Уйғур кадир йезидики нуқтилиқ аилиләрниң интайин мүшкүл әһвалда икәнликини билдүрди
2017.01.09

Хитай һөкүмити буниңдин икки йил аввал уйғур елидики аптоном район дәриҗилик органлардин хизмәт гуруппилирини тәшкилләп, кадир вә кәспий хадимларни қәрәллик төвәнгә чүшүрүшкә башлиған.
Даириләр бу һәрикәткә 200 миң кадирниң сәпәрвәр қилинидиғанлиқини җакарлиған иди. Хитай һөкүмити бу һәрикәт йәрлик хәлқниң турмуш сапасини юқири көтүрүп,, йәрликтики сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилиш, хәлқниң муқимлиқ тонушини өстүрүшкә ярдәм беридиғанлиқини илгири сүрүп кәлгән.
Һалбуки, бу һәрикәткә 2 йил болуп қалди. Бу икки йилда қандақ мәсилиләрни һәл қилди? төвәнгә чүшкән кадирлар буниңға қандақ қарайду? улар қандақ мәсилиләрни байқиди? биз бу соалларға җаваб издәп бир уйғур кадирни зиярәт қилдуқ.
Ғиясидин әпәнди уйғур елиниң шималидики мәлум бир органниң кадири. У буниңдин икки йил аввал төвәнгә чүшүп, хотәндики мәлум бир йезида бир йил турған. Униң көрситишичә, хотән йезиларда аилә әзаси яки уруқ-туғқини сиясий, диний ишларға четилип қалған аилиләрниң һаяти интайин мүшкүл әһвалда икән. Ғиясидин, хитай һөкүмитиниң бундақ аилиләргә “четип җазалаш” усули қоллиниватқанлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин программиниң тәпсилатини аңлиғайсиз.