Истанбулда “түркийә, хитай мунасивәтлири: нөвәттики йеңи вәзийәттә уйғур мәсилиси” темисида йиғин өткүзүлди
2016.12.20
12-Айниң 17-күни истанбулдики шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң уюштуруши билән “түркийә, хитай мунасивәтлири: нөвәттики вәзийәттә уйғур мәсилиси” дегән темида истратегийә йиғини өткүзүлди.
Йиғинға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң идарә һәйәт рәһбәрлири, әзалири вә истанбулда яшаватқан уйғурлардин болуп 100 гә йеқин киши қатнашти.
Йиғинда түркийә һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси, шундақла түркийә истратегийилик чүшәнчә институти тәтқиқатчиси доктор әркин әкрәм сөз қилди.
Йеғин асасән, түркийә билән хитайниң илгирики вә һазирқи мунасивәтлири, һәр икки дөләтниң бир-биридин күтидиған пайда-мәнпәәтлири, түркийәдики уйғур тәшкилатлириниң қилишқа тегишлик вәзипилири вә кәлгүси истратегийәлик пилани қатарлиқ уч мәзмунға йиғинчақланди.
Йиғинда доктор әркин әкрәм түркийә, хитай мунасивәтлири тоғрисида тохталди вә һәр икки дөләтниң бир-биридин күткән пайда-мәнпәәтлирини көздә тутуп йеқинлишиватқан мунасивәтлирини оттуриға қойди. Бу икки дөләтниң бир-биригә болған еһтияҗи вә мәнпәәти өз-ара йеқинлишишқа түрткә болуватқанлиқини билдүрди.
Доктор әркин әкрәм түркийәниң хитайдин күтидиған пайда-мәнпәәти тоғрисида тохталди. Түркийә болса хитайдин ибарәт чоң дөләтниң сода базириға киришни мәқсәт қилидиғанлиқини, түркийә мәһсулатлирини хитай базирида сетишни халайдиғанлиқини билдүрди. Униңдин башқа тәрәққий қиливатқан түркийәниң иқтисадий вә пән техникиға еһтияҗлиқ икәнликини, бу һәр икки еһтияҗ хитайда мәвҗут икәнликини, хитайниң пән-техникилирини қолға кәлтүрүшни халайдиғанлиқини билдүрди.
Түркийә ғәрб билән мунасивәтлири йириклишип қалған бир вәзийәттә болғанлиқи үчүн, русийә вә хитайға охшаш дөләтләрдин дост издәватиду.
Доктор әркин әкрәм сөзидә, хитайниң түркийәдин күтидиған мәнпәәтлириниң әң бешида болса, уйғур мәсилиси бар икәнликини, хитайниң түркийәдин уйғурларниң һәрикәт-паалийәтлирини чәкләшни қолға кәлтүрүшни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрди. Хитай йәнә ғәрбкә ечилиш үчүн ясаватқан йипәк йоли пиланиниң әмәлгә ешишида уйғур дияриниң тинч болуши керәкликини шундақла хитайниң “йеңи йипәк йоли сода рамкиси” лайиһәсиниң әмәлийлишиши үчүн түркийә деңиз боғузидин өтүшкә мәҗбур болидиғанлиқини, шуниң үчүн түркийә билән бу тоғрида келишим түзүшкә еһтияҗи барлиқини билдүрди.
Доктор әркин әкрәм доклатида, түркийәдики уйғур тәшкилатлириниң уйғур вә шәрқий түркистан мәсилисини күчәйтиш үчүн бирлишиши керәклики вә яки пүтүн тәшкилатларға вәкиллик қилидиған бир тәшкилат қурулуши керәклики шундақла әнқәрәгә бир вакаләт иш беҗириш ишханиси ечиш керәклики, әнқәрә уйғур мәсилисидә муһим рол ойнайдиған шәһәр икәнлики, уйғур вә шәрқий түркистан мәсилисини түркийә мәнпәәтлиригә айландуруш үчүн истратегийилик бир йол хәритә сизиш керәклики қатарлиқларни оттуриға қойди вә уйғур тәшкилатлирини бирлишишкә чақириқ қилди.
Биз бу йиғин тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн йиғинға қатнашқан уйғур яшлардин адил абдуғопур әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики авазлиқ улиништин бу һәқтики программимизниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.