Шенҗенда уйғур яймичилар билән хитай базар башқурғучилар арисида тоқунуш келип чиқти

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.12.12
tyenanmen-uyghur-qarshiliq-5.jpg Тйәнәнмен қовуқиниң ришаткисиға соқулған аптомобилниң көйүватқан көрүнүши. 2013-Йили 28-өктәбир, бейҗиң.
EyePress

28-Өктәбир тйәнәнменгә аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәндин кейин, хитай даирилириниң хитай өлкилиридә яшаватқан уйғурларға қарита башқуруши техиму күчәймәктә вә йолсизлашмақта. Бу әһвал шу җайлардики уйғурлар билән хитай һөкүмәт хадимлири арисида һәрхил сүркилиш вә тоқунушларни кәлтүрүп чиқармақта. Тйәнәнмен һуҗуми йүз берип бир һәптидин кейин әнхуйда, 3 һәптидин кейин гуаңҗуда уйғур яймичилар билән хитай базар башқурғучилар арисида тоқунуш йүз бәргән. Охшаш вәқә түнүгүн шенҗенда йүз бәргән.

Радиомиз хитайчә бөлүминиң ашкарилишичә, вәқә шенҗен шәһириниң шили базири пиңшән райониниң 1-йоли үстидә йүз бәргән. Вәқә базар башқурғучиларниң у йәрдә кавапдан қоюп тиҗарәт қиливатқан бир уйғурни қоғлиши билән келип чиққан. Шәһәрдики аһалиләрдин бириниң баян қилишичә, базар башқурғучиниң қопаллиқиға нарази болған бу уйғур тиҗарәтчи базар башқурғучиға пичақ көтүрүп етилған. Хадимлар топлишип бу тиҗарәтчини урған вә яриландурған. Шу арилиқта бу уйғур тиҗарәтчиниң әтрапида тирикчилик қиливатқан башқа достлири дәрһал топланған.

Топланған уйғурлар яриланған қериндишиға ян бесип хадимлар билән такаллашқан вә хадимларниң орунни бикарлаш буйруқини рәт қилған. Икки тәрәп арисидики гәп талишиш, тартишиш-иттиириш вә етилиш, һуҗум қилишиш бир мәһәл давам қилип қатнаш тосулуп қалған. Миңларчә киши қатнаш қистаңчилиқиға учриған. Аһалиләр вәқәниң йүз бәргәнлики һәққидә мухбирға ениқ вә пакитлиқ мәлуматларни бәргән болсиму, вәқәдә еғир яриланған тәрәп вә сан һәққидә мәлумат берәлмигән. Вәқәниң характери, келип чиқиш сәвәби вә ипадилиниш шәклидин қариғанда, типик бир миллийликкә игә. Шуңа дуня уйғур қурултийи баянатчиси бу һәқтә радиомизда пикир баян қилип, хитайни агаһландурди.

Баянатчи дилшат ришит 10 нәччә кишиниң өлүмигә сәвәб болған шавгуән вәқәси тоғра бир тәрәп қилинмиғачқа, бирқанчә йүз вә бәлким бирқанчә миң кишиниң өлүмигә сәвәб болған 5-июл вәқәси келип чиққанлиқини әслитип өтти.

Мухбир: түнүгүн шенҗенда уйғур тиҗарәтчиләр билән хитай базар башқурғучилар арисида тоқунуш бопту, бу вәқәдин қурултайниң хәвири болдиму, болған болса инкаси немә?
Баянатчи: хәвиримиз бар, бу тунҗи қетим йүз бериватқан ишму әмәс. Вәқәниң келип чиқиш сәвәби вә җәрянидин қариғанда, типик миллий вә сиясий бир вәқә. Хитай һөкүмити уйғурларниң тирикчиликтин ибарәт бу әқәллий һоқуқиға һөрмәт қилиши вә уларни һаятидин үмидисизләнгән һалда қаршилиқ көрситишкә мәҗбурлимаслиқи керәк.

