Америка дөләт мәҗлисиниң гуваһлиқ йиғинида хитайниң пиланлиқ туғут сияситини бикар қилиш оттуриға қоюлди
2016.02.04

3-январ өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғинини америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлар комитети чақирди. Мәзкур гуваһлиқ бериш йиғини б д т ниң бу йиллиқ кишилик һоқуқ йиғини келәр ай җәнвәдә башлинидиған мәзгилгә тоғра кәлгән. Аяллар мәсилиси җәнвәдики йиғинда музакиригә қоюлидиған муһим темиларниң бири.
Чаршәнбә күнки “җинсий қирғинчилиқ: хитайдики ғайиб қизлар” намлиқ йиғинда, хитай паалийәтчи сәй лиң, америкилиқ аптор вә журналист мара вестендал, америкидики хитай пиланлиқ туғут тәтқиқат орниниң директори җули брәнниң қатарлиқ паалийәтчи вә тәтқиқатчилар гуваһлиқ бәрди.
Йиғинда америка авам палата әзаси, хитай ишлар комитети рәиси кристофер симит, хитайда әр-аял нисбити еғир тәңпуңсизлиққа дуч келиватқанлиқини әскәртип, буниң адәм қачақчилиқини күчәйтиватқанлиқини илгири сүрди. У җинсий қирғинчилиқ бир “қәрәллик бомба” деди.
Кристофер симит мундақ деди: “җинсий қирғинчилиқ йошурун йоқитиш характерлик трагедийә болупла қалмай, у йәнә нопус қурулмисидики қәрәллик бомба. У болупму хитайда зор иҗтимаий, сиясий, бихәтәрлик тәһдити.
Хитай дуняда еғир әр-аял җинсий нисбәт тәңпуңсизлиқиға дуч келиватиду. Һөкүмәт даирилириниң рәсмий статистикисидин мәлум болушичә, һазир хитайда той қилиш йешидики әрләрниң сани аяллардин 34 милйон артуқ.
Валис һадсонға охшаш нопус мутәхәссислириниң қаришичә, хитайда әрләрниң сани аяллардин бундақ зор көләмдә ешип кетиши иҗтимаий муқимсизлиқ пәйда қилиду, җинайәт садир қилиш нисбити вә җинсий зораванлиқларни артуриду. Бу хитайда аллибурун қиз-аяллар қачақчилиқини күчәйтивәтти.”
Кристофер симит йәнә, һазир хитайниң дуня аял җинсий қачақчилиқиниң җәлп қилиш мәркизигә айланғанлиқини билдүрди. У, буниңдин “чоңқур әндишә қиливатимән” дәйду.
Кристофер симит: “хитай дуня җинсий тиҗарәт қачақчилиқини җәлп қилиш мәркизигә айланди. Мән буниңдин чоңқур әндишә қиливатимән. Биз вийетнам, бирма, камбоджаға охшаш шәрқий җәнубий асия әллиридә аяллар қачақчилиқиниң көрүнәрлик артип, хитайдики адәм қачақчилириниң җинсий суйиистемал қилишиға учриғанлиқини көрүп йәттуқ. Хитайға қечип барған шималий корейәлик аяллар охшашла тәһдит астида. Улар адәм қачақчилириниң мәҗбури әмгәккә селиши вә хотунлуққа мәҗбурлишиға учрап кәлди. Қачақчиларниң аялларни мәҗбури әмгәккә селиши, хотунлуққа мәҗбурлаш әһвали охшашла хитайдики өлкиләр оттурисида мәвҗут еғир һадисә.”
Мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, хитайда әр вә аяллар нисбитидики еғир тәңпуңсизлиқни нуқтилиқ икки амил кәлтүрүп чиқарған. Униң бири, хитайниң пиланлиқ туғут сиясити, йәнә бири, хитай җәмийитиниң оғулларни арзулап, қизларни йәкләштәк әнәниви җәмәт қаршидур.
Хитай паалийәтчи сәй лиң йиғинда гуваһлиқ берип, җинсий йәкләшкә қарши уруш инсанийәтни қоғдаш уруши болупла қалмай, униң йәнә тинчлиқни қоғдаш уруши икәнликини илгири сүрди.
У, әр-аяллар нисбитидики тәңпуңсизлиқ 2-дуня урушида японийәниң ишғалийәтчилик һәрикити, пакистан, афғанистандики тоқунушларға елип барғанлиқини билдүрди.
