Истанбулдики уйғурлар хитай консулханиси алдида намайиш елип барди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2018.10.01
istanbulda-2018-namayish-1.jpg Истанбулдики уйғурлар хитай консулханиси алдида қилған намайишидин көрүнүш. 2018-Йили 1-өктәбир, түркийә.
RFA/Arslan

1-Өктәбир күни, йәни хитай коммунист һакимийитиниң қурулған күнини хитай коммунист һөкүмитиниң уйғурлар диярини ишғалийәт астиға алған “матәм күни” сүпитидә һесаблайдиған истанбулдики шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң уюштуруши билән истанбулдики уйғурлар хитай консулханиси алдида намайиш елип берилди. Намайишқа истанбулда яшаватқан уйғурлардин әр -аял болуп 2000 дин артуқ кишиниң қатнашқанлиқи илгири сүрүлди.

Намайиш чүшти вақти саәт 12:00 дә башланған болуп намайишчилар қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ вә һәр хил шоарлар йезилған лозунка вә тахтиларни көтүргән һалда тарабийә деңиз бойидин хитай консулханиси дәрвазиси алдиғичә йүрүш қилди.

Хитай консулханиси истанбулниң сарийәрдики тар бир кочиға җайлашқан болуп, намайишчиларниң көплүкидин улар бир-бири билән қистилишип дегүдәк маңди.

Намайишчилар бирдәк “ишғалчи қизил хитай шәрқий түркистандин чиқип кәт!”, “һәқ-һоқуқ, адаләт түркистанға һөрийәт”, “мәзлумлар бу йәрдә инсан һәқлири қәйәрдә?”, “түркийә ухлима, қериндашлириңға игә чиқ!”, “шинҗаң әмәс шәрқий түркистан”, дегәндәк шоарларни товлиди.

Бир қисим намайишчилар, хитайниң йиғиливелиш лагерлиридики уруқ-туғқанлириниң рәсимлирини көтүрүп чиққан болуп, рәсимләргә“акам қәйәрдә, йолдишим қәйәрдә? анам-дадам қәйәрдә?” дегәндәк хәтләр йезилған.
Намайишқа түркийәдики дуған хәвәр агентлиқи, ихлас хәвәр агентлиқи, түркийә радийо- телевизийә қанили, ти ви 5 қанили қатарлиқ телевизийә қаналлириниң мухбирлири кәлгән болуп, улар бу һәқтә хәвәрләр тарқатти. Намайиш җәрянида намайишчиларға вакалитән шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтулла оғузхан баянат оқуди.

Һидайәтулла оғузхан 1-өктәбирниң уйғурлар үчүн қара матәм күни икәнликини ипадиләп мундақ деди: “1949-йили 1- өктәбир күни шәрқий түркистанлиқларниң хитай дөлити тәрипидин өз вәтәнлиридә асарәткә мәһкум болуп яшашқа мәҗбурланған қара күнниң башлинишидур”.

Һидайәтулла оғузхан уйғурларниң һазирқи әһвали тоғрисида тохтилип мундақ деди: “йеқинқи икки йилдин буян рәсмий рәқәмләргә асасланғанда 1 милйон, толуқ болмиған мәлуматларға асасланғанда 3 милйон уйғур қериндашлиримиз хитайниң тәрбийәләш мәркизи намдики җаза лагериға қамалди. Қошмақ туғқанчилиқ нами астида хитай хадимлири әрлири лагерға қамалған аилиниң өйлиригә орунлаштурулуп, бу аилиләр улар билән бирликтә яшашқа мәҗбурланди. яш қизлиримиз хитайлар билән той қилишқа мәҗбурланди. Чәтәлләрдики уйғурларниң шәрқий түркистандики уруқ-туғқанлири билән алақә қилиш, телефонда көрүшүшиниң имканийити қалмиди. Телефонда алақә қилғанлар шу һаман түрмигә қамалмақта. Түрмигә вә яки җаза лагериға қамалғанларниң ақивитидин хәвәр йоқ, немә болғанлиқини биләлмәймиз”.

Һидайәтулла оғузхан сөзидә йәнә хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан қаттиқ қоллуқ бастуруш сиясәтлиригә ислам дунясиниң сүкүттә турғанлиқини тәнқид қилди вә түркийә җумһурийити вә дөләт рәиси әрдоғанни уйғурларға көңүл бөлүшкә чақирди.

Биз намайиш тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн намайишқа қатнашқан бир қисим уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.