Токйода мәдәнийәт зор инқилаби тоғрисида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди
2016.10.18

16-Өктәбир токйодики қәдимки университетлардин бири болған мейҗи университетида өткүзүлгән “мәдәнийәт зор инқилаби дегән немә” намлиқ илмий муһакимә йиғинида хитайда йүз бәргән мәдәнийәт зор инқилабида уйғурларниң қандақ зиянкәшликкә учриғанлиқи тоғрисида бәзи соаллар оттуриға қоюлған.
Токйодики мейҗи университетида чақирилған “хитайдики мәдәнийәт зор инқилаби дегән немә” намлиқ илмий муһакимә йиғинини, мәзкур мәктәпниң хитай тәтқиқат мәркизиниң мәсули,профессор тәтқиқатчи сузуки тәшкиллигән болуп, зияритимизни қобул қилған профессор сузуки йиғинниң ечилиш мәқсити һәққидә тохтилип:“хитайда йүз бәргән мәдәнийәт зор инқилабиниң омумий әһвалини вә маһийитини японийә хәлқигә тәпсилий аңлитиш үчүн бу қетимқи йиғинни тәшкиллидуқ” деди.
Профессор сузукиниң билдүрүшичә, йиғин пүтүн бир күн давам қилған болуп, йиғинда мәдәнийәт зор инқилабиға даир тәтқиқат мақалилирини оқуған профессор, мутәхәссисләрниң йеңи учурлири йиғин әһлиниң диққитини тартқан, америкидин кәлгән хитай мутәхәссисләрниң хитай архип-һөҗҗәтлиридин нәқил елип көрсәткән дәлил-испатлири йиғин иштиракчилириниң күчлүк диққитини қозғиған.
Униң ейтишичә, бу қетимқи илмий муһакимә йиғиниға америка нюскул университетиниң пәхри тәтқиқатчиси, сабиқ хитай иҗтимаий пәнләр академийиси пәлсәпә тәтқиқат орниниң тәтқиқатчиси шү явйү, йокоһама шәһәр университетиниң профессори 21-әсир хитай тәтқиқати мәркизиниң мәсули сусуму ябуки, калифорнийә штат университетиниң лос анҗилис шөбисиниң профессори суң хуңйи, японийә сәншу университети профессори масааки, тсучия қатарлиқ мутәхәссисләр иштирак қилған вә бу һәқтә издәнгән йеңи тәтқиқат мақалилирини оқуған.
Йиғинға иштирак қилған японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашимниң билдүрүшичә, америкидин кәлгән хитай мутәхәссис шү явйү мәдәнийәт инқилабиниң елип берилиш сәвәблири үстидә тохталған.
Америкилиқ хитай мутәхәссис суң хуңйиниң мәдәнийәт зор инқилаби дәвридики гуаңши җуаңзу аптоном райониниң вәзийити һәққидә тохталған.
Турмуһәммәт һашимниң илгири сүрүшичә, илмий муһакимә йиғинида хитайдики мәдәнийәт зор инқилабида уйғур, тибәт районлирида қандақ вәқәләрниң йүз бәргәнлики тоғрисида америкидин кәлгән хитай мутәхәссислиридин бәзи соаллар соралған.
Йиғин арилиқидики дәм елишта зияритимизни қобул қилған америкилиқ хитай мутәхәссис шү явйү әпәнди мундақ деди: “хитай компартийәсиниң архип-һөҗҗәтлиридики бизгә учриған гуаңши аптоном райониға аит һөҗҗәтләргә асасән, бу қетимқи доклатни тәйярлидуқ. Һазирчә уйғур аптоном райониға аит һөҗҗәтләр учримиди. Әлвәттә мәдәнийәт зор инқилабида уйғур, тибәтләрму қаттиқ зиянкәшликкә учриған. Шуңа биз кейинки тәтқиқатлиримизда бу һәқтә издинип көримиз.”
Игилишимизчә, бу йил киргәндин буян японийәдики көплигән алий мәктәпләрниң хитай тәтқиқати мәркәзлири 1966-йили хитайда йүз бәргән мәдәнийәт зор инқилабиниң 50 йиллиқи мунасивити билән нурғунлиған тәтқиқат мақалилирини елан қилиш билән биргә, чәтәлләрдә яшаватқан бир қисим хитай мутәхәссислирини алаһидә тәклип қилип мәдәнийәт зор инқилабиға аит хитай архип-һөҗҗәтлиридики бир қисим мәлуматларни ашкарилимақта.
Японийәдики бир қисим көзәткүчиләрниң қаришичә, японийәдә мәдәнийәт зор инқилабиға даир тәтқиқатларниң көпләп елип берилиши, һазирқи вақитниң өзидә японийә сиясийонлириниң нәзиридә хитай компартийәсини башқурушта мав зедуңчә иш тутуватиду дәп қариливатқан ши җинпиңниң кәлгүси сиясий йөлинишини тәтқиқ қилишта көп пайдилиқ дәп һесаблинидикән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.