Сәй лиң: “бүгүнки хитайда 37 милйон яш хотун болмиғачқа той қилалмайду. Бундақ зор көләмлик җинсий пәрқниң еғир ақивити бар. У, адәм қачақчилиқи вә паһишивазлиқниң әвҗ елиши билән четишлиқ. Һазир дунядики җинсий қачақчилиқниң 60% ни хитай игиләйду. Тарихий нуқтидин алғанда, әрләр нисбитиниң ешип кетиши муқимсизлиқ пәйда қилип, дөләтләрни ишғалийәтчилик йолиға меңишқа елип бариду. Санлиқ мәлуматлардин мәлум болушичә, 2-дуня урушида японийә, һазирқи заманда пакистан билән афғанистандики урушлар җинсий тәңпуңлуқниң бузулуши билән алақидар. Шуңа, қизларни йәкләшкә қарши туруш у ноқул қизларни қоғдаш, инсанийәтни қоғдаш урушила әмәс. У йәнә тинчлиқни қоғдаш урушидур.”
Сәй лиң йәнә, хитай җәмийитиниң сағлам тәрәққияти үчүн пиланлиқ туғут сияситини бикар қилиш билән биргә, хитай җәмийитидики оғулни қәдирләп, қизларни хорлаштәк бу хил хаһишқа хатимә беришниң зөрүрлүкини әскәртти.
Сәй лиң: “хитайда җинсий қирғинчилиқни икки хил амил кәлтүрүп чиқириватиду. Буниң бири, һөкүмәтниң пиланлиқ туғут сиясити, йәнә бири, оғул болса туғуп, қиз болса туғмаслиқ хаһиши.
Шуңа, җинсий йәкләшкә хатимә берип, һаятлиқни қәдирләш хаһишини җәмийәтниң барлиқ қатламлирида қуруп чиқиш керәк. Буниң үчүн кона хаһишларни йеңип, йеңи қарашни турғузуш үчүн пүткүл җәмийәтни йеңилашқа тоғра келиду. Бу иккисини бирла вақитта елип бериш зөрүр. Чүнки, бу иккисини бир-биридин айриветишкә болмайду. Шуңа, мениң тәклипим икки пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сияситини бикар қилип, туғутқа һечқандақ чәклимә қоймаслиқтур.”
Йиғинда америка авам палата әзаси питтенгер хитайниң пиланлиқ туғут сиясити униң мәнпәитигә икәнликини агаһландурди. У, икки пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сиясити униң бир пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сияситидин бир аз яхшидәк қилсиму, әмма у йәнила хитайда әмгәк күчи йетишмәсликни еғирлаштуруп, яшларниң йүкини еғирлаштуруветидиғанлиқини билдүрди.
Петтингер мундақ дәйду: хитайниң пиланлиқ туғут сиясити узун мәзгиллик мурәккәп һәм омумий йүзлүк нопус, инсаний, вә иқтисадий ақивәт пәйда қилиду. Бүгүн хитайда әркәкләр аяллардин 34 милйон артуқ. Дәлилләрдин мәлум болушичә, пиланлиқ туғут сияситиниң вийетнам, корейә қатарлиқ қошнилирида узун мәзгиллик тәсир пәйда қилидиғанлиқи мәлум. Җинсиз тәңпуңсизлиқниң шәрқий-җәнубий асияда адәм қачақчилиқини күчәйткән. Камбоджа, вийетнам, бирма вә башқа дөләтләрдики қиз вә аялларниң хитайға елип берилип, хотунлуққа мәҗбурлиниш, җинсий суйиистемал учраш әһвали еғирлашқан. Бу, хитайда нопусниң қеришини артуруп, әмгәк күчиниң азийишини, яшларниң аилә қурушни қийинлаштурған. Шуңа, хитайниң пиланлиқ туғут сияситини давамлиқ йолға қоюши у хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә хилапла әмәс, у йәнә хитайниң өз мәнпәитигә зиянлиқ.
Лекин хитай һөкүмити икки пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сиясити хитай иқтисадини кәлгүси 35 йилда 30 милйон әмгәк күчи билән тәминләп, хитай нопусиниң қеришини 2% астилитидиғанлиқи, иқтисадни 0.5 Пирсәнт өстүридиғанлиқини илгири сүрүп кәлди.