“әл-җәзирә” дики муназирә уйғур давасини хәлқараға йәнә бир қетим җанлиқ тонутти

Мухбиримиз әзиз
2018.09.17
nuri-turkel-telewiziyede-munazire.jpg Дунядики даңлиқ ахбарат васитилиридин болған “әл-җәзирә” телевизийәсидә уйғур сиясий паалийәтчи нури түркәл(солда) хитай һөкүмитиниң мутәхәссиси билән муназирә қилмақта.
aljazeera.com

Уйғурлар дияридики вәзийәтниң йеқинқи тәрәққияти һазир һәрқайси дуняви ахбарат васитилириниң күчлүк диққитини қозғап келиватқан болуп, бу һал өз нөвитидә дуня җамаәтчиликигә уйғур җәмийитиниң һазирқи әһвали һәққидә техиму көп учурларни тәқдим етип кәлмәктә. Заманимиздики ахбарат саһәсиниң дуняви миқяста җамаәтниң чүшинишини вә қоллишини қолға кәлтүрүштә һәл қилғуч рол ойнаштәк характери сәвәбидин буниңдики риқабәт вә талаш-тартишниңму кәскин болуши оттуриға чиқмақта. 14-Сентәбир күни оттура шәрқ шуниңдәк америка вә явропада милйонлап киши көридиған “әл-җәзирә” телевизийәсидә өткүзүлгән мәһди һәсән риясәтчиликидики телевизийә сөһбитини буниң бир мисали дейишкә болиду.

Бу қетимқи сөһбәткә америкидики уйғур адвокат, сиясий паалийәтчи нури түркәл вә бейҗиңдики “хитай вә йәршарилишиш мәркизи” ниң муавин мудири, әйни вақитта хитай рәһбири дең шявпиңға хас тәрҗиман болған вектор гав тәклип қилинған иди.

Бу қетимқи сөһбәттә нуқтилиқ қилип милйонлап уйғур қамалған лагерлар мәсилиси мәркизий темилардин болди. Риясәтчи мәһди һәсән алди билән уйғурлар һәққидә қисқичә чүшәнчә берип өткәндин кейин хитай һөкүмитиниң уйғурларни сиясий, иқтисад вә мәдәнийәт җәһәттә қандақ йәкләватқанлиқи, әмма хитай һөкүмитиниң бу мәсилә һәққидә сөз болғанда өзлириниң “террорлуқ вә әсәбийликкә қарши күрәш қиливатқанлиқи” ни баһанә қиливатқанлиқини баян қилди. Андин бүгүнки сөһбәткә тәклип қилинған вектор гавдин йүз миңлап уйғур һечқандақ сот яки тәптишниң һөкүми болмиған әһвалда қамаққа мәһкум қилинған лагерлар мәсилиси һәққидә хитай һөкүмитиниң қандақ қарашта икәнликини сориди.

Вектор гав буниңға җаваб берип, риясәтчи ейтқан әһвалларниң пүтүнләй асассиз гәп-сөзләр икәнликини, уйғурларниң хитайдики бәхтияр турмуш кәчүрүватқан милләтләрниң бири икәнлики, уйғурлар һәққидики бундақ “ялған мәлуматлар” ниң кишиләрни хата чүшәнчиләргә башлайдиғанлиқини ейтти. У йәнә бир қисим “террорчи” уйғурларниң хитайдин айрилип мустәқил болушни истәватқанлиқи, бу “террорчи” күчләрниң чәтәлләрдики җиһади күчләр билән бирлишип афғанистан, сүрийә қатарлиқ җайларда америка вә башқа ғәрб дөләтлиригә қарши җәң қиливатқанлиқини ейтип, хитай һөкүмитиниң һазир мушу хил “террорчи” күчләрни бастуруватқанлиқини билдүрди.

Риясәтчи нури түркәлгә сөз берип, униңдин бу мәсилә һәққидә қандақ қарайдиғанлиқини сориди. Нури буниңға қарита өз қарашлирини баян қилишниң орниға униңға қайтуруп соал қоюп “әгәр әһвал расттинла ашундақ болса, улар немә үчүн мустәқил тәкшүргүчиләр яки ахбарат васитилириниң ашу җайларға беришини мәни қилиду? йеқинда ‛базфед‚ гезитиниң уйғурлар һәққидә мақалә язған мухбирини хитайдин қоғлап чиқарди. Ундақта, улар зади немини йошуруватиду?” деди.

Буниңға улапла риясәтчи һазир сүний һәмраһтин тартилған сүрәтләрниң лагерларни ашкара көрситиватқанлиқини тәкитләп: “көзимиз көрүватқан нәрсиләргиму ишәнмәмдуқ?” дәп сориғанда вектор гав йәнила бу учурларниң ялған икәнликини ейтип, “шинҗаңдики алтә-йәттә милйон уйғурдин бир милйонни лагерға соливалди, дегән қандақ гәп? бу пүтүнләй тетиқсизлиқ, бу пүтүнләй ялған. Бу кишиләрни хата қарашқа апиридиған гәп-сөзләр” дәп җаваб бәрди.

