“деһқанни йәрдин чарвичини яйлақтин азад қилиш” истератегийәсидин кимләр мәнпәәтлиниватиду?

Мухбиримиз қутлан
2016.07.14
Qarliq-tagh-Qomul-shehiri-Tomurti-kenti-2.jpg “қарлиқ тағ” дин еқип кәлгән ғол еқинниң қумул шәһири қизиляр кәнтидин еқип өткән бөлики. 2008-Йил.
RFA/Qutlan

2015-Йили 12-айда уйғур аптоном районлуқ даириләр мәхсус баянат елан қилип, өткән 5 йил ичидә һөкүмәтниң йүз милярд йүән мәбләғ селип, 6 милйон деһқан-чарвичини йеңи өйләргә олтурақлаштурғанлиқини елан қилған иди.

“асия киндики тори” ниң хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ олтурақ өй вә шәһәр-йеза қурулуши назаритиниң йеқинда елан қилған бир статистикилиқ мәлуматида мундақ дейилгән: “‛12-бәш йиллиқ пилан‚ мәзгилидә шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити өз малийәсидин 120 милярд йвәндин көпрәк мәбләғ аҗритип, 1 милйон 500 миңдин артуқ деһқан-чарвичи аилини бихәтәр өйләргә олтурақлаштурди. Буниң билән 6 милйон деһқан-чарвичи йеңи өйләргә көчүп кирип, заманиви турмуш сәвийәсигә еришти.”

Ундақта, юрт-маканлиридин айрилип шәһәр әтрапидики төвән иҗарилик бина өйләргә көчүрүлгән йәрлик деһқан-чарвичилар растинла хитай һөкүмәт тәшвиқатлирида ейтилғинидәк “бихәтәр өйләрдә заманивий турмуш сәвийәси” дин бәһримән болуватамду?

Биз бу соални уйғур елидики юрт-маканлиридин көчүрүлгән йәрлик деһқан-чарвичиларниң өзигә ташлидуқ.

Қумул вилайити уйғур аптоном районидики деһқанчилиқ билән чарвичилиқ бир гәвдә қилинған вилайәт болуп, тәңритеғиниң җәнубидики қумул шәһиригә қаршилиқ йеза-кәнтләрдә деһқанчилиқ, тәңритеғиниң шималидики аратүрк вә барикөл наһийәлиридә чарвичилиқ яки йерим чарвичилиқ асас қилинған.

Һалбуки, өткән әсирниң ахирлиридин буян шәһәр көлиминиң шиддәт билән зорийиши, йеңи тәрәққият районлириниң кәйни-кәйнидин ечилиши, кан байлиқлириниң тез сүрәттә қезилиши сәвәблик қумул вилайитиниң чарвичилиқ районлириға болған хирис һәссиләп күчәйгән.

Қумул шәһиригә қарашлиқ шәрқий тәңритағ етәклири билән аратүрк наһийәсиниң бир қисим яйлақ районлиридики йәрлик уйғур аһалилири йеқинқи 20 йил мабәйнидә юрт-маканлиридин көчүрүлүп шәһәр әтрапидики сусиз чөлләрдә қурулған ечиш районлириға олтурақлаштурулған.

Игилинишичә, қумул шәһириниң тәңритағ йезиси, ғәрбий тағ йезиси вә ташбалиқ йезиси қатарлиқ тағлиқ йезилиридики нәччә миңлиған уйғур деһқан-чарвичилар 2010-йилидин буян қумул шәһири әтрапидики йеңидин селинған төвән иҗарилик өйләргә көчүрүлгән. Буниң билән уларниң әсирләрдин буян яшап кәлгән тағлиқ райондики юрт-мәһәллилири саяһәт нуқтилириға, яйлақлири кан райониға айландурулған.

Қумул шәһиридин 80 километир келидиған шәрқий тәңритағ етикидики төмүрти кәнти қумулдики әң қәдимий тағлиқ юртларниң бири. 1956-Йили бу йәрдин қәдимки уйғур язма ядикарлиқлиридин бири болған мәшһур әсәр “майтири симит” ниң “төмүрти нусхиси” байқалған.

Ата-бовилири яшап кәлгән бу қәдимий юрттин көчүшни рәт қилған йәрлик уйғур чарвичи әйса йәһя бүгүн радийомиз зияритини қобул қилғинида нөвәттә төмүрти кәнтидә әң ахириқи 24 аилиниң қәп қалғанлиқини, шундақ қилип бу қәдимий юртниң чириғиниң өчүш алдида туруватқанлирини һәсрәт билән тилға алди.

Йәрлик чарвичи әйса йәһя йәнә юртидин көчүрүлгән уйғур деһқан-чарвичиларниң шәһәр әтрапидин берилгән 50 квадрат метирлиқ бина өйләрдә төвән турмуш капалитигә қарап күн көчүрүватқанлиқидин шикайәт қилди.

Йиллардин буян җуғрапийәлик җайлишиш түпәйли хитайдики тез сүрәтлик тәрәққият еқимидин сиртта қалған, “мәмликәт бойичә намрат наһийә” тизимликидә туруп кәлгән аратүрк наһийәси йеқинқи йиллардин буян ғәрбни ечиш долқуниниң күчлүк хирисқа дуч кәлгән.

Ном йезисидин ғайәт зор нефит вә көмүр байлиқиниң байқилиши билән, аратүрк наһийәсиниң йеқинқи 5 йил ичидә пүтүн наһийәдики йәрлик деһқан-чарвичиларни терилғу йәр вә яйлақтин “азад” қилип, шәһәр аһалисиға айландуруш пиланини түзгәнлики мәлум.

Аратүрк наһийәсиниң мәлум йезисида илгири йеза башлиқи болуп ишлигән, нөвәттә наһийәлик хәлқ қурултийида вәзипә өтәватқан, әмма нам-шәрипини ашкарилашни халимайдиған бир уйғур кадир мундақ деди:

“аратүрк наһийәси йеқинқи 5 йил ичидә деһқанни йәрдин, чарвичини қамчидин ‛азад‚ қилип, ноқул деһқанчилиқ яки чарвичилиқ билән шуғуллинидиған бирму аһалини қалдурмаслиқ пиланини йолға қойди.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.