Явропа иттипақида “җаза лагерлири” тоғрисида қарар мақулланмақчи

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.10.03
dolqun-eysa-yawropa-parlamenti-sozde.jpg Явропа парламентида өткүзүлгән хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә гуваһлиқ бериш йиғинида, д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди уйғурлар мәсилисини оттуриға қоймақта. 2017-Йили 22-март.
RFA/Ekrem

Явропа парламенти уйғур дияридики җаза лагерлири тоғрисида қарар лайиһәсини мақуллаш алдида турмақта.

Бүгүн фирансийәниң страсбург шәһиридики явропа парламенти мәркизигә йетип барған дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәндиниң зияритимизни қобул қилип билдүрүшичә, 4-өктәбир күни явропа парламенти уйғур дияридики җаза лагерлири тоғрисида қарар лайиһәси мақуллимақчи икән. Мәзкур қарар лайиһәси ғәрб дунясида тунҗи қетим уйғур дияридики җаза лагерлири тоғрисида қобул қилинған рәсмий қарар лайиһәси болуп қалидикән.

Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, җаза лагерлирини тақаш тоғрисида явропа парламентида мәзкур қарар лайиһәсиниң дуняға келиши һәм мақуллиниши үчүн д у қ узун муддәт зор тиришчанлиқ көрсәткән икән. Хитай һөкүмитиму мас қәдәмдә таки бүгүнки күнгичә буниңға қарши барлиқ васитиләрни қоллинип, тосқунлуқ қилишни изчил давамлаштуруп кәлгән.

Долқун әйса әпәнди зияритимиз әснасида бу қарар лайиһәсиниң мәзмуни һәққидә тохтилип, мәзкур қарар лайиһәсиниң шәрқий түркистандики хитай зулумиға аит конкрет вә әмәлий темиларни өз ичигә алғанлиқини әскәртти.

Мәлум болғинидәк, уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси америкида көп қетим тилға елинғандин сирт, б д т да бу йил 6-айда чақирилған кишилик һоқуқ кеңишиниң 38-нөвәтлик йиғинида һәмдә 8-айниң 13-күни өткүзүлгән б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетиниң 96-нөвәтлик йиғинлирида, шундақла 9-айниң 18-күни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 39-нөвәтлик йиғининиң 4-бөлүмидә һәмдә 1-өктәбир б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 39-нөвәтлик омумий йиғининиң давамида б д т хадимлири, ғәрб демократик дөләтлири яки явропа иттипақи намидин 4 қетим оттуриға қоюлған болсиму, техи һечбир дөләт яки хәлқаралиқ бирликләр тәрипидин бу һәқтә рәсмий қанун лайиһиси мақулланмиған иди.

Явропа иттипақиниң бу қарари уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисигә нисбәтән ғәрб дунясида барлиққа кәлгән зор иҗабий қәдәм болуп, бу нурғунлиған дөләтләрниң диққитини тартидикән вә хитайға нисбәтән еғир сиясий бесим пәйда қилидикән. Хитайниң җаза лагерлирини йошуруш яки инкар қилиштәк сахтикарлиқиға очуқ һәм әҗәллик хатимә берилидикән.

Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, явропа парламентиниң қарарлири явропа иттипақиға әза 28 дөләтниң толуқ қошулуши билән қобул қилинидикән. 18-Сентәбир австрийә б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 39-нөвәтлик йиғинида җаза лагерлири мәсилисини явропа иттипақиға вакалитән оттуриға қоюштин илгири явропа парламенти кишилик һоқуқ комитети бу иттипаққа әза болған 28 дөләтниң бирму бир мақуллиғини алған. Навада 1 дөләт рәт қилған болса, явропа иттипақиниң б д т да уйғур диярдики лагерлар мәсилисини оттуриға қоюши мумкин әмәскән.

Д у қ ниң явропа парламентидики хадими райин әпәндиниң билдүрүшичә, бу қетим хитайниң тосқунлуқи билән явропа парламенти хадимлириниң уйғур дияридики җаза лагерлири тоғрисидики мәзкур қарар лайиһәсини оттуриға қоюш пикри бәзи дөләтләрниң тосалғусиға учриған. У бу һәқтә мундақ дәйду: “12-сентәбир явропа иттипақиниң муавин рәиси вә ташқи ишлар министирлиқиниң рәиси страсбургда чақирилған омумий йиғинида хитайниң шәрқий түркистандики җаза лагерлирини ашкара әйиблигән иди. Бу қетим явропа парламенти җаза лагерлири тоғрисидики қарар лайиһәсини мақуллимақчи болуп, әза дөләтләрниң пикирини алғанда дәсләптә һәммиси дегүдәк қошулди. Әмма хитайниң паракәндичилики билән арилиқта бәзи дөләтләр туюқсиз арисалди болуп қалди. Җиддий ички муҗадилиләр нәтиҗисидә ақивәт хитайниң тәсири сүпүрүп ташлинип, әтә страсбургда өткүзүлидиған омумий йиғинда бу лайиһәни рәсмий оттуриға қоюшта пикир бирлики һасил қилинди.”

Явропа парламентиниң бу қарар лайиһәсидә йәнә хитай-явропа мунасивәтлиригә аит темиларғиму орун берилгән һәмдә явропа дөләтлириниң уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүши тәшәббус қилинған.

Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәндиниң 3-өктәбир страсбург шәһиригә йетип келиши мәзкур қарар лайиһәси билән мунасивәтлик болуп, у 4-өктәбирдики омумий йиғинда бу лайиһә қарардин өткәндин кейин, явропа иттипақиниң бәзи муһим рәһбәрлири вә парламент әзалири билән җаза лагерлири тоғрисида йәнә сөһбәтләр өткүзүп, уларни лагерларға мунасивәтлик әң йеңи мәлуматлар билән тәминләйдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.