Хитайдики “милләтләр иттипақлиқи” тәшвиқатиниң қурбани-уйғур уссули
2016.04.19

Һәрқайси ахбарат васитилириниң хәвәрлиригә қариғанда, хитай даирилириниң уйғурлар диярида бу йил апрелдин башлап “милләтләр иттипақлиқи тәрәққият йили” намида түрлүк сиясий тәшвиқат паалийәтләрни қанат яйдуруватқанлиқи мәлум болмақта. Әнә шу паалийәтләрниң бир муһим мәзмуни уйғур әнәниви уссулиниң орниға дәсситиливатқан “кичик алма уссули” ниң һәрқайси җайларда техиму кеңийиши болуп һесаблиниду.
Уссул мутәхәссислириниң қаришичә, уйғурларниң нахша вә уссул әнәниси уларниң узақ тарихтики мәдәнийәт мусаписиниң вә у бесип өткән җәрянниң реаллиқтики әң җанлиқ инкаси икән. Мушу сәвәбтин дунядики һәммила милләттә уссул вә нахша әнәниси болған әмәс. Бу һал таки заманимизға қәдәр уйғур уссулидики бир йеганә алаһидилик сүпитидә мәвҗут болуп кәлмәктә икән. Шу сәвәбтинму уйғурлар дияри йиллардин буян хитайда һәммигә тонушлуқ шәкилдә “нахша-уссул макани” дәп тәриплинип кәлмәктә. Шуниң билән биргә хитай һөкүмити өзлириниң уйғур мәдәнийитини, җүмлидин уйғурларниң әнәниви уссул мәдәнийитини қайси дәриҗидә қоғдап кәлгәнликини б д т ниң маарип вә пән-мәдәнийәт комитетиға “уйғур мәшрипи” ни “инсанийәтниң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири тизимлики” гә киргүзүш илтимаси сунғанлиқи арқилиқ ипадиләп кәлмәктә. Һалбуки, уйғурлар районида болса кәң уйғур аммиси мәһәллиму-мәһәллә өзлириниң миллий уссулини әмәс, бәлки хитай музикиси асас қилинған механик шәкилдики “кичик алма уссули” ойнашқа сәпәрвәр қилинмақта. Бу болса өз нөвитидә даириләрниң “милләтләр иттипақлиқи” паалийитидә бир муһим тәшвиқат өлчими болуп орун тутмақта. Австралийәдики седний университетиниң лектори дейвид брофей бу нуқтиға алаһидә диққәт қилған мутәхәссисләрниң бири.
Униң қаришичә, хитай даирилири йеқинқи бирнәччә йилда изчил һалда “кичик алма уссули” намида зор көләмлик уссул мусабиқилири өткүзүп келиватқан болуп, буниңға мәҗбурий шәкилдә қатнаштурулған дөләт хизмәтчилири вә оқуғучилардин башқа алаһидә көзгә ташлинидиғини диний затлар болған уйғур имамларниң сәһниләрдә уссулға селиниши икән. Учтурпан наһийисидә тәшкилләнгән бу паалийәтни һазир һәрқайси йәрлик һөкүмәтләрниң арқа-арқидин тәқлид қиливатқанлиқи мәлум болмақта. Дейвидниң қаришичә, уйғур әнәниви уссулидики дин билән мәдәнийәтниң бирлишип кетиш һадисиси хитайларни һәммидин бәк биарам қилған һәмдә мушу сәвәбтин “кичик алма уссули” ни уйғур әнәниви уссулиниң орниға дәссәтмәкчи болған.
Бу һәқтә пикир баян қилған уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси доктор қаһар барат хитай һакимийити өзлири пәйда қилған сиясий кризисни йошуруш үчүн бу һадисиләрни оттуриға чиқириватқанлиқини илгири сүрди.
Дейвидниң қаришичә, 2014-йили тарқитилған “кичик алма ” нахшиси әслидә хитайда кишиләрниң ғайәт зор дәриҗидә алқишиға еришкән аммибаб музика иҗадийити. Әмма уйғурлар районида мәзкур нахша “вәтәнпәрвәрлик” текисти асасида қайтидин тәрҗимә қилинип, хитай дөлитиниң сиясий мәқсити үчүн хизмәт қилдурулмақта. Хитай һөкүмитиниң немә үчүн уйғурлар районида аммиви уссул паалийитини әвҗ алдурушқа күчәп кетишидики сәвәбләр һәққидә дейвид буниң уйғурлар җәмийитидә муһим тема болуп қеливатқан диний етиқад һадисиси билән мунасивәтлик икәнликини көрситиду. Хитай даирилири “диний әсәбийликкә қарши туруш” намида тәшвиқ қиливатқан паалийәтләрдә уйғурларниң диний етиқад җәһәттики “әсәбийлики” ниң бир ипадиси сүпитидә бир қисим уйғур аммисиниң нахша вә уссулдин өзини тартишини мисал кәлтүриду.
Қаһар барат әпәнди бу һәқтә пикир баян қилип, компартийиниң динни чүшәнмәслики сәвәблик мушундақ бир әхмиқанә қарарни алғанлиқини тилға алди. Һазир хитай һакимийити кишиләрни уссул ойнашқа илһамландуруш арқилиқ уларниң “диний әсәбийлик” идийисини йоқатмақчи болған. Әмма бу уссул уйғурларниң әнәниви уссулини әмәс, бәлки “кичик алма” музикиси асасидики хитайчә уссулни асас қилған. Техиму күлкилик болғини диний затларниң мушундақ бимәнә уссул ойнашқа зорлиниши икән. Қаһар барат әпәнди бу хилдики диний затларни уссулға селиштәк қилмишларниң милләтләр иттипақлиқиға пайдилиқ болуш әмәс, әксичә тәтүрисигә хәлқниң һакимийәткә болған нәпритини техиму ашуридиғанлиқини тәкитлиди.
Һазир уйғур тордашлар арисида кәң тарқалған бир қисим хитайларниң уйғурчә нахша ейтип уйғурчә уссулларни ойнаватқанлиқи һәққидики қисқа филимларниң милләтләр иттипақлиқидики үлгилик ишлар сүпитидә давраң қилиниватқанлиқи һәққидә сориғинимизда, дейвид буниң һәйран қалидиған иш әмәсликини, буниңдики муһим мәсилә униңға қандақ муамилә қилиш икәнликини тәкитлиди.
Алақидар учурлардин мәлум болушичә, һазир “кичик алма уссули” уйғурлар дияриниң һәрқайси йеза-қишлақлириға шиддәт билән кеңийиватқан болуп, бу йилқи “милләтләр иттипақлиқи йили” тәшвиқатида униң салмиқиниң ешип баридиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.