Уйғур диярида кадир вә диний затлар “муқимлиқни қоғдаш” ирадисини ипадиләшкә мәҗбурланмақта

Мухбиримиз меһрибан
2017.04.07
muqimliq-saqlash-irade-wede.jpg “бөлгүнчилик” кә қарши туруп, “муқимлиқни қоғдаш” ирадисини билдүрүватқан йеза әзалириниң бири.
CCTV

Хитай таратқулирида уйғур дияридики “муқимлиқ” ни қоғдашта уйғурларни асас қилған кадирлар һәтта авам хәлқниң “үч хил бөлгүнчи күчләр” гә қарши мәйданини ипадилигәнлик хәвәрлири көпәйди. Радийомиз игилигән әһваллардинму бу хил һәрикәт түсини алған “ирадә билдүрүш һәрикити” ниң уйғурларни бизар қиливатқанлиқи мәлум болди. Ройтерс қатарлиқ хәлқара таратқуларда бу әһвал уйғурларниң “мәҗбурий ипадә билдүрүши” дәп тәрипләнди. Уйғур паалийәтчилири вә хитай вәзийити анализчилири бу әһвални “хитайниң мәдәнийәт зор инқилаби” дәвридики “өзини тәнқидләш, төвә қилиш” һәрикити дәп тәсвирлимәктә.

Хитайниң “шинҗаң гезити” қатарлиқ таратқулирида елан қилинған, “аптоном районлуқ җәнубий шинҗаң хизмити ишханиси обулқасим мәттурсун билән пикир алмаштуруш сөһбәт йиғини ачти”, “уйғур қериндашларға хитаб вилайәт, област, шәһәрләрдики рәһбирий кадирлар арисида қизғин инкас қозғиди”, “ирадимизни дадил ипадиләп, җәмийәтниң муқимлиқи вә узун муддәт әминликини қоғдайли” сәрләвһилик мақалиләрдә, уйғур аптоном райониниң җәнуб-шималидики һәммә вилайәт, наһийиләрдә “партийиниң сөзини аңлаш”, “партийиниң меһри-шәпқитидин миннәтдар болуш”, “партийә башлиған йолда меңиш” ирадисини билдүрүш паалийәтлири дағдуғилиқ елип бериливатқанлиқи хәвәр қилинди.

“уйғур қериндашларға хитаб вилайәт, област, шәһәрләрдики рәһбирий кадирлар арисида қизғин инкас қозғиди” сәрләвһилик мақалидә, или қазақ аптоном областлиқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң мудири абдусалам садиқ, қәшқәр вилайәтлик парткомниң муавини, мәмурий мәһкиминиң валийси пәрһат рози, қумул шәһәрлик хәлқ қурултийи даимий комитети партгурупписиниң секретари, мудир әсәт закир, байинғолин моңғул аптоном областлиқ сиясий кеңәш партгурупписиниң секретари, муавин рәис әркин қасим, бортала моңғул аптоном областлиқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң муавин мудири ақат оразәли қатарлиқ уйғур дияридики юқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлириниң “байриқимиз рошән һалда ‛үч хил күч‚ кә қарши күрәш қилимиз” дегән сөзлири нәқил елинип, йәрлик һөкүмәтләрдики уйғур кадирлириниң өзлириниң илгирики хизмитидики “нуқсан” ларни тонуп йетип, бундин кейинки хизмитидә нәтиҗә көрситидиғанлиқи һәққидики ирадиси баян қилинған.

Бу хилдики тәшвиқат хәвәрлири йәнә, уйғур дияридики радийо-телевизорларниңму йеқинқи күнләрдики программилиридики асасий темиларниң биригә айланған.

Ундақта, уйғурлар һәқиқәтәнму өз ирадиси вә мәйли билән “муқимлиқни қоғдаш” ирадисини ипадиләватамду?

Биз бу хилдики тәшвиқат хәвәрлири вә өткән һәптә хитай таратқулирида елан қилинған “әсәбийликни чәкләш низами” ниң 1-апрелдин башлап рәсмий йолға қоюлушиға қарита, йәрликтики уйғурларниң қандақ инкас билдүридиғанлиқини игиләшкә тириштуқ.

Зияритимизни қобул қилған уйғурлар интайин еһтиятчанлиқ билән “уйғур райониниң муқим вә әминлики, бу земинда яшаватқан һәр милләт хәлқиниң хатирҗәмлики үчүн өзлириниң нөвәттә йолға қоюлуватқан муқимлиқ тәдбирлирини тоғра чүшинидиғанлиқини, өзлириниң бу идийисини вә идарә-органлардики йиғинларда ағзакий вә язма ирадинамиләр арқилиқ ипадилигәнликини” баян қилди.

Өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилған бир нәпәр һөкүмәт кадири, нөвәттә уйғур диярида “һәммә кишиниң өз ирадисини билдүрүши шәрт болғини үчүн, өзиниңму өткән һәптә идаридә ечилған йиғинда ‛ирадиси мустәһкәм һалда, муқимлиқни қоғдаш‚ қа ағзаки вәдә берип, йиғиндин кейин өзиниң тәсират мақалисини идарә рәһбәрликигә тапшурғанлиқи” ни билдүрди. Бу кадир йәнә, һазир һәммә җайда һөкүмәт кадирлири вә хәлққә тонулған “диний затлар” ниң радийо-телевизорларда ирадисини билдүрүватқанлиқи, өзиниң мәйли “әмәл дәриҗиси” яки “җәмийәттики абруйи” қатарлиқларда бундақ “шәрәп” кә мунасип болмиғанлиқи үчүн, тәқдир-қисмитигә шүкри қилип яшаватқанлиқи”ни билдүрди.

