“дуня кишилик һоқуқ күни” дә канада парламентида уйғур вәзийити муһим тема болған

Мухбиримиз меһрибан
2018.12.12
kanada-awam-palatasi-xelqara-kishilik-hoquq-komiteti.jpg Канада авам палатасиниң хәлқара кишилик һоқуқ комитетида өткүзүлгән уйғурларниң вәзийити һәққидә гуваһлиқ бериш йиғинида мәзкур комитет рәиси анита ванденбелд ханим риясәтчилик қилмақта. 2018-Йили 18-өктәбир.
parlvu.parl.gc.ca

10-Декабирдики “дуня кишилик һоқуқ күни” мунасивити билән канада пайтәхти оттавадики парламент бинасида канададики “бир әркин дуня” тәшкилатиниң орунлаштуруши билән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлгән.

Йиғин һәққидики хәвәрләрдин мәлум болушичә, йиғинда канададики хитай демократлар тәшкилати, әркин тибәт тәшкилати, фалунгоң муритлириниң һәққини қоғдаш тәшкилати вә канада шәрқий түркистан җәмийити қатарлиқлар бирләшмә баянат елан қилип, хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичиликини қаттиқ тәнқидлигән.

Ахбарат елан қилиш йиғиниға қатнашқан канада шәрқий түркистан җәмийитиниң рәиси туйғун әпәнди зияритимизни қобул қилип, канада пайтәхти оттавадики парламент бинасида өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида уйғурларниң түркүм-түркүмләп җаза лагерлириға қамилишидәк реял вәзийәт хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәнқидләштики муһим нуқтиларниң биригә айланған. У баянида һәрқайси тәшкилат вәкиллириниң хитайда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәнқид қилғанда бирдәк хитайниң җаза лагерлириға қамалған 2 милйондин артуқ уйғур, қазақ қатарлиқ түркий хәлқләр қамалған җаза лагерлири мәсилисини нәқил алғанлиқини билдүрди.

Ахбарат елан қилиш йиғини һәққидики нәқ мәйдан көрүнүшидин мәлум болушичә, йиғинда канада шәрқий түркистан җәмийити идарә һәйәт әзалиридин етибар артис әпәнди баянат берип, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистан земинида у йәрдики уйғур, қазақ қатарлиқ хәлқләргә қарита елип барған зулуминиң аллиқачан инсан һәқлири дәпсәндичиликидин ешип кәткәнликини билдүргән. У канада һөкүмитини 2 милйондин артуқ уйғур, қазақ қатарлиқ хәлқләрниң вәһшийләрчә җаза лагерлириға қамилиш вәзийитигә җиддий диққәт қилишқа чақирған.

Йиғинидин кейин етибар әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, йиғинда уйғурлар һәққидә оттуриға қоюлған конкрет тәләпләрни баян қилди.

Етибар әпәндиниң баянидин мәлум болушичә, йиғинда канада шәрқий түркистан җәмийити канада һөкүмитигә қойған тәләпләрни төвәндикидәк төт нуқтиға мәркәзләштүрүш мумкин икән:

1. Канада һөкүмити хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини оттуриға қойғанда хитай даирилири тәрипидин аталмиш “тәрбийәләш мәркәзлири” дәп аталған натсистлар услубидики җаза лагерлириға қамалған 2 милйондин артуқ уйғур, қазақ қатарлиқ түркий хәлқләр мәсилисини муһим нуқта қилиш.

2. Канада һөкүмитиниң хитай һөкүмитидин җаза лагерлириға қамиған 2 милйондин артуқ уйғур, қазақ қатарлиқ бигунаһ хәлқләрни дәрһал қоюп беришни тәләп қилиш.

3. Шәрқий түркистандики җаза лагерлириға четишлиқ болған хитай әмәлдарлириға қарита “магнетиский қануни” бойичә җазалашни йолға қоюш.

4. Канада һөкүмитидин хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинип һазирғичә қоюп берилмигән канада пуқраси һүсәйин җелилни канадаға қайтуруп келип аилиси билән җәм болушини тәләп қилиш.

Канада шәрқий түркистан җәмийитиниң рәиси туйғун әпәнди мәзкур ахбарат елан қилиш йиғинидин илгири “бир әркин дуня” тәшкилатиниң орунлаштуруши билән өткүзүлгән хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидики бирнәччә күнлүк тәйярлиқ йиғинидиму уйғур мәсилисиниң нуқтилиқ музакирә темиси болғанлиқини билдүрди.

Униң билдүрүшичә, канададики “бир әркин дуня” тәшкилатиниң презеденти вә қурғучиси мәҗит әлшапиниң тәклипи билән канада шәрқий түркистан җәмийитиниң төт нәпәр идарә һәйити 6-декабир күни мәзкур тәшкилатниң торунтода турушлуқ ишханисида чақирилған тәйярлиқ йиғинға қатнашқан. Йиғинға канададики хитай демократлар тәшкилати, әркин тибәт тәшкилати, фалунгоң муритлириниң һәққини қоғдаш тәшкилати қатарлиқ тәшкилатларниң вәкиллириму қатнашқан. Йиғинда 10-декабир “дуня кишилик һоқуқ күни” мунасивити билән канада парламент бинасида өткүзүлидиған ахбарат елан қилиш йиғинида оттуриға қоюлидиған хитайниң инсан һәқлири дәпсәндичики мәсилисидә канада һөкүмитидин тәләп қилинидиған мәсилиләр музакирә қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.