Берлинда чақирилған хәлқара уйғур мусапирлар йиғинида қарар мақулланди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.04.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
dolqun-eysa-musapir-uyghur.jpg Д у қ иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәнди “хәлқара уйғур мусапирлар мәсилиси” йиғинида сөз қилмақта. 2016-Йили 26-апрел, берлин.
RFA/Erkin Tarim

25-, 26-апрел күнлири германийәниң пайтәхти берлинда чақирилған “хәлқара уйғур мусапирлар мәсилиси” йиғинида паалийәт пилани түзүлүп мақулланди.

Биз бу қарар һәққидә дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети мудири, бу йиғинни уюштурғучи долқун әйса әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Долқун әйса әпәнди бу йиғинда уйғур мусапирлар мәсилиси һәққидә әтраплиқ мулаһизә елип берилғанлиқини баян қилип мундақ деди: “бу қетимқи йиғинға узун йиллардин бери мусапирлар мәсилиси билән шуғуллиниватқан мутәхәссисләр, аммиви тәшкилат мәсуллири вә академик хадимлар қатнашти. Улар пәқәтла мусапирлар дучар болуватқан мәсилиләрнила әмәс. Уйғурларниң юртлиридин айрилишиниң сәвәблири, уйғурлар немә үчүн өз юртлирини ташлап қечишқа мәҗбур болуватиду? көчүп чиққандин кейин немә қийинчилиқларға дучар болуватиду? келәчәктә қандақ болуши мумкин, хитайниң уйғурларға елип бериватқан сиясәтлири, буниңға хәлқараниң тутқан позитсийәлири қатарлиқ мәсилиләр тоғрисида әтраплиқ музакирә елип берип, бу һәқтә бундин кейин немиләрни қилишимиз керәк дегән мәсилиләр һәққидә хизмәт пилани түзүп чиқип мақуллидуқ. Бу қарарни пүтүн дунядики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириға тарқитип бәрдуқ.”

Долқун әйса әпәнди йиғинда қобул қилинған мусапирлар һәққидики мәзкур қарар тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “уйғур мусапирлар мәсилисини һәл қилишниң түп усули, шәрқий түркистандики уйғурларниң инсан һәқ-һоқуқлириниң капаләткә игә қилиниши. Қарарда уйғурларниң инсан һәқ вә һоқуқлири капаләткә игә қилинғанда, мусапирлар мәсилисини һәл қилғили болидиғанлиқи тәкитләнди. Йәнә бири чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, уйғурларни қоллаватқан тәшкилат вә гуруппиларниң қилишқа тегишлик ишлири бекитилип чиқилди. Мәсилән, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мусапирларни қайтуруп бәрмәслик қануни бар. Әмма у иҗра қилинмайватиду. Буниң иҗра қилиниши үчүн тиришчанлиқ көрситишимиз керәк. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин уйғур мусапирлар тоғрисида йеңи қарарлар мақуллитиш үчүн тиришчанлиқ көрситиш керәклики қарар қилинди. Йәнә бири, уйғурларниң панаһлиқ тилишигә асанлиқ яритип бериш үчүн мусапирлар қолланмиси түзүп чиқиш. Уйғурлар қандақ киши ‛мусапир‚ дәп һесаблиниду, буларни яхши билмәйду. Шуңа бу қолланмида бу һәқтә әтраплиқ мәлумат берилиду.

Йәнә бири, хәлқара аммиви тәшкилатлар билән болған һәмкарлиқни күчәйтиш. Мәтбуатлар билән болған алақини күчәйтиш. Мәсилән, уйғурлар немә үчүн өз вәтинини ташлап чәтәлләргә қечишқа мәҗбур болуватиду? бу һәқтә хәвәр вә мақалиләрни елан қилдуруш. Демократик дөләтләрниң һөкүмәт вә парламентлириға уйғур мусапирлар һәққидә қарарларни мақуллатқузуш. Шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң хизмәтчилирини чақирип мусапирлар мәсилиси тоғрисида курсларни чақириш.”

Долқун әйса әпәнди бу йиғинни чақириштики муһим сәвәбләрдин бириниң тайланд вә малайшия арқилиқ түркийәгә кәлгән уйғур мусапирлар мәсилини музакирә қилиш икәнликини, шуңа бу қарарға бу мәсилә тоғрисидиму муһим маддилар киргүзүлгәнликини баян қилди.

У мундақ деди: “бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тайландтики ишханиси билән алақә орнитип һазирғичә тайландта туруватқан уйғурларниң башқа бир дөләткә кетишини әмәлгә ашуруш үчүн издиниш.

Шәрқий җәнубий асия дөләтлири арқилиқ түркийәгә кәлгән мусапирларниң қанунлуқ туруш вә нопус ишлирини, ишләш рухситини, балилирини мәктәпкә тизимға алдуруш вә һәқсиз давалиниш ишлирини һәл қилишқа ярдәм қилиш. Буларни һәл қилиш үчүн түркийә һөкүмити вә түркийәдики аммиви тәшкилатлар билән болған мунасивәтни күчәйтиш. Дуняниң һәрқайси дөләтлиридә паалийәт елип бериватқан аммиви тәшкилат өзи турушлуқ дөләтләрдики түрк әлчиханилириға бу мәсилиләрни дәп һәл қилдуруш үчүн тиришиш. Сүрийә башқа дөләтләргә кетиватқан уйғур яшларға идийиви хизмәт ишләп тосуш қатарлиқ қарарлар елинди.”

25-, 62-апрел күнлири германийәниң пайтәхти берлинда чақирилған “хәлқара уйғур мусапирлар мәсилиси” йиғинида мақулланған бу паалийәт пилани пүтүн тәшкилатларға тарқитип берилгән болуп, һазирдин башлап буни әмәлийләштүрүш үчүн паалийәт елип берилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.