Норвегийә уйғур комитети “намсиз мәһбуслар” архипини топлашни җиддий давамлаштурмақта

Мухбиримиз меһрибан
2018.10.10
Namsiz-Mehpuslar.jpg Уйғур дияридики җаза лагерлириға қамалғанларниң архипини топлаш паалийити үчүн қурулған фәйсбок торбети.
Social Media

Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәр әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, дуня уйғур қурултийиниң орунлаштуруши билән уйғур дияридики “җаза лагерлири” ға қамалғанларни тизимлаш хизмитидә бу йил әтияздин 10-айниң 9-күнигичә лагерларға қамалғанлар һәққидә 1200 гә йеқин кишиниң әһвали тоғрисида учур тапшуруп алғанлиқини билдүрди.

Бәхтияр өмәр әпәнди мәзкур хизмәткә немә үчүн “намсиз мәһбуслар архипини топлаш” дегән нам қоюлушниң сәвәби һәққидә тохтилип, хитай һөкүмити тәрипидин һәр хил баһаниләрдә гунаһсиз һалда лагерларға қамалған уйғурларниң кимлики тоғрисида испатлиқ доклат тәйярлап, дуня җамаәтчиликини уйғурлар учраватқан зулумдин хәвәрдар қилиш икәнликини билдүрди.

Бәхтияр өмәр әпәнди йәнә муһаҗирәттики уйғурларниң лагерларға қамалған туғқанлири һәққидә бәргән биваситә гуваһлиқи билән тәйярлиниватқан доклатларниң муһимлиқини билдүрди.

У баянида “намсиз мәһбуслар” намида түрмидики, җаза лагерлиридики вә яки йоқап кәткән кишиләрниң архипиниң шу лагерларда азаб чекиватқан кишиләрниң һаят -маматиға мунасивәтлик наһайити муһим учурлар икәнликини тәкитләп, бу хил архиплаштурулған материялларниң хәлқарада уйғур дәвасини испатлиқ һөҗҗәт шәклидә аңлитишта қануний әһмийити барлиқини, шуңа муһаҗирәттики уйғурларниң бу хизмәткә йеқиндин аваз қошушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиму зияритимизни қобул қилип, норвегийә уйғур комитети хадимлириниң бу йил әтияздин башлап, җаза лагерлириға қамалған мәһбусларни тизимлап архиплаштуруш хизмитини наһайити яхши ишләп келиватқанлиқини билдүрди.

Пәрһат муһәммиди әпәндиниң билдүрүшичә, норвегийә уйғур комитети тәрипидин үзлүксиз йеңилинип толуқлинип бериливатқан “лагерлардики уйғур мәһбуслар тизимлики” бу йил явропа иттипақи, бирләшкән дөләтләр тәшкилати қатарлиқ хәлқаралиқ тәшкилатлар тәрипидин ечилған хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ вәзийити вә уйғурлар мәсилиси һәққидики йиғинларда оттуриға қоюлған доклатларға киргүзүлгән.

Пәрһат әпәндиниң билдүрүшичә, дуня уйғур қурултийи йәнә бу йил 11-айниң 6 күни шветсарийәниң җәнвә шәһиридә ечилидиған б д т ниң йәнә бир нөвәтлик хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ вәзийитини қарап чиқиш йиғинидиму уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси тоғрисида йәнә бир қетим доклат сунушни қарар қилған болуп, мәзкур йиғинда норвегийә уйғур комитети тәрипидин тәйярлиниватқан лагерлардики уйғур мәһбуслар тизимликиниң йеңидин толуқланған нусхиси сунулидикән вә йиғин мәзгилидә уйғурларниң йәнә бир қетимлиқ зор көләмлик наразилиқ намайиши орунлаштурулидикән.

Норвегийә уйғур комитети рәиси бәхтияр әпәндиниң билдүрүшичә, нөвәттә улар 6-ноябирғичә лагерларға қамалған уйғурлар санини тизимлаш хизмитини җиддий ишләватқан болсиму, әмма 10 миң кишиниң архиплаштурулған доклат шәклидики тизимликини турғузушта йәнила һәр хил қийинчилиқларға учримақта.

Бәхтияр әпәндиниң билдүрүшичә, муһаҗирәттики уйғурларниң җаза лагерлириға қамалған уруқ-туғқанлири һәққидә испат беришта иккилиниш һәтта җүрәт қилалмаслиқ, өзиниң шәхсий учурлириниң ашкарилинип кетишидин әнсирәш қатарлиқ психик тосалғулар йәнила күчлүк болмақта.

Норвегийә уйғур комитетидин мәзкур хизмәткә мәсул болған рәна яшар ханимниң билдүрүшичә, улар 5-өктәбир җүмә күнигә қәдәр 1100 дин артуқ учур топлиған. Әмма лагерларға қамалғанлар һәққидики учурларниң бәзилиридә лагерға қамалғанларниң салаһийити ениқ вә конкрет болмаслиқ, йәнә бәзилиридә йәткүзүлгән учурларда лагерға қамалған кишиниң юрти, кимлики, салаһийити қатарлиқлар ениқ конкрет болмаслиқ қатарлиқ әһвалларму еғир болғини үчүн бир қисим учурларни йәнә дәлилләшкә тоғра келидикән.

Әмма у 3-айдин башлап норвегийә уйғур комитети хадимлири җиддий ишләватқан “намсиз мәһбуслар” архипини топлашта йеқинқи вақитлардин буян йеңи илгириләшләр болғанлиқини билдүрди.

Дуня уйғур қурултийи 2018-йили йил бешида, хитай һөкүмитиниң уйғур диярида қурған “җаза лагер” лиридики уйғурлар һәққидә испат бериш чақириқини елан қилған вә һәрқайси дөләтләрдики уйғурларни өзи турушлуқ дөләтләрдики уйғур тәшкилатлириға уйғур дияридики уруқ-туғқанлиридин “җаза лагери” ға қамалғанлар һәққидә испат беришни тәләп қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.