Истанбулда “хитай җаза лагерлиридики шәрқий түркистанлиқларниң ақивити” намлиқ йиғин өткүзүлди
2018.10.29

Мәркизи истанбулдики уйғур академийәсиниң уюштуруши билән 27-өктәбир күни истанбулда “хитай җаза лагерлиридики шәрқий түркистанлиқларниң ақивити” намлиқ муһакимә йиғини өткүзүлди.
Мәзкур йиғинға әгә университетиниң профессори, уйғур академийәсиниң рәиси доктор алимҗан инайәт әпәнди риясәтчилик қилди. Йиғинда хитайниң җаза лагерида 8 ай йетип чиққан қазақистан пуқраси өмәр бәкали өзиниң лагердики қабаһәтлик кәчмишлири тоғрисида тохтилип өтти. Униң азаблиқ кәчүрмишлири йиғин әһлини сүкүткә чөмдүрди.
Андин профессор алимҗан инайәт “хитайниң җаза лагерлиридики уйғур билим адәмлири )академиклири” ниң җинайити немә?” дегән темида доклат бәрди.
Йиғинда йәнә нәвшәһәр һаҗи бәкташ вәли университетиниң дотсенти адәм өгәр “шәрқий түркистандики уйғур фолклори тәтқиқатчилириниң бүгүнки ақивити” дегән темида, истанбул университетиниң оқутқучиси али әһмәдбәгоғли “шәрқий түркистан мәсилиси вә түркийәниң қилишқа тегишлик ишлири” дегән темида, бәйкәнт университетиниң оқутқучиси мәғпирәт камал юнусоғли “җаза лагерлиридики уйғур аял зиялийлири” дегән темида, “хәвәр аҗанда” журнилиниң язғучиси доктор пәрһат қурбан тәңритағли “җаза лагеридики таҗсиз султан-абдуреһим һейт” дегән темида доклат бәрди.
Йиғинда доклат бәргүчиләрниң көпинчиси уйғур дияриниң әсли қанунлуқ игилири болған уйғур, қазақ вә башқа йәрлик түркий хәлқләрниң хитай йүргүзүватқан ирқий айримичилиқ, мәдәнийәт бузғунчилиқи, ассимилятсийә вә йоқ қилиш сияситиниң нәтиҗисидә тарихтики әң еғир хирисқа дуч келиватқанлиқи оттуриға қоюлди.
Йиғинда йәнә милйонларчә бигунаһ уйғур зиялийлири, билим игилири, әдәбият-сәнәтчиләр, тәнтәрбийә саһәсидики чолпанлар вә тиҗарәтчиләрниң тутқун қилинип хитайниң җаза лагерлири вә түрмилиридә еғир роһий вә җисманий азабларға дучар болуватқанлиқи, ички әзалириниң оғрилиниватқанлиқи, ата-анилиридин айрилип игә-чақисиз қалған нарәсидә йетим балиларниң өсмүрләр лагерлириға суланғанлиқи яки хитайниң ичкири өлкилиригә йөткәп кетилгәнлики дәлил-испатлар арқилиқ оттуриға қоюлди.
Уйғур академийәниң рәиси алимҗан инайәт хитайниң һазир уйғурлар үстидин рәсмий йоқ қилиш сиясити йүргүзүватқанлиқини оттуриға қойди. У җаза лагерлириға қамалған бигунаһ уйғур зиялийлири, язғучилири вә сәнәтчиләрниң исимлирини оқуп өтти һәмдә хитайниң бу қилмишлириға қәтий қарши туридиғанлиқини ипадилиди.
Йиғин ахирида уйғур академийәсиниң иҗраийә рәиси абдулһәмит қарахан йиғинниң хуласә доклатини оқуп өтти. Хуласә доклатида хитайниң җаза лагерлириға кимләрниң қамалғанлиқи тоғрисида тәпсилий мәлумат берилди. Униңда түркийә, сәуди әрәбистан қатарлиқ 26 дөләткә берип кәлгәнләр, чәтәлләрдә уруқ-туғқанлири болғанлар, “қанунсиз диний паалийәт” кә қатнашқанлар, гуманлиқ кишиләр, 1980- йиллири билән 1990-йиллар арисида туғулған яшлар, миллий аңға игә кишиләр, байлар вә карханичи содигәрләр, алимлар, зиялийлар һәмдә сәнәтчиләрниң тутқун нишани болғанлиқи илгири сүрүлди. Хуласә доклатида йәнә хитайниң уйғурларға қаритиватқан сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп қарайдиғанлиқи билдүрүлди. Йиғин ахирида доклат бәргүчиләргә тәқдирнамә тәқдим қилинди.
Уйғур академийәсиниң иҗраийә рәиси абдулһәмит қарахан зияритимизни қобул қилип, хитайниң җаза лагерлирида наһәқ йетиватқан уйғурларниң әһвалиға қарита түркийә һөкүмити вә хәлқиниң диққитини қозғаш мәқситидә мәзкур йиғинни түрк тилида уюштурғанлиқини билдүрди.