Уйғурлар мәһмут қәшқәриниң мазирини пул төләп зиярәт қилишқа мәҗбур болмақта

Мухбиримиз қутлан
2014.01.17
mehmut-qeshqiri-meqberisi-1.JPG Мәхмут қәшқәри мәқбәрисиниң ич көрүнүши. 2012-Йил, опал.
RFA

Уйғур хәлқиниң бүгүнки күндә мәһмут қәшқәриниң опалдики қәбрисини пул төләп зиярәт қилишқа мәҗбур болуши уйғур ели вә муһаҗирәттики җамаәтчилик арисида ғулғула қозғимақта.

Мәлум болушичә, 2000-йиллардин кейин баш штаби бейҗиңдики җуңкун гуруһи көзини уйғурларниң мәшһур тарихий мәдәнийәт шәһири қәшқәргә тикип җиддий түрдә йәр игиләшкә башлиған. Бирқанчә йилға йәтмигән вақит ичидә аптоном район вә қәшқәр вилайәтлик һөкүмәтниң ички җәһәттә маслишиши билән, җоңкун гуруһи қәшқәр тәвәсидә 7 тармақ ширкәт қурған. Улар қәшқәрдә өй-мүлүк вә саяһәтчиликтин ибарәт пайдиси зор түрләргә мәбләғ селипла қалмастин, бәлки йәнә қәшқәрдики қәдимий тарихий излар, мәдәнийәт ядикарлиқ орунлири һәмдә миллий вә йәрлик мәнзирә районлирини ечиш һоқуқини бир-бирләп қолға киргүзүвалған.

Йеқинқи мәлуматларға қариғанда, қәшқәрдики йүсүп хас һаҗиб мәқбәриси, мәһмут қәшқәри мазири, апақ ғоҗа мазири шуниңдәк қәшқәр шәһәр ичидики уйғурларниң бир қисим қәдимий олтурақ мәһәллилири вә саяһәт нуқтилириниң пайдилиниш һоқуқи пүтүнләй дегүдәк җуңкун ширкитигә өткүзүп берилгән. Буниң билән тарихтики мәшһур шәһәр - қәшқәрниң мәдәнийәт байлиқлири бүгүнки күндә җуңкун гуруһиниң зор иқтисадий пайда үндүрүвалидиған кирим мәнбәсигә айланған.

Германийә гөттенгән университетиниң оқутқучиси, қәдимки уйғур тили мутәхәссиси доктор абләт сәмәт бу һәқтә радио зияритимизни қобул қилди. У йеқинқи йиллардин буян көп қетим бәзидә германийәлик тәтқиқатчилар билән биллә, бәзидә өзи ялғуз қәшқәрдә илмий тәкшүрүштә болғанлиқини илгири сүрди.

Униң билдүрүшичә, қәшқәрниң тарихий мәдәнийәт орунлирини игиливалған җуңкун гуруһи зор иқтисадий пайдини көзләп йәрлик уйғурларниң нормал диний вә мәдәний һаятиға чәклимә пәйда қилған. Опалдики мәһмут қәшқәри мазири әслидә уйғур елиниң җай-җайлиридин саяһәткә кәлгән зиялийлар, шәһәр аһалилири, деһқанлар һәмдә оқуғучиларниң чоқум зиярәт қилидиған җайи болған. Болупму опал әтрапидики уйғур йезилири һәмдә қәшқәрниң һәрқайси наһийәлиридин кәлгән миңлиған уйғур деһқанлири һәр йили бу йәргә йиғилип, һәзрити моллам мазирида тавабәт паалийәтлирини елип барған. Вәһаләнки, җуңкун гуруһи бүгүнки күндә һөкүмәтниң маслишиши билән мәһмут қәшқәри мазирини игиләп, әтрапиға там салған һәмдә зиярәтчиләргә кириш белити сетип зор пайда алмақтикән.

Доктор абләт сәмәтниң билдүрүшичә, һазир мәһмут қәшқәри мазириниң кириш белити 40 йүән болуп, мазарлиқниң ичигә қурулған музей үчүн йәнә айрим беләт елишқа тоғра келидикән. Йәрлик хәлқ һәтта мазарлиқниң ичидики җамәдиму намаз оқуялмайдикән. Бу йәргә зиярәт үчүн кәлгән миңлиған уйғур деһқанлири 40 йвәнгә беләт алалмиғачқа, мәһмут қәшқәриниң мазириға кириш пурситидин мәһрум болмақта икән.

Уйғур хәлқиниң бүгүнки күндә өз алими мәһмут қәшқәриниң қәбрисини зиярәт қилиш үчүн хитай ширкитигә пул төләшкә мәҗбур болуши көплигән кишиләрни аччиқ ойландурмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.