухбиримизниң уйғур райондики һәр дәриҗилик идарә-органларға қарита елип барған ениқлашлири давамида бу йил 68 яшқа киргән, пенсийәгә чиққан назир мәмәт абдулланиң “иккийүзлимичилик” билән әйиблинип тутқун қилинғанлиқи дәлилләнди.

Корлаға қарита елип барған әһвал ениқлашлиримиз давамида, корладики мәлум бир әмәлдарниң үрүмчидә тутқундики орманчилиқ назаритиниң назири мәмәт абдулла сәвәблик тутқун қилинғанлиқи ашкариланди. Мәлум болушичә, бу йил 68 яшқа киргән мәмәт абдулла 1950-йили корлада туғулған. 1983-Йилидин 1993-йилиғичә корлада икки нөвәт шәһәр башлиқи болуп вәзипә өтигән. У 1993-йилидин 1997-йилиғичә корлада тарим вадисини башқуруш идарисиниң башлиқи болған. 1997-Йилидин 2008-йилиғичә уйғур аптоном районлуқ орманчилиқ назаритиниң назири болуп вәзипә өтигән. 2008-Йили 3-айларда дәм елишқа чиққан.

Биз ушбу хәвәрни аңлиғандин кейин, орманчилиқ назаритигә телефон қилдуқ. Назарәттики нөвәтчи хадим, сабиқ назир мәмәт абдулланиң тутқунда икәнликини дәлиллиди.

Корладики вәзийәттин хәвәрдар кишиләр мәмәт абдулланиң корлада шәһәр башлиқи вә орманчилиқ назаритигә назир мәзгилидә, әтрапиға уйғур кадирларни көпләп йиғқанлиқи, уйғур кадирларни муһим орунларға муһим вәзипигә тәйинлигәнлики үчүн, өткән йиллиқ сиясий долқунда иккийүзлимичилик билән әйибләнгәнликини илгири сүрди. Әмма назарәтниң нөвәтчи хадими, сабиқ назир мәмәт абдулланиң немә үчүн тутулғанлиқини җәмийәткә ашкарилашқа болмайдиғанлиқини оттуриға қойди.

Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләр даириләрниң адәттә иҗтимаий яки иқтисадий җинайәт билән әйибләнгәнләрни җәмийәттин мәхпий тутмайдиғанлиқи, пәқәт сиясий җинайәтчиләрниңла қилмишини җәмийәттин сир тутидиғанлиқини илгири сүрүп кәлгән.

Назарәтниң нөвәтчи хадими сабиқ назир мәмәт абдулланиң қачан вә немә үчүн тутулғанлиқи һәққидики соалимизни изчил һалда рәт қилди. Мәмәт абдулланиң 8 йил бурун пенсийәгә чиққанлиқи вә шуниңдин кейин уни көрүп бақмиғанлиқини оттуриға қойған мәзкур хадим, мәмәт абдулланиң тутқун қилинғанлиқи һәққидә идаридә омумйүзлүк уқтуруш чиқирилғанлиқиниму йошурмиди.

Корладики вәзийәттин хәвәрдар кишиләр сабиқ назир мәмәт абдулланиң адәттә җамаәтчиликкә интайин етибар беридиған вә җамаәт пикиригә һөрмәт қилидиған киши икәнлики, шуңа юрттики диний зат вә юрт мөтивәрлири билән йеқин мунасивәттә болуп кәлгәнлики, йеқинқи йилларда тутқун қилинған диний затлар арисида у йеқин өткән вә рәсмийәт ишлириға ярдәм қилған диний затларму болғанлиқи үчүн, униң “иккийүзлимичилик” билән әйибләнгәнликини оттуриға қойди. Әмма орманчилиқ назаритиниң алақидар хадими мәмәт абдулланиң немә үчүн тутулғанлиқини, назарәт парткоминиң интизам тәкшүрүш бөлүминиңла җаваб берәләйдиғанлиқини тәкитлиди.

Биз орманчилиқ назаритиниң интизам тәкшүрүш бөлүмигә телефон қилғинимизда, алақидар хадим мәмәт абдулланиң тутқунда икәнликини йошурмиди, әмма у хадим мәмәт абдулланиң делосини сиртқа ашкарилашқа болмайдиғанлиқини тәкитлиди.

Һәр икки хадимниң баян қилишичә, мәмәт абдулланиң тутқун қилинғанлиқи назарәттики йиғинларда ашкара елан қилинған. Шундақ туруқлуқ бу хадимлар, сабиқ назир мәмәт абдулла һәққидә аптоном районлуқ партком интизам тәкшүрүш комитетидин мәлумат соришимизни тәвсийә қилди. Телефонимизни қобул қилған һәр икки хадим, мәмәт абдулланиң “иккийүзлимичилик” билән әйибләнгәнлики һәққидики учурни рәт қилмиди.

Йәнә корладики вәзийәттин хәвәрдар кишиләрниң баян қилишичә, мәмәт абдулла корлиға шәһәр башлиқи вә орманчилиқ назаритигә назир мәзгилидә бирқанчә қетим хизмәт мунасивити билән, явропа дөләтлиригә зиярәткә чиққан. Шуңа вәзийәттин хәвәрдар кишиләр мәмәт абдулланиң тутулушиға әнә шу явропа саяһитиниң сәвәб болғанлиқини илгири сүрүшмәктә. Йәнә бәзиләр болса, униң 2008-, 2009-, 2013- вә 2015-йиллири америкида яшаватқан пәрзәнтлирини йоқлашқа барғанлиқи вә мушу зиярәт давамидики иҗтимаий алақилири сәвәбидин тутқун қилинғанлиқини пәрәз қилишмақта.

Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчилириниң қаришичә, хитай даирилири 2000-йиллардин 2016-йилиға қәдәр уйғур җәмийитиниң диний саһәсигә вә хитайға қарши сиясий мәйдани нисбәтән очуқ болған кишиләргә омумйүзлүк зәрбә берип болғандин кейин, 2017-йилдин башлап, “иккийүзлимичиләр” гә қарши туруш нами астида, уйғурлар ичидики өзлири һәмкарлишип кәлгән әмәлдарлар, көзгә көрүнгән тиҗарәтчиләр вә зиялийларғиму зәрбә беришкә өткән. Мәлум болушичә назир мәмәт абдуллабу зәрбә долқунида тутқун қилинғанлиқи дәлилләнгән бирқанчә сабиқ юқири дәриҗилик әмәлдарлардин биридур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.