Хитай һөкүмити уйғур районида байрамлиқ дәм елишларни муқимлиқ түпәйли бирдәк бикар қилған
2017.10.04
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт җиддий уқтуруш чүшүрүп, хитайниң дөләт байрими мунасивити билән 8 күнлүк дәм елишқа қоюп берилгән һөкүмәт органлири, идарә-җәмийәт, дөләт игиликидики карханилар, оқутқучи-оқуғучилар вә һөкүмәткә қарашлиқ кәспий орунларниң ишчи-хизмәтчилириниң дәрһал хизмәт орниға қайтип келишини тәләп қилған.
Аптоном районлуқ һөкүмәтниң бу һәқтики уқтуруши рәсмий елан қилинмиған болсиму, лекин бу иҗтимаий алақә васитилиридә вә уйғур райондики һәр қайси һава йоллириниң дәм елиш мунасивити билән алдинала айропилан белити заказ қилип қойған йолучиларға чиқарған уқтурушлирида йәр алған.
Бу уқтурушлардин мәлум болушичә, даириләр байрамлиқ дәм елишни бикар қилипла қалмай, һәптә ахиридики дәм елишларниму бикар қилған.
Хоңкоң “җәнубий хитай сәһәр почта гезити” ниң сәйшәнбә күни бәргән хәвиридә, үрүмчи һава йоллириниң дүшәнбә күни чиқарған бу һәқтики уқтуруши нәқил қилинған.
Мәзкур һава йолиниң уқтурушида, “шинҗаң уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң қарариға асасән барлиқ һөкүмәт органлири вә мәктәпләр дөләт байримида дәм алмайду. Үрүмчи һава йоллири дөләт байрими мәзгилидә бурун биләт заказ қилип қойған йолучиларниң белитини қайтуриду яки учуш вақтини өзгәртип бериду” дейилгән.
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң җиддий уқтуруш чиқирип, байрамлиқ вә һәптә ахиридики дәм елишларни бикар қилишиниң конкрет сәвәби мәлум әмәс.
Үрүмчидики бир дохтурханиниң кәчлик нөвәтчи хадими, уларниң дохтурханисида ишчи-хизмәтчиләрниң дәм алмай ишләватқанлиқини билдүргән болсиму, бирақ аптоном районлуқ һөкүмәтниң байрамлиқ дәм елишни бикар қилиш уқтуруши һәққидики соалимизға җаваб беришни рәт қилди.
У: “бизниң дохтурханимиз дәм алмай ишләйду. Сиз бу соалиңизни дохтурхана мәмурийитигә телефон қилип сораң. Әтә әтигәндә дохтурхана парткоминиң тәшвиқат бөлүмигә телефон қилсиңиз болиду. Улар соалиңизға дәп бериду. Мән кәчлик нөвәтчи, дохтурханиниң кечилик ишлирини бир тәрәп қилимән. Зиярәткә алақидар ишларни дохтурхана парткомниң тәшвиқат бөлүми қилиду. Мән шуларниң телефонини берәй, шулар билән алақилишиң боламду” деди.
Лекин, уйғур илиниң мәлум наһийисидики бир йәрлик һөкүмәт хадими, улар турушлуқ йезида һечқандақ органниң байрамлиқ дәм алмиғанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду: “яқ биз дөләт байримида арам алмидуқ. Һечким арам алмиди. Һечқандақ орун арам алмиди. Һәммәйлән арам алмидуқ.”
Уйғур илиниң башқа бир наһийисидики йәнә бир һөкүмәт хадими, аптоном районлуқ һөкүмәтниң уқтуруш чүшүрүп байрамлиқ дәм елишни бикар қилғанлиқини дәлилләп, юқириниң бу һәқтики уқтурушида, буниң муқимлиқ билән мунасивәтлик, дәп көрситилгәнликини қәйт қилди.
У мундақ дәйду: һәә, бүгүн мән нөвәтчи. яқ, дөләт байримида қоюп бәрмиди.
Мухбир: немишқа қоюп бәрмиди юқириниң уқтуруши бармуя?
Һөкүмәт хадими: һәә, уқтуруш бар. Бизгә уқтуруш баркән, қоювәтмиди. Сәвәбини ениқ уқмидуқ. Сәвәби шу муқимлиқ тоғрилиқ охшайду.
Хәвәрләрдә баян қилишичә, уйғур аптоном районлуқ партком секретари чен чуәнго йеқинда йәрлик даириләргә буйруқ берип, қурултай мәзгилидә “чоң, оттура яки кичик” көләмлик һәрқандақ вәқә чиқип қелишниң қәтий алдини елишни тәләп қилған.