Риясәтчи шуниңдин кейин сөз елип, нуридин һазир хитай һөкүмитигә тәһдит пәйда қиливатқан террорлуқ күчлириниң әһвали һәққидә қандақ қарайдиғанлиқини сориди. Нури буниңға җаваб берип: “һәрқандақ дөләтниң өз бихәтәрликини қоғдаш һәққи бар. Бу гәп мушу йәрдә түгиди. Әмма муқимлиқ вә дөләтниң бихәтәрликини баһанә қилип милйонлиған адәмни лагерларға соливелиш задила чәк басмайдиған гәп. Әмди уларниң кимләрни лагерларға солувалғанлиқиға қарайдиған болсақ һәйранлиқтин яқимизни тутмай туралмаймиз: қамақтики бу инсанларниң көпи диний өлималар, сахавәтчиләр, содигәрләр, илмий хадимлардур. Мәсилән алсақ фолклор алими раһилә вә иқтисадшунас илһам тохти әнә шундақ кишиләр,” деди.

Шуниңдин кейин риясәтчи мәһди һәсән вектор гавға қайтидин соал қоюп: “бихәтәрлик баһанисидә уйғурларниң балилириға муһәммәд дегәндәк исимларни қоюшни чәкләш, уларни мәсчиттин чәкләш, һөкүмәт хизмәтчилирини роза тутуштин чәкләш, әрләрниң сақал қоюшини чәкләш дегәндәк чәклимиләрни иҗра қилиш” ни қандақ чүшиниш лазимлиқини сориди. Әмма вектор гав буни қәтий инкар қилип: “бу пүтүнләй ялған гәп. Уйғурлар диний әркинликтин толуқ бәһримән болуватиду. Һазир шинҗаңдики мәсчитләр бәкму ават,” деди.

Нури түркәл буниңға қаттиқ рәддийә берип, хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғурларни бастуруш үчүн иҗра қиливатқан тәдбирлирини бир-бирләп көрсәтти һәмдә хитайниң һазир хәлқаралиқ қанунларға хилаплиқ қилиштин сирт өз қанунлириғиму хилаплиқ қиливатқанлиқини ейтип сөзини түгәтти.

Әмма вектор йәнила җаһиллиқ билән өз баянлирида чиң туруп, “үч хил күчләр” ниң тәһдити мәвҗут болуватқан әһвалда хитай һөкүмитиниң бир қатар “бихәтәрлик” тәдбирлирини еливатқанлиқи һәққидики кона муқамни тәкрарлиди.

Шуниңдин кейин риясәтчи нури түркәлгә бурулуп, нөвәттә уйғур давасиниң “инсан һәқлири” яки “шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи” дин қайсисини нишан қиливатқанлиқи һәққидә соал сориди. Шуниңдәк әгәр мустәқиллиқ нишан қилинса хитай һөкүмитиниң буниңға йол қоймайдиғанлиқини тәкитлиди.

Нури түркәл буниңға җаваб берип нөвәттә уйғур тәшкилатлириниң уйғурларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи үчүн тинч шәкилдә күрәш қиливатқанлиқини, уйғурларниң һәрқачан баравәрликкә тәшна болуп кәлгәнликини, шундақ бир күнләр келип, уйғурлар өз тәқдирини өзлири таллашқа несип болғанда уйғурларниң хитайдин айрилип чиққан мустәқил дөләт болушни халиши вә таллиши тамамән мумкинликини, нөвәттә хитай һөкүмитиниң вәһшиянә сиясәтлири маһийәттә уйғурларда мустәмликигә қаршилиқ көрситиш роһини тавлаватқанлиқини билдүрди.

Риясәтчи шуниңдин кейин вектор гавға йүзлинип: “демәк, хитайниң өзи уйғурларни ‛әсәбий‚ ликкә мәҗбурлаватқанлиқи” ни тәкитлиди. Әмма вектор гав йәнила “үч хил күчләр” ниң мәвҗутлуқи һәққидики кона муқамни көтүрүп чиқти.

Мәзкур сөһбәт программиси һәптә ахирида торларда тарқалғандин кейин уйғур җамаити ичидә хели чоң ғулғула болғанлиқи мәлум. Биз бу мунасивәт билән нури түркәлни зиярәт қилғинимизда у алди билән “әл җәзирә” гә охшаш дуняви нопузға игә бир ахбарат васитисидә хитай һөкүмитигә вәкиллик қиливатқан бир “мутәхәссис” билән бундақ йүзму-йүз елишишниң уйғур давасини хәлқараға сунушта зор әһмийити барлиқини билдүрди.

Биз униңдин вектор гавдәк “уйғурларниң омуми саниниму билмәйдиған” бир мутәхәссисниң қайта-қайта чәк басмас гәпләрни тәкрарлиши, униң арқиму-арқидин шунчә ашкара пакитларни инкар қилишини қандақ чүшиниш лазимлиқини соридуқ. Нури түркәл бундақ кишиләрниң өзи вәкиллик қиливатқан һөкүмәт үчүн сөз қилиштин башқа вәзиписи йоқлуқини, әмма униң мушу хил ялғанлири вә ушшуқлуқи арқилиқ дуняға хитай һөкүмитиниң маһийитини вә һәқиқий әпти-бәширисини ечип беришкә болидиғанлиқини тәкитлиди.

Мәлум болушичә, бу қетимқи сөһбәт программиси торларда кәң тарқилиш билән биргә хитай һөкүмитиниң маһийити вә уйғурларниң һазирқи вәзийитини хәлқараға йәнә бир қетим аңлитишта “әмәлий бир мәйдан дәрс болди” дәп қаралмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.