Уйғур елидә тәтилдә юртқа қайтқан оқуғучилар “дадил оттуриға чиқип, ениқ позитсийә билдүрүши” шәрт
2018.07.16

Мунасивәтлик маарип учурлири һәмдә инкаслардин бу йил язлиқ тәтил келиши билән уйғур елидики юртиға қайтқан оқуғучиларниң даириләр тәрипидин техиму қаттиқ башқуруш тәдбирлирини қоллиниш арқилиқ контрол қилиниватқанлиқи мәлум. Хитай даирилириниң мәхсус уқтуруш чүшүрүш вә орунлаштуруш арқилиқ, уйғур елидин хитай ичкири өлкиләргә берип оқуватқан барлиқ оқутқучи-оқуғучиларни бу йил язлиқ тәтилдә омумйүзлүк юртиға қайтуруп кәткәнлики, хитай маарип министирликиниң бу йил 6-айда тарқатқан “шинҗаңлиқ оқуғучиларни юртиға қайтуруш хизмити орунлаштуруши” намидики уқтуруш арқилиқ испатланған иди.
Уқтурушта, уйғур аптоном районидин келип ичкиридики мәктәпләрдә оқуватқан уйғур вә башқа һәр қайси милләт оқуғучилириниң юртиға қайтиши шәрт икәнлики билдүрүлгән.
Йеқинқи күнләрдә уйғур дияридики таратқулардин ашкарилинишичә, бу йиллиқ язлиқ тәтилдә хитай ичкири өлкилиридин юртиға қайтқан вә район ичидики алий мәктәпләрдин тәтил қилип өйигә қайтқан барлиқ оқуғучиларниңму юртидики нопус тәвәликигә қайтип барғандин кейин тәтилгә қоюп берилмәй, даириләр тәрипидин “дадил оттуриға чиқип, ениқ позитсийә билдүрүш паалийитигә” орунлаштурулмақта икән.
Бу һәқтә ақсу мәмурийәт ториниң хәвиригә қариғанда 6-июл күни кучаниң яқа йезисида, йеза кадирлири юртиға қайтқан 587 нәпәр оқуғучиға сөһбәт йиғини ечип, уларни тәтиллик сиясий тәлим-тәрбийә вә тәшвиқат хизмитигә орунлаштурған болуп, оқуғучилар тәтил ахирлашқанға қәдәр кәнтләрдә “үч әл хизмәт” гә чүшкән кадирларға ярдәмлишип, һәр милләт хәлқигә милләтләр иттипақлиқи тәрбийәси елип баридикән. Тәрбийәләш ахирлашқанда улар өгиниш тәсиратлирини йезип, иҗтимаий муқимлиқ вә милләтләр иттипақлиқини қоғдаштики қәтий мәйданини ипадиләшкә орунлаштурулидикән.
“шинҗаң хәвәр тори” ниң 6-июл хитайчә хәвиридә көрситилишичә, даириләр бу йил язлиқ тәтилдә юртиға қайтқан оқуғучиларни башқуруш хизмитини алаһидә җиддий вә чиң елип барған болуп, 2-июл күлни атушниң ләңгәр йезисиниң компартийә биринчи секретари лиң, юртиға қайтқан 32 оқуғучини йиғип, “язлиқ тәтиллик орунлаштуруш вә интизамға бойсунуп, партийә-һөкүмәтниң ғәмхорлуқиға әмәлий һәрикитиңлар билән җаваб қайтуруңлар” дегән.
Даириләрниң бу язлиқ тәтилдә ялғуз алий мәктәпләрдин юртиға қайтқан истудентларни сиясий һәрикәтләргә тәшкилләп тәтиллик арам елишқа қоюп бәрмигәндин сирт йәнә оттура мәктәп оқуғучилириниңму тәтилини бикар қилғанлиқи мәлум. Пичан наһийәлик “һөкүмәт тори” ниң хәвиридә, пичан наһийәси, пичан йезилиқ һөкүмәт ачқан 3-июл “2018-йиллиқ язлиқ тәтилдә юртиға қайтқан алий мәктәп, техником вә оттура мәктәп оқуғучилири сиясий тәлим-тәрбийә тәшвиқат хизмити йиғини” ға, юртқа қайтип барған студентлардин башқа вә “шинҗаң толуқ оттура синипи” оқуғучилириму қатнашқанлиқи көрситилгән.
