Илһам тохти: “шинҗаңдики миллий мәсилиләр вә тәклип”
2015.04.30
Уйғурлардики ишсизлиқ вә “қош тиллиқ маарип” һәққидики тәклип пикир
Түрмидики мәшһур уйғур зиялийси илһам тохти әпәндиниң 2013-йили 10-ай мәзгилидә хитай тилида йезип тамамлиған “шинҗаңдики миллий мәсилиләр вә тәклип” намлиқ мақалиси, у тутқун қилинғандин кейин, “пиллар сөһбити” намлиқ тор бекитидә елан қилинған; мәзкур мақалиниң инглизчә тәрҗимиси 22-апрелдин башлап “хитайдики өзгириш” ChinaChange.org Торида елан қилинмақта.
Мақалидә, илһам әпәндиниң хитай мәркизи һөкүмитигә қойған тәләплиридин, аз санлиқ милләтләрниң хизмәт мәсилиси, қош тиллиқ маарип мәсилиси, диний мәсилиләр, милләтләр қурулмиси вә миллий айримилиқ мәсилиси, һөкүмәтниң аз санлиқ милләт кадирлириға вә зиялийларға ишиниш мәсилиси, биңтуән мәсилиси қатарлиқ алтә чоң тема бойичә уйғур елида мәвҗут мәсилиләр вә хитай һөкүмити йүргүзүватқан бесим сияситигә қарита тәклип пикирлири бир қәдәр әтраплиқ баян қилинған.
Биз аввалқи программимизда, бу мақалә йезилиштин илгири йәни 2010-йили 5-айда “шинҗаң хизмәт йиғини” ечилиштин илгири илһам әпәнди билән әйни чағда өткүзгән, хитай мәркизий һөкүмитигә уйғур мәсилиси тоғрилиқ рәсмий язма тәклип сунушқа тәйярлиниватқанлиқи һәққидики сөһбәт хатирисини әслитип өткән идуқ.
Бүгүнки программимизда илһам әпәндиниң мақалисидә тилға елинған уйғур яшлириниң ишсизлиқ мәсилиси вә уйғурларға қаритилған “қош тиллиқ маарип” сиясити һәққидики баянларни диққитиңларға сунимиз.
Илһам тохти әпәнди уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини ашкара тәнқид қилғини үчүн, 2014-йили 23-сентәбир хитай һөкүмити тәрипидин “дөләтни парчилаш вә миллий бөлгүнчиликкә қутратқулуқ қилиш” җинайити билән әйиблинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.
Программиниң тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.