Уйғур сиясий затлири: шәрқий түркистанда “мәдәнийәт зор инқилаби” давамлашмақта
2016.01.28

Хитай хәлқ җумһурийитиниң қурғучиси мав зедуң 1966-йили башлатқан “мәдәнийәт зор инқилаби” 1976-йили ахирлашқан иди. 10 Йил давамлашқан “мәдәнийәт зор инқилаби” да қанчә он милйонлиған хитай хәлқи зиянкәшликкә учрапла қалмай, һесабсиз уйғурларниңму униң дәрдини тартқанлиқи илгири сүрүлиду.
Аталмиш “мәдәнийәт зор инқилаби” башланғанлиқиниң 50 йиллиқи, ахирлашқанлиқиниң 40 йиллиқи мунасивити билән уйғур сиясий затлири пикир баян қилип, “мәдәнийәт зор инқилаби” ниң уйғур илида пәйда қилған апәт характерлик зийини вә уйғурларниң қәлбидә қалдурған җараһити унтулғини йоқлуқини билдүрүшти вә “мәдәнийәт зор инқилаби” ниң уйғур елидә һелиһәм давамлишиватқанлиқини илгири сүрүшти.
Юқиридики улиништин, германийәдә яшаватқан уйғур сиясий әрбаблиридин әркин алиптекин, әнвәрҗан вә долқун әйса әпәндиләр билән бу һәқтә елип барған сөһбитимизниң мәзмунлирини аңлайсиләр.