Мунасивәтлик хәвәрләрдин йиллардикидәк бу язлиқ тәтилдә юртиға қайтқан оқуғучиларниң, йәрлик даириләр тәрипидин дөләт байриқи чиқириш мурасимиға қатнишиш, турушлуқ җайларда өткүзүлгән дадил оттуриға чиқип, аталмиш “үч хил күч” кә қарши адаққичә күрәш қилишқа қәсәм бериш, деһқанларға партийә-һөкүмәт сиясәтлири вә милләтләр иттипақлиқи тәшвиқати елип бериши тәләп қилинған.
Бу хәвәрләрдин мәлум болушичә, юртиға қайтқан оқуғучиларниң дадил оттуриға чиқип, ениқ позитсийә билдүрүш паалийити һәр қайси җайлардики “тәрбийәләш мулазимәт нуқтиси” да, мәктәптә вә йеза-базар (коча башқармиси)ларда тәң елип берилған.
Шинҗаң педагогика университети ториниң 12-июл көчүрүп тарқатқан, шинҗаң уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң “2018-йиллиқ язлиқ тәтиллик хизмәт орунлаштуруши” намидики уқтурушида, һәр қайси мәктәп рәһбәрлики вә партийә ячейкилириниң аптоном районлуқ парткомниң тәлипигә асасән оқутқучи-оқуғучиларни йиғип тәрбийәләш, буниңда милләтләр иттипақлиқи тәрбийәси вә қошмақ туғқан паалийитигә қатнишишниң шәрт икәнлики әскәртилгән.
Юртқа қайтип барған оқуғучиларниң бу язлиқ тәтилдә һәтта, һәқсиз деһқанчилиқ әмгәклиригә орунлаштурулғанлиқиму ашкариланмақта. Бу һәқтә ақсу ахбарат ториниң 7-айниң 8-күни тарқатқан бир сүрәтлик хәвиридә учурлар оттуриға чиққан болуп, хәвәрдин мәлум болушичә, ақсу тәвәсидики алқағу базириниң боз кәнтидики пидаийлар деһқанларниң қоғун үзүшигә ярдәмләшкән. Хәвәрдин ашкарилинишичә, йеқинқи бир қанчә күндин буян, куча наһийәсидики “3 әл хизмити әтрити” вә кәнт комитетиниң тәшкиллиши билән, бу язлиқ тәтилдә юртиға қайтқан 5000 миңдин артуқ алий мәктәп оқуғучиси, турушлуқ җайлиридики пидаийлар мулазимәт әтрити болуп тәшкиллинип, кәнтләрдики әмгәк күчи йетишмәйдиған аилиләрниң етиз-ериқ ишлириға ярдәмләшкән.
Радийомизға инкас қилған бир уйғур аялниң билдүрүшичә, бултурдин башлап юртқа қайтқан оқуғучилар, даириләр тәрипидин кәнтләрдә мәркәзлик тәрбийәләшкә мәҗбурий йиғивелинип, түрлүк сиясий өгинишләр билән бәнд қилинғанлиқтин, тәтилдә аран өйгә қайтқан сиңлиси, арам алалмиғандин сирт аилиси биләнму хатирҗәм биллә болалмиған.
Мунасивәтлик орун вә мәктәпләргә бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн көрсәткән тиришчанлиқимиз нәтиҗә бәрмигән болсиму, хитай маарип тармақлириниң язлиқ тәтилдики башқурушни күчәйтишкә даир уқтуруш-һөҗҗәтлиридә, оқуғучиларниң юртиға қайтип барғандин кейин, җайлардики тәтиллик орунлаштурушқа мәсул тармақларниң баһаси вә тәстиқини алғандин кейин мәктәпләргә қайтурулуши шәрт икәнлики мәлум.
Даириләрниң тәтил мәзгилидики оқуғучиларни башқуруш тәдбирлирини күчәйтип, оқутқучи-оқуғучиларға зор бесимларни елип келиватқанлиқи уйғур паалийәтчи вә көзәткүчиләрниң күчлүк тәнқидигә учримақта.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит вә америка уйғур бирләшмиси рәиси илшат һәсән әпәндиләр бу һәқтә өзлириниң әндишә в ә тәнқидий инкаслирини баян қилди.