Дилшат ришит йәнә сөзидә, хитай даирилири хитай өлкилиридики уйғурларға муамилә қиливатқанда, уйғур районида аталмиш ечиш вә гүлләндүрүшкә қатнишиватқан милйонларчә хитай көчмәнлириниң қилмишлирини нәзәрдин сақит қилмаслиққа чақирди. Униң қаришичә, әгәр хитай даирилиридә әқәллий бир әхлақ принсипи болған болса, йәр асти-йәр үсти байлиқлири булаң-талаң қилиниватқан уйғур хәлқиниң бирқанчә йүз яки бирқанчә миң әзасиниң хитай өлкилиридә кавапчилиқ билән күн кәчүрүшигә кәңчил муамилә қилған, уларни юқири тәләпләрни қоюш арқилиқ, тирикчиликтин чәклимигән болатти.

Мухбир: хитай тәрәп бәлким бәлгиләнгән йәрдә тиҗарәт қилиши керәк, бәлгиләнмигән йәрдә тиҗарәт қилишқа дуняниң һечқандақ йеридә йол қоюлмайду дейиши мумкин, бу нуқтида силәрниң пикриңлар немә?
Баянатчи: әгәр кочида яймичилиқ қилиш қанунсизлиқ дәп қаралса, қанунсизлиқниң әң чоңи шәрқи түркистанда йүз бериватиду. Уйғурларниң йәр асти--үсти байлиқлири уйғурларниң ирадисигә қилчә пәрва қилинмастинла булаң-талаң қилиниватиду. Хитайниң аптоном қануни бойичә болғандиму йәрлик хәлқниң бу земинниң байлиқлиридин пайдилиниш һәққи бар. Демәк у йәрдә йүз бериватқан чоң қанунсизлиқлар сәвәбидин бүгүн уйғурлар хитай өлкилиридә яймичилиқ қилиштәк җапалиқ бир һаятқа мәҗбурлинип қалған. Хитай уйғурларни қанунсизлиқ билән әйибләшниң алдида өзлириниң уйғурларға йүргүзүватқан қанунсизлиқлирини тохтитиши керәк.

Дилшат ришит хитай өлкилиридә яймичилиқ қиливатқан уйғурларниң хитайниң уйғур районидики адаләтсиз сияситиниң, җүмлидин көчмән еқининиң қурбанлири икәнликини әскәртти. Дилшат ришитниң қаришичә, хитай көчмәнлири сәвәбидин ишидин, йеридин, уруқ-туғқан, мәһәллә җамаитидин айрилип қалған бу уйғурларниң учриған тәңсизликләргә исян көтүрмәй, хитай өлкилиридә җан беқип туруши, әслидә хитайниң өз мәнпәәтидин қариғандиму қәдирлинишкә, риғбәтләндүрүлүшкә тегишлик бир әһвал; әмма хитай һөкүмити уйғурларни пүтүнләй чарисиз дәп қариғачқа, йолсизлиқниң үстигә йолсизлиқ қилмақта. Дилшат ришит уйғур тиҗарәтчиләрниң базар башқурғучиларға пичақ билән қаршилиқ көрситиши үстидә тохтилип, “ бир милләт қанун арқилиқ мәнпәәтини қоғдиялмиған әһвалда өзидә бар имкани, бар күчи билән қоғдайду ” деди. Дилшат ришитниң қаришичә, әгәр уйғур аптоном районида һәқиқий аптоном болған болса, бу уйғурларға игә чиққан, бу мәсилиләрдә уларниң мәнпәәти үчүн сөз қилған болатти. Дилшат ришит бу түр мәсилиләрдә хитай мәркизи һөкүмити билән уйғур аптоном районини әйибләш билән бирликтә, хәлқара җамаәтни хитайниң уйғурларни һәр җәһәттин боғуш, йоқитиш сияситигә диққәт қилишқа вә мунасип тәдбирләрни қоллинип, районда кәң-көләмлик тоқунушларниң, трагидийәлик ақивәтләрниң йүз беришиниң алдини елишқа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.