Бәзи көзәткүчиләр, чен чүәнгониң уйғур районида бундақ қаттиқ тәдбирләрни елиштики мәқсити униң хириси билән мунасивәтлик болуп, униң 19-қурултайда һечқандақ дәхлисиз сиясий бюроға әза болушни арзу қилидиғанлиқини илгири сүрүп кәлди.
Америкида турушлуқ хитай өктичи зиялийси вә вәзийәт анализчиси ваң чең уйғур районида узун йил яшиған сабиқ хитай көчмәнлириниң бири. У, чаршәнбә күни зияритимизни қобул қилип, чен чүәнгониң уйғур районидики сиясити униң шәхсий хаһиши билән алақиси барлиқини чәткә қақмисиму, бирақ униң сиясити ши җинпиңниң тәстиқисиз маңмайдиғанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду: “униң шәхси әһвалини таза билип кәтмәймән. Бу униң шәхси қабилийити, униң хизмәт иқтидари, ши җинпиң билән болған мунасивити вә униңға болған садақитигә алақидар ишлар. Бирақ мән шу нәрсини ейталаймән, униң шинҗаңда қилған һәр бир ишини ши җинпиң вә униң башчилиқидики һоқуқдарлар тәстиқлиған. Бу наһайити рошән. Улар ши җинпиң хурсән болмайдиған ишни һәргиз қилмайду. Һазир ши җинпиң өзиниң олтурған орундуқини қоғдап қелишқа амалсиз қелип, чен чүәнгоға охшаш кишиләрни буниңға чарә тепишқа қиставатиду. Шуңа, һәммиси чарә тепишниң койиға чүшүп кәтти. Бирақ униң тапқан чариси тарихниң еқимиға пүтүнләй хилап. У мусулманларни ‛қуран кәрим‚ ни тапшурушқа қистимаслиқи керәк иди. Униң бу һәрикити қандақ иш болуп кәтти әмди. Дуняда бундақ иш боламду. Мән буниңға шундақ қарап кәлдим, буни компартийәниң әксийәтчил маһийити вә иҗтимаий қалақлиқи кәлтүрүп чиқарған.”
У йәнә чен чуәнго алған аманлиқ тәдбирлириниң нишани нуқтилиқ уйғурларға қаритилсиму, бирақ буниң мәзкур райондики хитай көчмәнлиригә тәсир қиливатқанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду: “мән ишинимәнки, хитайлар униң йүргүзүватқан бу сияситигә қошулмайду. Чүнки, сиз бундақ бир муһитта яшисиңиз бу (уйғурларниң) сизгә болған дүшмәнликини қозғайду. Бундақ муһитниң дүшмәнликкә толидиған-толмайдиғанлиқини сиз яхши билисиз. Сиз уларниң көзигә қарисиңиз, уларниң муамилиси вә сөзигә бақсиңиз буни көрүп йитәләйсиз. Дүшмәнликкә толған бундақ муһитта хитайлар һечқандақ иш чиқмайду, дәп яшиялмайду. Әмәлийәттики реаллиқ шу, бу дүшмәнликни сиз (хитай һөкүмити) пәйда қилдиңиз. Бундақ десәм хитайлар қошулмайду. юқиридикиләр муқимлиқ һәммидин муһим, дәйду. Уларниң буниңға бойсунуши шәрт. Уларға башқа чарә қоймиди. Улар үчүн пәқәтла бирла чарә бар, юртиға қайтип кетиштур. Һечким дүшмәнликкә толған бу муһит ичидә яшашни халимайду.”
“җәнубий хитай әтигәнлик почта гезити” сәйшәнбә күни бәргән хәвиридә, уйғур районида байрамлиқ дәм елишниң бикар қилиниши хитай компартийисиниң йеқинда башлинидиған 19-нөвәтлик қурултийи билән мунасивәтлик икәнликини илгири сүргән.
Хитай компартийисиниң 19-қурултийи 18-өктәбир бейҗиңда башлиниду.
Мәзкур гезитниң хәвиридә, уйғур райондики хитай ишчилириниң сөзини нәқил кәлтүрүп, байрамлиқ дәм елишни бикар қилишниң “компартийә қурултийиға тәйярлиқ хизмити” билән алақидар икәнлики, даириләрниң “шинҗаң һөкүмити вә дөләт органлиридики һәр дәриҗилик хадимларға өктәбир ейи ичидә дәм алмай ишләшни уқтурған” лиқини билдүргән.