Тәслим болған гумандар турғун әмәтниң чарва мәйдан секретариниң оғли икәнлики илгири сүрүлмәктә
2015.12.21

Хитай йеқинқи хәвәрлиридә тәслим болған көмүркан һуҗумчилиридин турғун әмәтниң аилиси тәрипидин сақчиға тапшурулғанлиқини ашкарилиғандин кейин мухбиримиз гумандар турғун әмәтниң кимлики һәққидә ениқлаш елип барди.
Йәрлик даириләр вәқә гумандарлириниң кимлики һәққидә мәлумат беришни изчил һалда рәт қилған болсиму, әмма аһалиләрдин бири турғун әмәтниң канчи йезисиға қарашлиқ чокатал чарва мәйдан партийә ячейка секретариниң оғли икәнлики вә мәзкур секретарниң вәқә йүз бәргәндин кейин вәзиписидин елип ташлиниш билән бирликтә тутқун қилинип тәкшүрүлүватқанлиқини ашкарилиди. Мәлум болушичә бу секретар, оғлиниң вәқәгә қатнашқинидин башқа йәнә, гумандарларниң һуҗум тәйярлиқ паалийәтлиригә күз юмуш биләнму әйибләнмәктә икән.
Хитай ахбарати бай көмүркан һуҗумчилиридин 28 нәпириниң өлтүрүлгәнлики вә бир нәпириниң тәслим болғанлиқини ашкарилиғандин кейин, радийомизға мәлум болмиған қалған 11 нәпәр гумандарниң кимлики һәққидә ениқлаш елип бардуқ. Бай наһийилик җ х идарисиниң муавин башлиқи турғун турди бу һәқтики соаллиримизға җаваб беришкә җүрәт қилалмиди.
Өзини ашкарилашни халимиған бир йеза кадири тәслим болған гумандар турғун әмәтниң канчи йеза чокатал чарва мәйдан секретариниң оғли икәнликини, униң оғлиниң гумандарлар арисида икәнлики айдиңлашқандин кейин, вәзиписидин елип ташланғанлиқини вә тутуп турулуп тәкшүрүлүватқанлиқини баян қилди. Бу мәлуматниң тоғрилиқини биз илгири зиярәт қилған мәзкур чарва мәйданниң муавин башлиқи әлнияз турдиниң сөзлириму дәлиллимәктә.
Мәзкур секретарниң исми билән гумандарниң фамилисиниң охшашлиқи иккисиниң ата-балилиқ учуриниң тоғрилиқини дәлиллимәктә. Хитай хәвәрлиридә гумандар турғун әмәтниң қейинатси вә аяли тәрипидин сақчиларға тапшурулғанлиқи баян қилинған. Гумандар турғун әмәтниң дадиси тәрипидин әмәс, қейнатиси тәрипидин сақчиға тапшурулғанлиқиму, секретар әмәт сидиқниң нөвәттә тутуп турулуватқанлиқ учурини дәлиллимәктә. Мәйдан башлиқиниң юқириқи баянлиридин йәнә, гумандарларниң ғоллуқ йетәкчиси муса тохтиниязниң сиңлисиниң мәйданда аяллар мудирлиқ вәзиписи өтигәнлики мәлум, әмма униң нөвәттики әһвали йәни тутулған яки тутулмиғанлиқи мәлум әмәс. Өзини ашкарилашни халимиған байиқи йеза кадириниң билдүрүшичә, вәқәдә өлгән сақчи башлиқи мәмәт тохтинияз, өзиниң миллий кимликини асасән унутқан, хизмәт көрситип мәнсипини өстүрүштин башқа ой -хияли болмиған шәхсийәтчи бир шәхс болуп, униң өлүм хәвири йәрлик аһалиләр арисида еғиздин-еғизға тарқилип йүрмәктә.