Түркийә парламент әзаси синан оган хитайни өз партийәси намидин қаттиқ әйиблиди
2014.09.23
Бейҗиң мәркизий милләтләр университети оқутқучиси илһам тохтиниң “бөлгүнчилик” җинайити билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи, барлиқ мал-мүлкиниң мусадирә қилинғанлиқи тоғрисидики хәвәр хәлқара ахбарат васитилиридә орун алғандин кейин, түркийә парламентидики өктичи партийәлиридин бири болған милләт һәрикәт партийәсиниң парламент әзаси доктор синан оган әпәнди радиойимизниң зияритини қобул қилип, хитайниң илһам тохтиға муддәтсиз қамақ җазаси бәргәнликини қаттиқ әйиблиди.
Парламент әзаси синан оган әпәнди илһам тохтини хитайниң бундақ еғир җазалишиниң хитай тарихиға қара күн болуп йезилидиғанлиқини баян қилип мундақ деди:
-Илһам тохти мәсилисини йеқиндин көзитип келиватимиз. Илһам тохти дуня бойичә тонулған бир илим әһли вә зиялий. У, өзиниң ой-пикрини оттуриға қойғанлиқи үчүн хитайда түрмигә ташланған, мән бүгүн игилигән мәлуматқа асасланғанда бүгүн хитай сотида муддәтсиз қамақ җазаси берилгән. Илһам тохти һечкимни террор паалийитигә тәклип қилмиди. Хитай дөлитини парчилаймән, коммунист партийәсини ағдуруп ташлаймән демиди. Илһам тохти пәқәтла хитайниң аптономийә қануни иҗра қилинсун, хитайниң асасий қануни иҗра қилинсун дегәчкә муддәтсиз қамақ җазаси берилди. Илһам тохтиниң бәзи мақалилирини мәнму оқуған, мақалилиридә хитай бөлүнсун дәйдиған көз қараш йоқ. Униң мақалилиридә уйғурларни зораванлиққа чақиридиған һечқандақ көз қараш мәвҗут әмәс. Әпсуски хитайниң униңға муддәтсиз қамақ җазаси бериши еғир инсан һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичилики һесаблиниду. Бүгүн хитайниң тарихиға қара күн болуп йезилиду, хитай буниң бәдилини төләйду.
Парламент әзаси др. Синан оган әпәнди йеқиндин бери хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулуминиң қаттиқ еғирлашқанлиқини, хитайниң сияситини милләтчи һәрикәт партийәси парламент әзаси болуш сүпити билән әйибләйдиғанлиқини баян қилип мундақ деди:
-Кейинки күнләрдә хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесими барғансери еғирлашмақта. Әпсуски бу бесим сияситиниң әң ахирқи қурбанлиқи илһам тохти болди. Хитайда бүгүн көп санда уйғур қамақханиларда ятмақта, уларниң гунаһи уйғур вә мусулман болғанлиқи. Хитай уйғурларға елип бериватқан бу зулум сияситини тохтитиши керәк. Мән түркийә парламентидики өктичи партийиниң парламент әзаси болуш сүпитим билән хитайниң бу сияситини әйибләймән.
У, дуняда чоң дөләт болимән дәватқан хитай дөлитиниң алди билән өзиниң қануниға риайә қилиши керәкликини, қанун дөлити болмиса чоң дөләт болалмайдиғанлиқини баян қилип мундақ деди:
-Дуняниң әң чоң дөлити болимән дәватқан хитайниң алди билән демократийигә һөрмәт қилиши керәк. Инсанларни ой-пикрини баян қилди дәп түрмигә ташлап, қанун йоллирини тосуп қоюп, хитай чоң дөләт болалмайду, әң чоң диктатор болалайду. Шуңа хитайниң бу қилғини еғир инсан һәқлири дәпсәндичиликидур. Хитай һөкүмити илһам тохтини битәрәп сотта адил сотлиши керәк иди. Әгәр җинайәт садир қилған болса қанун һөкүм чиқириши керәк иди. Әмма илһам тохтиниң соти пүтүнләй сиясий бир қарардур. Әркин демократийә билән башқурулуватқан дөләтләр буниңға қарап турмайду. Чоқум хитайниң илһам тохтини қайта сотлиши үчүн бесим ишлитиду дәп қараймән. Аммиви тәшкилатлар буниңға қарап турмайду, биз өктичи партийә болуш сүпитимиз билән илһам тохтиға вә уйғурларға қилиниватқан бу қанунсизлиқларни әйибләймиз.
У сөзиниң ахирида түркийә парламентидики өктичи партийәләрниң хитайни әйиблиши билән бу ишниң һәл болмайдиғанлиқини дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә ханимниң муавини рәис сейит түмтүркниң өзлири махтиған һакимийәт бешидики түркийә һөкүмитиниму хитайни әйибләшкә чақириши керәкликини баян қилип мундақ деди:
-Биз хитайниң бу қилмишлирини әйибләймиз, әмма пәқәт бизниң әйиблишимиз йәтмәйду. Һакимийәт бешидики партийәниңму буни әйиблиши керәк. Д уқ рәиси рабийә қадир ханим түркийә һөкүмитини хитайни әйибләшкә чақирсун. Дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи сейит түмтүрк һакимийәт бешидики һөкүмәт бизгә игә чиқти дегәнти, һөкүмәт пәқәтла сайлам вақтидила әмәс, һәр даим уйғурларға игә чиқиши керәк. Мән түркийә һөкүмитиниму илһам тохти тоғрисида баянат беришкә чақиримән.