Радийомиз игилигән әһваллардин йәнә, нөвәттә уйғур диярида зор бир түркүмдики уйғурларда өз юртлирида давамлишиватқан сиясий һәрикәт түсини алған паалийәтләр вә йүргүзүливатқан муқимлиқ тәдбирлиригә қарита инкас билдүрмәслик, җим турувелиш кәйпиятиниң күчлүклүки мәлум болди.

Уйғур дияридин зияритимизни қобул қилған бирәйлән, һазир һәр җүмә күнидики намаздиму имамниң “милләтләр иттипақлиқи” вә “муқимлиқни қоғдаш”ни тәкитләшни унтумайдиғанлиқини, мәсчиткә җүмә намизиға кәлгән җамаәтниң имамниң сөзини җимҗит аңлайдиған, бу һәқтики қарашлирини башқилар билән пайлашмайдиған вәзийәт шәкилләнгәнликини билдүрди.

Керийәлик йеза башлиқи обулқасим мәттурсунниң “уйғур қериндашларға хитаб” намлиқ мураҗиәтнамисидин кейин, уйғур райони таратқулирида арқа-арқидин елан қилиниватқан бу хил сиясий мураҗиәтнамиләр хәлқара таратқуларниңму диққитини қозғиди.

Ройтирис агентлиқиниң 5-апрелдики хәвиридә, қәшқәр шәһәрлик һөкүмәт әмәлдарлиридин мәмтимин бәкриниң мураҗиәтнамиси һәққидә мәхсус бир хәвәр берип, мәмтимин бәкриниң мураҗиәтнамисидики “мән, биз уйғур кадирларниң террорлуққа қарши йетәрлик дәриҗидә хизмәт қилмиғанлиқимизни тонуп йәттим” дегән баянлири вә йәнә “бизниң хизмәт әхлақимиз йүзәйсәл, муқимлиқ тәдбирлиримиз чин көңүлдин әмәс, хизмәтлиримиз мәркизи һөкүмәтниң күткинидин бәкла йирақ” дегән баянлири нәқил елинип, уйғур районидики рәһбири кадирлар арисида уйғурлар игилигән нисбәтниң интайин аз болған шараитта, бу хил ипадә билдүрүш һәрикәтлириниң давамлишиши, уйғурларға өзлириниң сиясий җәһәттин һәр вақит бесим ичидә яшаватқанлиқини һес қилдуридиған вәзийәтни шәкилләндүргәнлики тәкитләнгән.

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири вә вәзийәт анализчилириниң қаришичә, нөвәттики уйғур диярида хилму-хил қаттиқ тәдбирләр елинип, һәммә адәм муқимлиқни қоғдаш ипадисини билдүридиған аммиви һәрикәт вәзийити шәкилләнгән болсиму, әмма радикал қануний бәлгилимиләр йолға қоюлуп, сақчи-әскәрләрни көпәйтиш, һәйвә көрситиш, сиясий һәрикәт түсини алған аммиви паалийәтләрни күчәйтиш йоли арқилиқ, уйғур диярида хитай һөкүмити арзу қилған муқим-әмин вәзийәт бәрпа қилиш мумкин әмәс.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, нөвәттә уйғур диярида давамлишиватқан сиясий һәрикәт түсини алған “муқимлиқни қоғдаш һәққидә ипадә билдүрүш зорлап елип бериливатқан һәрикәт болғини үчүн, хәлқтә хитай һөкүмитиниң бу хил сияситигә қарита көрүнүштә қоллаш, аваз қошуш хаһиши ипадиләнсиму, әмма әмәлийәттә бу хил радикал сиясәтләрниң уйғурлардики наразилиқни барғанчә күчәйтип, сәври-тақити түгигән уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлиригә сәвәб болидиғанлиқини билдүрди.

Вәзийәт анализчилиридин уйғур кишилик һоқуқ программисиниң тәтқиқатчиси һенрй шаҗиски вә америка фростбург университетиниң профессори доктор ма хәййүн әпәндиләр, уйғур диярида кадирлар вә диний затлар “муқимлиқни қоғдаш” ирадисини билдүрүшиниң һөкүмәтниң орунлаштуруши билән елип бериливатқан һәрикәт икәнликини тәкитлиди.

Доктор ма хәййүн әпәнди хитай һөкүмитиниң, нөвәттә уйғур диярида давамлаштуруватқан уйғур кадирлирини өзиниң муқимлиқ хизмитидики нуқсанларни түзүтүп, аталмиш ‛үч хил бөлгүнчи күчләргә қарши ирадисини ипадиләш‚ һәркитиниң яман ақивитини агаһландуруп, хитай һөкүмити уйғур диярида бу хил мәҗбурлаш, тәһдит вә қорал күчи арқилиқ муқимлиқни сақлиғили болмайдиғанлиқидәк һәқиқәтни тонуп йетиши керәкликини, бу хил радикал сиясәтниң йеқин күлгүсидә техиму еғир ақивәтләрни елип келиши мумкинликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.