Әнқәрәдә ечилған “сиясәт вә истратегийә курси” ахирлашти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.12.28
Siyaset-Istrategiye-Kursi-2018-02.JPG Әнқәрәдә ечилған “сиясәт вә истратегийә курси” дин бир көрүнүш. 2018-Йили 28-декабир. Әнқәрә, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң пайтәхти әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институти яш мутәхәссис уйғурларни йетиштүрүш мәқситидә “сиясәт вә истратегийә курси” ачти. 12-Айниң 23-күнидин 29-күнигичә әнқәрәдики институтниң ишханисида өткүзүлгән курсқа германийә, шиветсийә вә түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридин кәлгән 20 уйғур яш иштирак қилди. Булар 20-35 яшлардики алий мәктәп пүттүргән яки докторлуқ вә магистирлиқ оқуватқан яшлар арисидин талланған.

Бир һәптә давамлашқан курста дәрсләрниң көпини уйғур тәтқиқат институти мудири, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди өтти. Униңдин сирт канададики уйғур зиялийси руқийә турдуш ханим “милләт вә милләтчилик” темисида, әнқәрәдики һаҗи байрам университети оқутқучиси профессор доктор қонур алип әрҗиласун әпәнди “башқиларниң нәзиридә уйғурлар” темисида, журналист адилҗан әруйғур әпәнди болса “биз ким? уйғурму? шәрқий түркистанлиқму? биз өзимизни тонумдуқ? өзимизни қандақ баян қилишимиз керәк?” дегән темиларда дәрс бәрди. Булардин башқа америкидики уйғур адвокат нури түркәл әпәнди “скайп” арқилиқ “қанун вә хәлқара қанун” темисида, иқтисадшунас муһәммәтҗан буғра “иқтисад вә сода: йүксиливатқан хитайниң күчи” темисида, шиветсийәдики уйғур яш ниҗат турғун әпәнди “миллий мәпкурә вә иҗтимаий қиммәт қараш” темисида дәрс бәрди. 

“сиясәт вә истратегийә курси” ниң асасий дәрс бәргүчиси истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм болуп, у, “дөләт вә сиясәт: хәлқләрниң игилик һоқуқи, дөләтләр вә хәлқара мунасивәт: ғәрбтин кәлгән һакимийәтләр ара мунасивәтләр, тарих вә истратегийә, истратегийилик тәпәккур, хәлқара сәһнидики өзгиришләр” дегәнгә охшаш темиларда дәрс бәрди. 

Бир һәптә давамлашқан курс қандақ өтти? институт күткән мәқситигә йәттиму? бу һәқтә көз-қаришини игиләш үчүн курсни уюштурған уйғур тәтқиқат институти мудири, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ. Доктор әркин әкрәм әпәнди хитай вәзийитидә зор өзгириш болғанлиқини, бундақ бир вәзийәттә, хәлқара вәзийәтни хитай вәзийитини, уйғур вәзийитини тоғра чүшинип, пикир йүргүзәләйдиған яш паалийәтчиләрни йәткүзүш икәнликини, буниңға курсниң пайдилиқ болғанлиқини баян қилди. 

Биз “сиясәт вә истратегийә курси” ға германийәдин келип қатнишиватқан дуня уйғур қурултийиниң хизмәтчи хадими шәһризат ғәйрәт ханимға микрофонимизни узаттуқ. У, курсниң өзи үчүн пайдилиқ болғанлиқини болупму уйғур тарихи тоғрисида билмәйдиған көп нәрсиләрниң барлиқини һес қилғанлиқини, бу курста уларни өгинивалғанлиқини баян қилди. 

Биз “сиясәт вә истратегийә курси” ға түркийәниң истанбул шәһиридин келип қатнашқан әнвәр сәмәт әпәндигә микрофонимизни узаттуқ. У, курсниң өзи үчүн пайдилиқ болғанлиқини сиясий вә нәзәрийиви асасиниң өскәнликини, башқа яшларниңму қатнишишини тәвсийә қилидиғанлиқини баян қилди. 

Түркийәниң қаһраманмараш вилайитидики сүтчү имам университети оқуғучиси муһәммәт атавулла әпәнди сиясәт, истратегийә, тарих, иқтисад вә қанун қатарлиқ пәнләрниң чәмбәрчас бағланғанлиқини, курста бу дәрсләрниң һәммисини оқуғанлиқини, көп йеңи мәлуматларни игилигәнликини оттуриға қойди. 

Қиммәтлик радио аңлиғучилар “сиясәт вә истратегийә курси” әнқәрәдики уйғур институти ачқан тунҗи қетимлиқ курс болуп, бундин кейин һәр йили өткүзүлидикән. Ундақта қандақ оқуғучилар бу курсқа илтимас қилалайду? доктор әркин әкрәм әпәнди университетни пүттүргән, миллий роһқа игә, инглиз тилини билидиған 20 яштин 35 яшқичә болған һәрқандақ уйғурниң илтимас қилалайдиғанлиқини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.