Хәлқаралиқ мусулман хәлқлири бирлики қурултийида уйғур мәсилиси оттуриға қоюлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2018.12.05
Hidayetullah-oguzhan-musulmanlar-yighini-sozde.jpg Хәлқаралиқ мусулман хәлқлири бирликиниң 27-нөвәтлик қурултийиға уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан тәклип билән қатнишип, уйғурларниң һазирқи әһвали тоғрисида сөз қилди. 2018-Йили 3-декабир, истанбул.
RFA/Arslan

Мәркизи түркийәниң пайтәхти әнқәрәгә җайлашқан иқтисад вә иҗтимаий тәтқиқатлар мәркизиниң уюштуруши билән хәлқаралиқ мусулман хәлқлири бирликиниң 27-нөвәтлик қурултийи 12-айниң 2-3-күнлири истанбулдики вов меһманханисиниң йиғин залида өткүзүлди. Йиғин ахирида хуласә доклати елан қилинған болуп, доклатта “шәрқий түркистан мусулманлириға қарита йүргүзүлүватқан бесим вә инсан қелипидин чиққан қәбиһ муамилиләр қобул қилинмайду”, дейилди.

Ислам дунясиниң охшимиған җайлиридин кәлгән сиясий партийә рәислири, иҗтимаий тәшкилатларниң рәһбәрлири, парламент әзалири, тәтқиқатчилар вә вәкилләрниң қатнишиши билән ечилған бу йиғинға “өзгириш вә алмишишлардики йеңи дәвр вә ислам дуняси” дәп нам берилгән болуп, йиғинда иқтисад вә иҗтимаий тәтқиқатлар мәркизиниң рәиси риҗаи кутан вә саадәт партийәсиниң рәиси мулла кәримулла әпәнди ечилиш нутқини сөзлиди.

Бу йиғинда асаслиқи ислам дунясиниң мәсилилири вә мусулманларниң бирлики тоғрисида муһакимә вә музакирә елип берилди. Шундақла, мору, пәләстин, кәшмир, роһинга, “шәрқий түркистан мәсилилири” оттуриға қоюлди.

Бу йиғинға уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан тәклип билән қатнишип уйғурларниң һазирқи әһвали тоғрисида сөз қилди.

Һидайәтулла оғузхан уйғур хәлқиниң һазир йоқ болуш хәвпигә дуч келиватқанлиқи, уйғурларниң хитайниң җаза лагерида қийин-қистаққа елиниватқанлиқини билдүрди шундақла ислам дунясини уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирди.

Һидайәтулла оғузхан сөзидә уйғурларниң һазирқи әһвали тоғрисида тохтилип мундақ деди: “бүгүнки күндә ислам дунясиниң қаниған яриси болған шәрқий түркистан тоғрисида сөз қилимән. Бүгүнки күндә көплигән дөләтләр шәрқий түркистандики мәсилиләр тоғрисида мәлуматқа игә болсиму, лекин бу мәсилә күнтәртипкә кәлмәйватиду. Хитай һәрбий, сиясий вә дипломатийә җәһәттә күчлиниш үчүн тиришиватиду. Бу йәрдә әң көп қурбанлиқ бериватқанлар шәрқий түркистанлиқлардур. 70 Йилдин буян диктаторниң ассимилятсийә қилиши астида болған шәрқий түркистанлиқлар еғир зулум астида яшаватиду. Шәрқий түркистан мусулманлири ишғал қилиништин илгири мустәқил дөлити бар иди. Тунҗи ислам җумһурийити дөлити шәрқий түркистанда қурулди. Хитай ишғалийитидин кейин бешимизға келиватқан паҗиәләрни биливатисиләр. Һазир шәрқий түркистан мусулманлири хитай җаза лагерлириға қамалди. Дунядин узақлаштурулған бир вәзийәттә қалдуқ”.

Йиғинниң иккинчи күни хуласә доклати елан қилинған болуп, хуласә доклатида, пәләстин, кәшмир, моро, роһинга қатарлиқ мусулманларниң мәсилилири оттуриға қоюлған болуп, доклатта йәнә уйғур мәсилисигиму орун берилди. Хуласә доклатини иқтисад вә иҗтимаий тәтқиқат мәркизиниң баш катипи атик ағдағ әпәнди оқуп өтти.

У хуласә доклатида уйғур мәсилиси тоғрисида тохтилип мундақ деди: “хитайдики җаза лагерлирида милйонлиған шәрқий түркистан мусулманлириға қарита йүргүзүлүватқан бесим вә инсан қелипидин чиққан қәбиһ муамилиләр қобул қилинмайду. Диний вә мәдәнийәт җәһәттики ассимилятсийә вә бесимлар диққәт билән көзитилип келиниватиду. Шәрқий түркистанлиқ мусулман хәлқиниң асасий һәқ-һоқуқлири вә әркинликлири талаш-тартиш қилидиған мәсилә болмаслиқи лазим”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.