Хитайниң уйғур районида чәтәл зиярәтчилирини күтүвелиш үчүн йәнә сахта сәһнә һазирлаватқанлиқи ашкариланди
2019.02.01
“хәлқара ислам һәмкарлиқ тәшкилати” ниң баш катипи доктор йүсүп осман 20-январ күни язған бир твиттер учурида өзлириниң пат йеқинда уйғур райониға бир тәкшүрүш гурупписи әвәтидиғанлиқини билдүргән иди. Түнүгүн қәшқәрдики бир оттура мәктәп оқуғучиси там атлаш арқилиқ радийомизға хәт йезип, өзлириниң тәтил мәзгилидә мәктәпкә йиғивелинғанлиқи вә мәктәптә чәтәлдин келидиған бир тәкшүрүш өмикини күтүвелиш үчүн сахта сәһнә һазирлиниватқанлиқини паш қилди. Мухбиримизниң қәшқәр вә хотәнгә қарита елип барған телефон зиярити давамида мәзкур әһвалниң растлиқи дәлилләнди.
Мәзкур оқуғучиниң мәктубида дейилишичә, қәшқәрдики мәлум бир оттура мәктәпниң оқуғучилири 15-январ күни мәктәптин қоюветилип, 18-январ күни қайтидин йиғивелинған. 28-январ күни чәтәллик зиярәтчиләрниң келип қелиш еһтималлиқи барлиқи уқтурулуп, уларниң шуниңға қарита һәр күни чоң тазилиқ қилиши керәклики уқтурулған. Андин һәр бир синиптин 5-10 гә қәдәр дәрстә яхши оқуғучилар таллап чиқилип, уларға юқиридин кәлгән башлиқ чәтәллик мухбирларниң соаллириға қандақ җаваб бериш һәққидә көрсәтмә бәргән. 28-январ күни таллап тәрбийиләнгән бу оқуғучилар мәктәпниң 1-вә 2-қәвитидики синипларға орунлаштурулған. Қалғанлири 3-вә 4-қәвәткә орунлаштурулуп, төвәнгә чүшмәсликкә буйрулған. юқири қәвәттики оқуғучилар билән мәктәпниң ашпәз вә дәрвазивәнлиригә зиярәтчиләр соал сориса уларниң һечнемә демәслики уқтурулған. Әгәрдә буниңға хилаплиқ қилса аилә әзалири билән биллә йиғивелиш лагериға әвәтилидиғанлиқи һәққидә агаһландурулған. Шу күни мәктәптики пүтүн оқуғучи вә ишчи-хизмәтчиләрниң янфонлири йиғивелинған. Мәктупта дейилишичә, шу күни мәктәпкә һечқандақ тәкшүрүш өмики кәлмигән. Мәктәп рәһбәрлири тәкшүрүшниң кечиккәнликини уқтурған. 31-Чесла қайтидин тәтилгә қоюветилгәнликини билдүргән бу оқуғучи охшаш тәйярлиқниң кәнт вә идарә-җәмийәтләрдиму елип берилғанлиқини синиптики савақдашлиридин уққанлиқини әскәрткән.
Хотәндики аһалиләрдин бириниң дейишичә, буниңдин бир һәптә бурун өзлиригә юқиридин тәкшүрүш өмики келидиғанлиқи һәққидә уқтуруш қилинған. Уқтуруш дүшәнбә күнидики байрақ чиқириш йиғинида уқтурулған. Уқтурушта аһалиләрниң тәкшүрүш гурупписидикиләр билән учрашқанда партийә вә һөкүмәткә болған миннәтдарлиқини билдүрүши тәләп қилинған. Радийомизға кәлгән мәктупта әгәрдә мәктәптә тәкшүрүш гурупписи келип оқуғучилардин “тәрбийиләш мәркизи” гә даир соал сорап қалса, уларниң “тәрбийиләш мәркәзлиригә кишиләр өз ихтияри билән бериватиду, у йәрдә тил вә һүнәр өгиниватиду” дәп җаваб бериши лазимлиқи тапиланған. Телефонимизға җаваб бәргән аһалиму өзлиригә “тәрбийиләш мәркәзлири” һәққидә соал сорилип қалса, улар “диний әсәбийлик” ниң хәлққә көп зиян салғанлиқини, шуңа бу мәктәпләрниң ечилғанлиқини, буниң хәлққә пайдилиқ болуватқанлиқини баян қилиши өгитилгәнликини илгири сүрди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, “хәлқара ислам һәмкарлиқ тәшкилати” ниң баш катипи йүсүп осман әпәнди 20-январ күнидики твиттер учурида өзлириниң уйғур мәсилиси һәққидики хәвәрләрни йеқиндин көзәткәнлики вә бу һәқтә хитай тәрәп билән сөзләшкәнлики, хитай тәрәпниң мәзкур тәшкилатниң бир тәкшүрүш өмики әвәтишигә мақал болғанлиқи баян қилинған. Радийомизға мәктуп язған оқуғучи мәктубида 24-январдин етибарән хотәнниң бәзи йол доқмушлиридики вә хотән чоң базардики бәзи тәкшүрүш понкитлириниң йөткиветилгәнлики билдүрүлгән. Қәшқәрдики мәлум бир идарә органниң қоғдаш хадимиму өзлиригә 10 күн аввал юқиридин бир тәкшүрүш өмики келиду дәп уқтуруш қилинғанлиқини ашкарилиди.
Хитай даирилири лагерлар һәққидә хәлқара җамаәт пикриниң бесимиға учриғандин кейин, йеқинқи бир ай ичидә икки нөвәт чәтәл тәкшүрүш өмикиниң уйғур диярини тәкшүрүшигә йол қойған. Әмма бу өмәкләр асасән хитайниң хәлқара сәһнидики иттипақдаш дөләтлиридин тәшкилләнгәнлики үчүн тәкшүрүш нәтиҗиси хәлқара җамаәтни қайил қилалмиған. Шу чағдиму чәтәл мухбирлири уйғур дияриға бериштин аввал сахта сәһнә һазирлиғанлиқи радийомиз тәрипидин хәвәр қилинған иди.